• Йеңилиқлар
  • 27 Ақпан, 2012

Ханим-қизлар Мәктүпни муһакимә қилди

Йеқинда Алмута шәһиридики Достлуқ өйидә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики ханим-қизлар кеңишиниң әзалири баш қошуп, Дөләт рәһбири Н.Назарбаевниң Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүбини муһакимә қилди. Андин улар мәзкүр кеңәшниң мошу жилға бәлгүләнгән иш-реҗилири бойичә өз ара мәслиһәтләшти. Баш қошушта дәсләп сөз алған Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси Әхтирим Әхмәтова җумһурийәт Президенти Нурсултан Назарбаевниң қазақстанлиқларға йоллиған әнъәнивий Мәктүбигә тохталди. — Милләт Лидери Қазақстан вә униң хәлқиниң әң муһим иҗтимаий-ихтисадий еһтияҗлирини өз ичигә алған 10 йеңи стратегиялик йөнилишни атап көрсәтти, — дәп сөзини башлиди у, — Президент «Бүгүн пүткүл дуния вә һәр бир дөләт үчүн күчлүк аләмшумул һәм ички тәләп-синақларға җавап тепиш муһим. Биз иҗтимаий-ихтисадий йеңилинишниң он йөнилиши бойичә вәзипиләрни орунлап, ихтисадимизни күчәйтимиз, җәмийитимизни турақлаштуримиз, хәлқимиз паравәнлигини ашуримиз» деди. Шундақла Дөләт рәһбири оқутушниң нәтиҗидарлиқ системисини вуҗутқа кәлтүрүшни вә ишқа орунлишишқа ярдәмлишишни өз ичигә алидиған йеңи иш билән тәминләш программисини миқияслиқ әмәлгә ашурушни, йезида тиҗарәтчиликни тәрәққий әткүзүшкә ярдәмлишишни вә әмгәк ресурслириниң һәрикәтчанлиғини ашурушни тапшурди. Мәзкүр программа даирисидә 2020-жилға қәдәр 1,5 миллион адәм сүпәтлик ишқа орунлаштурулиду. Шуниңдин кейин сөзгә чиққан Алмута технологиялик университетиниң оқутқучиси Санийәм Мәсимова, адвокат Мезангүл Аванисимова, җәмийәтлик ишларниң активисти Имгүл Абдримова вә башқилар Дөләт рәһбириниң бу қетимқи Мәктүбини зор қанаәтлиниш билән қобул қилғанлиғини изһар қилишти. Андин Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси жиғилғанларни мәзкүр кеңәшниң бир жиллиқ иш-реҗилири билән тонуштурди.

Бәхтишат СОПИЕВ.

СҮРӘТТӘ: баш қошуштин көрүнүш.  

665 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы