• Йеңилиқлар
  • 27 Ақпан, 2012

Яшлар — келәчигимиз капалити

Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Нурсултан Назарбаевниң бийил Қазақстан хәлқигә йоллиған «Иҗтимаий-ихтисадий йеңилиниш — Қазақстан тәрәққиятиниң асасий йөнилиши» Мәктүбидә асасий он йөнилиш бойичә ениқ чариләр комплекси тәклип қилинди. Шуниңға мувапиқ иҗтимаий-ихтисадий йеңилиниш билән индустриаллиқ-инновациялик лайиһиләр қолға елинип, хам әшияни қайта ишләш билән инфрақурулумни мукәммәлләштүрүш саһалирида нурғунлиған көләмлик лайиһиләрниң әмәлгә ашурулуши күтүлмәктә. Президент Нурсултан Назарбаевниң қазақстанлиқларға йоллаватқан әнъәнивий Мәктүплири һәр дайим тарихий әһмийәткә егә екәнлиги  вә алаһидә стратегиялик һөҗҗәт болуп һесаплинидиғанлиғи билән пәриқлиниду.  Чүнки барлиқ мәктүпләрдә елимизни техиму тәрәққий әткүзүш, һәр бир аилиниң, һәр бир гражданниң турмуш шараитини яхшилаш, хәлқимизниң бирлигини, течлиқни сақлаш йоллири ениқ атап көрситилиду. Шуңлашқа бизниң елимизниң бүгүнки күндики әң асасий йөнилиши — иҗтимаий йеңилиништин ибарәт болмақта. Шундақ екән, биз бу қетимқи Мәктүптә ейтилған тапшуруқларни бирлишип әмәлгә ашуруп, утуқлуқ тәрәққият йолини давамлаштурушимиз керәк. Мәктүпниң асасий йөнилишлириниң бири — яшлар мәсилиси болуп һесаплиниду. Өткән жили «Қазақстан Җумһурийитидики дөләтлик яшлар сәясити тоғрилиқ» Қануниға өзгиришләр билән қошумчилар киргүзүлди. Шуниң давами сүпитидә яшларни, шу җүмлидин яш аилиләр билән яш тиҗарәтчиләрни қоллап-қувәтләш мәсилиси бүгүнки күн тәртивиниң муһим мәсилилириниң бири сүпитидә қаралмақта. Бу — наһайити хошал боларлиқ әһвал. Президентимиз өткән жигирмә жил ичидә яшларни қоллап-қувәтләш тоғрилиқ дайим тилға елип келиватиду. Яшларға сүпәтлик билим бериш, уларни иш билән тәминләш, әнсизчиликкә берилмәй, беғәм һаят кәчүрүши үчүн һаҗәт болған моҗут шараиттин толуқ пайдилиниш дөлитимиздики яшлар сәяситиниң әң муһим шәрти болған, кәлгүсидиму шундақ болуп қалидиғанлиғини Президент Нурсултан Назарбаевниң бу қетимқи Мәктүбидинму ениқ көрүшкә болиду. Чүнки Президент дөләтниң яшлар сәясити тоғрилиқ ейтип, Һөкүмәткә уларни иш билән тәминләшниң йеңи программисини ишләп чиқишни тапшурди. Униңдики асасий йөнилишләрниң бири йезиларда тиҗарәтчиликни тәрәққий әткүзүшкә нишан қилинған. Бу программида, әң алди билән, йеза яшлирини иш билән тәминләшкә алаһидә диққәт бөлүнүши шәрт. Униң үчүн йезиларда яшларниң тиҗарәт билән шуғуллинишиға тосалғу болуватқан барлиқ сәлбий көрүнүшләрни иҗабий һәл қилиш лазим. Мәсилән, «Қазақстан Җумһурийитидики дөләтлик яшлар сәясити тоғрилиқ» Қанунға мувапиқ йезиларда яшлар билән яшларниң тәшкилатлири қурған фермерлиқ вә дехан егиликлиригә несийә елишта, селиқ төләштә бәзи имтиязларни яритип, дөләт тәрипидин қоллап-қувәтләшкә егә болушини тәминләш артуқчилиқ қилмайду. Бу яшлар тиҗаритиниң тәрәққиятиға кәң йол ечип, яшларниң йезида қелишиға қаритилған муһим қәдәм болатти вә һазир көп ейтиливатқан регионларни тәрәққий әткүзүш программисиниң әмәлиятта өз әксини тепишиға мүмкинчилик бәргән болар еди. Президентимизниң Мәктүбидә мошу мәсилиләрниң һәммиси һәртәрәплимә ейтилған. Әнди һөкүмәткә Президент тапшуруғини орунлаш үчүн йезиниң ениқ мүмкинчиликлирини һесапқа алған һалда ениқ программиларни ишләп чиқиш тәләп қилиниду. Чүнки Президентниң йерим миллиондин ошуқ яш аилини турушлуқ өй билән тәминләш тоғрилиқ тапшурмисиму хәлиқ мәнпийитини көзләйдиған вә дайим қоллап-қувәтләшкә егә болидиған тәшәббусларниң бири. Президентимизниң бу тәшәббуси елимизда «Яшлар — бизниң келәчигимиз» дегән қанатлиқ сөзниң әмәлиятта өз әксини тепиши йолида ташланған салмақлиқ қәдәм сүпитидә баһалиниватқанлиғи наһайити тоғра екәнлигини қәйт қилғумиз келиду. Шәхсән өзәм Президентимиз Нурсултан Назарбаевниң яшлар сәяситигә қаритилған барлиқ тәшәббуслирини қолумдин келишичә қоллап-қувәтләватимән дәп ейталаймән. Буниңдин бәш жил илгири яшларниң тәшәббуси билән қурулған «Бирлик» җәмийәтлик фонди  өткән вақит ичидә яшлар билән ишләшниң бай вә әмәлиятта синалған тәҗрибисигә егә болғанлиғини тәкитлигүм келиду. Мәзкүр фонд әмәлгә ашурған ишлардин гезитханлиримиз толуқ хәвәрдар дәп ойлаймән. Шундиму, пурсәттин пайдилинип, уларниң бәзилирини ейтип өтүшни тоғра көрүватимән. «Бирлик» җәмийәтлик фонди йенида «Аттила» спорт клуби тәшкил қилинғандин кейин яшлиримизда бош вақтини пайдилиқ өткүзүшкә болған интилишниң өскәнлиги ениқ сезилмәктә. Бүгүнки күндә мәзкүр спорт клубиниң Алмута шәһиридә вә Алмута вилайитидә он икки шөбиси турақлиқ вә нәтиҗидарлиқ паалийәт елип бериватиду. Уларда 400дин ошуқ яш спортниң һәр хил түрлири бойичә мәшиқлиниш мүмкинчилигигә егә. Мошу вақит давамида «Аттила» спорт клубида кикбоксинг бойичә 23 дуния чемпиони вә 60 Қазақстан чемпиони йетилип чиққанлиғини ейтип өтүшниң өзи купайә дәп ойлаймән. Улардин ташқири һәр жили йеза яшлири вә студентлар арисида спортниң бәзи аммивий түрлири бойичә мусабиқиларни өткүзүш әнъәниси қелиплашти. Һәр жили май — ноябрь айлирида уйғур яшлири арисида футбол бойичә турнир уюштурулуп келиватқанлиғи мәлум. Бу турнирға «Бирлик» җәмийәтлик фонди турақлиқ рәвиштә һәр жили 500 миң тәңгә мәбләғ бөлиду. Мундақ мисаллар наһайити нурғун. 2011-жилила пәқәт яшлар арисида спорт мусабиқилирини уюштурушқа «Бирлик» җәмийәтлик фонди 3 миллион 675 миң тәңгә сәрип қилди. Буниңдин ташқири фонд хәйрихаһлиқ вә һамийлиқ паалийәтлиридә көзгә чүшүп кәлмәктә. Мәсилән, армрестлинг бойичә Қазақстан Җумһурийитиниң спорт маһири Ш.Хамитовниң Һиндстанда вә Америкида өткән мусабиқиларға қатнишиши үчүн һаҗәт болған чиқимни «Бирлик» фонди өз зиммисигә алди. Бу вә башқиму мисаллар «Бирлик» җәмийәтлик фондиниң яшлар арисида сағлам һаят тәризини қелиплаштуруш бойичә әмәлгә ашуруватқан ишлириниң хелила кәң вә салмақлиқ екәнлигини көрсәтсә керәк. Шуниң билән биллә, биз хәлқимиз арисидин йетилип чиққан көрнәклик шәхсләрниң исмини әбәдийләштүрүшкиму өз төһпимизни қошуватқанлиғимизни тилға алсам, кәмтарлиқ чәмбиридин чиқип кәткәнлигим болмас дәп ойлаймән. Мәсилән, дөләт вә җәмийәт әрбаби Исмайил Йүсүповниң, СССР хәлиқ артисти, композитор Қуддус Ғоҗамияровниң, эстрада юлтузи Мурат Насировниң һәйкилини орнитишқа салмақлиқ үлүшимизни қоштуқ, келәчәктә Чонҗа йезисида көрнәклик язғучи вә драматург Шайим Шаваевниң һәйкилини орнитиш тәрәддутини көрүватимиз. Мәлумки, дунияниң бәзи дөләтлири өзлириниң ихтисадини туризм арқилиқму тәрәққий әткүзүватқанлиғи мәлум. Президент өз Мәктүбидә тәрәққий әткән әлләрдә туристик кластерниң үлүши ички умумий мәһсулатниң он пайизиға тәәллуқ екәнлигини, әнди биздә болса, у бир пайизғиму йәтмәйдиғанлиғини очуқ ейтти. Дәрһәқиқәт, Алмута шәһириниң әтрапидики дуниявий стандартларға толуқ җавап беридиған тағ чаңғуси курортлирини тәрәққий әткүзүш наһайити әһмийәтликтур. У пәқәт Алитағ бағридики гөзәл Алмутиниңла әмәс, шундақла пүткүл елимиз ихтисадиниң сүръитигә сүръәт қошидиған әһвалда болуши керәк. Мана мошуниңға охшаш муһим проблемиларниң һәл болушиға өз һәссимизни қошуш бизниң һәм инсаний, һәм гражданлиқ борчимиз болуп һесаплиниду. Шуңлашқа келәчәктә «Бирлик» җәмийәтлик фонди туризмни тәрәққий әткүзүшни көздә тутидиған бәзи лайиһиләрниму әмәлгә ашурушни нийәт қилмақта. Худа буйриса, у лайиһилиримизниң утуқлуқ болушиға толуқ шәрт-шараит бар дәп ойлаймән. Чүнки бүгүнки күндә елимизда туризмни тәрәққий әткүзүшкә йеңичә көз қараш шәкиллинип, елимизниң җай-җайлиридики тарихий орунларға чәт әлликләрни көпләп җәлип қилишниң йеңи йоллири билән усуллиридин пайдилиниш үчүн кәң мүмкинчиликләр яритилмақта. Мәктүптә Президент күн тәртивигә қоюлуватқан лайиһиләр ихтисадимизниң, мәмликитимизниң әһвалини тамамән өзгәртидиғанлиғини ениқ ейтти. Әгәр һазирға қәдәр елимизниң ички умумий мәһсулати җан бешиға чаққанда 11 миң доллардин ашқанлиғини инавәткә алсақ, бәш жилдин кейин бу көрсәткүч он бәш миң долларға йетидиғанлиғи көздә тутулмақта. Шундақ болса, хәлиқниң иҗтимаий әһвалини, турмуш шараитини яхшилашқа, ишсизлиқтин қутулушқа, йеңи иш орунлирини ечишқа дөләт йеңичә көз қарашни шәкилләндүрүшкә киришкән екән, униңға һәр биримиз паал қатнишишимиз лазим. Униңға яшларни көпләп җәлип қилишни вақит тәливи дәп чүшәнгинимиз тоғра. Биз елимизниң мустәһкәм түврүги, дөлитимизниң бәрикити, келәчигимизниң чириғи — яшларни аләмшумуллаштуруш дәвриниң әң муһим шәрти болған риқабәткә қабил болуш роһида тәрбийиләшни һеч қачан ядимиздин чиқармаслиғимиз керәк.

Адилҗан ЗӘЙНАВДУН,

«Бирлик» җәмийәтлик фондиниң президенти.

Алмута шәһири.    

792 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы