• Йеңилиқлар
  • 27 Ақпан, 2012

Өткән жилниң йәкүни чиқирилди

Йеқинда Чимкәнт шәһиридики «Туран» тойханисида мәзкүр тәвәдики уйғур җамаәтчилигигә вакаләтән жигит башлири билән җамаәтчилик ишлириниң активистлири баш қошуп, Җәнубий Қазақстан вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Баһадур Сәлимов бир жил ичидә әмәлгә ашурулған ишлар тоғрилиқ көпчиликкә һесават бәрди. Б.Сәлимов өзи рәһбәрлик қиливатқан вилайәтлик мәдәнийәт мәркизиниң өткән жилқи иш-паалийитигә тохтилип, җүмлидин җумһурийитимиз Президентиниң дана сәяситини қоллап-қувәтләштә, униң һәр жили қазақстанлиқларға йоллаватқан әнъәнивий Мәктүплиридә алға сүрүлгән вәзипилирини әмәлгә ашурушта көплигән ишларниң бәҗирилгәнлигини ейтип өтти. Шуниңдин кейин тәптиш комиссиясиниң рәиси Абдулла Сейитовниң һесавити тиңшилип, Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң бир жиллиқ паалийити қанаәтлинәрлик, дәп баһаланди. Баш қошушта сөз алған җамаәтчилик ишлириниң активистлири Пәхирдин Исабаев, Гөзәл Темирова, Әсқәт Керим вә башқилар өзлириниң пикир-тәклиплири билән ортақлишип, мәркәзниң кәлгүси паалийитигә утуқ тилиди.

Абдурешит ӘХМӘТОВ.

Чимкәнт шәһири.  

683 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы