• Йеңилиқлар
  • 27 Ақпан, 2012

Һосул қар астида қалди

Қазақстан Җумһурийити йеза егилиги министриниң җумһурийитимиздә йеңи һосулни сақлаш проблемиси орун алмайду, дегән тәхминлири, һәр еһтималға қариғанда, әмәлгә ашмиғандәк. Бизчә болғанда, Панфилов наһийәсиниң деханлири әйнә шундақ пикирдә. Наһийә деханлири өткән жили 22500 гектар мәйданға терилгән көмүқонақ зираитидин рекордлуқ һосул жиғиштурди. Мошу баһалиқ зираәтниң һәр гектаридин оттура һесапта 52 центнердин һосул елинди. Бирақ униң баһасиниң төвәнлигидин вә наһийәдә ашлиқ амбарлириниң йоқлиғидин һосулниң тәң йерими қар астида қалди. Аз күндин кейин баһар қәдәм тәшрип қилиду, Пәнҗим, Кичик Чиған вә Ават йезилириниң хаманлиридики көмүқонақ болса, техичә қар астида. Деханлар өз һосулини сақлап қелиш үчүн уни хошна Хитайдин кәлтүрүлгән палаткилар билән йепип, «дүмләшкә» мәҗбур болмақта. — Һазирчә анчә зиян тартмидим.Бирақ әтиязғиму аз қалди. Әгәр күн иссип, ямғур яғидиған болса, нәм көмүқонақ сесип кетип, һеч немигә яримайду дегән сөз, — дәйду өткән жили көмүқонақтин мол һосул алған деханларниң бири Һебибулла Зулияров. — Өткән жили жиғиштурулған 500 тонниға йеқин көмүқонақниң дәсләпки 100 тоннисиниң һәр бир килограммини 26 тәңгидин өткүздим. Униңдин чүшкән ахча иш һәққини вә алған уруқниң һәққини төләшкә кәтти. Һазир бир килограммни 30 тәңгидин еливатиду. Баһаниң көтирилишини күтүватимән. Әгәр мәһсулат баһаси көтирилсә, у тәхминән бир килограмм үчүн 40 — 50 тәңгини тәшкил қилиши мүмкин. Өткән жили балдур әтиязда, йәни чөп түгигәндә, деханларға әйнә шундақ баһани тәклип қилған еди. Әнди баһа көтирилмәй, херидар тепилмай қалса, қандақ болғини? У чағда деханларниң касатлиққа учриши турған гәп. Мундақ әһвалда бийил уларниң көмүқонақ зираитини өстүрмәйдиғанлиғиму еһтималдин жирақ әмәс. Униң үстигә наһийәдә уруқниң тапчиллиғи байқалмақта. Деханлар көмүқонақниң әнъәнивий «МАРКО 419» сортиниң уруғини һәтта Алмутидинму тапалмиди. Әһвал шундақла болса, «етиз мәликисиниң» қачанду-бир вақитларда мошу зираәттин мол һосул елип, даңқи чиққан Панфилов наһийәсиниң рәмзи болуштин қелишини ечиниш ичрә тәкитләшкә тоғра келиду.

Нурәхмәт ӘХМӘТОВ.

Панфилов наһийәси.  

655 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы