• Йеңилиқлар
  • 27 Ақпан, 2012

«Мурат Һәмраев оқушлири»

Алмута шәһиридики М.Һәмраев намидики 150-уйғур оттура мәктивидә һәр хил мавзуларда муназириләрни, пәнләр бойичә һәптиликләрни, хәлқимизниң арисидин чиққан намайәндиләргә беғишланған кәчләрни өткүзүш әнъәнигә айланған. Бу хилдики чарә-тәдбирләр, биринчидин, оқуғучиларниң алған билимини һәртәрәплимә мукәммәлләштүрүшигә түрткә болса, иккинчидин, уларда вә ата-аниларда ана тилида оқушниң нәқәдәр әвзәл екәнлиги тоғрилиқ чүшәнчини пәйда қилидиғанлиғи талашсиз. Өткән һәптидә мәзкүр мәктәптә көрнәклик әдәбиятшунас алим Мурат Һәмраевниң хатирисигә беғишланған «Мурат Һәмраев оқушлири» уюштурулди. Униңға алимлар, язғучи вә шаирлар, пешқәдәм устазлар вә җамаәтчилик вәкиллири иштрак қилди. Меһманлар дәсләп «Мәңгү әвлатлар қәлбидә» мавзуси астида өтүлгән очуқ синип саатларға қатнашти. Уларда 8- вә 11-синип оқуғучилири жиғилғанларни алимниң һаяти вә иҗадий паалийити билән әтраплиқ тонуштуруп, униң қәлимигә мәнсүп шеирлирини ядқа оқуди. Умумән, оқуғучиларниң ой-пикрини әркин изһар қилиши, нутуқ мәдәнийити вә уларниң ана тилида чоңқур билим елишқа болған интилиш-иштияқи көпчиликни қайил қилди. Мәзкүр чарә-тәдбирниң иккинчи басқучида меһманлар «Илһам» илмий җәмийитиниң рәһбири Халидәм Йәһиярованиң уюштуруши билән өткүзүлгән илмий лайиһиләрни қоғдаш бойичә очуқ дәрискә иштрак қилди. Дәрис җәриянида 9-синип оқуғучиси Бәхтинур Сидиқова «С.Искәндәров шеирлиридики фразеологизмлиқ бирикмиләр», 9-синип оқуғучиси Дилияр Һашимҗан «Л.Мутәллип шеирлиридики қапийәләр», 8-синип оқуғучиси Айнура Йүсүпова «Илия Бәхтия шеирийитидики мақал-тәмсилләр», Малика Сабитова «П.Мәхсәтова шеирлиридики охшитишлар вә метафорилар» мавзулирида доклад қилди вә һәр бир мавзуға аит өз иҗадидин шеирларни ипадилик оқуп, тәһлил қилип бәрди. Диққәткә сазавәр нәрсә шуки, доклад билән сөзгә чиққан һәр бир оқуғучи өз алдиға иҗадий издинип, тәтқиқатлирини әтраплиқ йорутуп беришкә дадил һәрикәт қилған. Һәмминиң қәлбидә яхши тәсират қалдурған ушбу очуқ дәрисниң давами «Мурат Һәмраев» намлиқ китапни тонуштуруш мәрасимиға улашти. Алимниң иниси Хәмит Һәмраевниң муәллиплигидә нәшир қилинған мәзкүр китапни вә униңдин орун алған материалларни әтраплиқ тонуштуруш өзиниң натиқлиқ қабилийити билән меһманларниң алқишиға бөләнгән 11-синип оқуғучиси Маһирәм Баратованиң әнчисигә тәгди... Шуниңдин кейин сөз новитини алған пешқәдәм устаз, Мурат Һәмраевниң қәдинас ағиниси Әхмәтҗан Надиров, әдәбиятшунас алим Рабик Исмайилов, шаир Савут Искәндәров, язғучи Авут Мәсимов Мурат Һәмраевниң һәқиқий инсан вә бәркамал алим сүпитидики пәзиләтлири тоғрилиқ ейтип бәрди. Жут мөтивәри Турсун Қаһаров, Заря Востока мәһәллисиниң баш жигит беши Ярмуһәмәт Кебиров, Алатав наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Турғанҗан Йүсүпов, жигит беши Реһимҗан Йүсүпҗанов вә алим Хәмит Һәмраев мәзкүр чарә-тәдбирни уюштурушқа алаһидә күч чиқарған мәктәп коллективиға өзлириниң миннәтдарлиғини билдүрүп, оқуғучиларни пухта билим елишқа чақирди. Ахирида мәктәп мудири Мунирәм Зиямова сөз елип, «Мурат Һәмраев оқушлирини» уюштурушқа паал қатнашқан пән муәллимлири билән оқуғучиларға вә жирақ-йеқиндин кәлгән меһманларға сәмимий миннәтдарлиғини изһар қилди.

Шәмшидин АЮПОВ.

СҮРӘТТӘ: очуқ синип саатидин көрүнүш.  

37853 рет

көрсетілді

9362

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы