• Йеңилиқлар
  • 31 Мамыр, 2013

Балилар өйидики мәйрәм

Йеқинда «Азиярекордс» студиясидә тәрбийилиниватқан бир топ яш сәнъәткарлар студия мудири йәни устази Сәһәрдин Йүсүпов билән Алмута шәһиридики «Жануя» балилар өйигә қәдәм тәшрип қилип, у йәрдә  тәрбийилиниватқан балиларниң һалидин хәвәр алди. Дәсләпкиләрдин болуп сөз алған С.Йүсүпов саһипханларни 1-июнь — Балиларни һимайә қилиш күни билән тәбрикләп, уларға өзлириниң соғилирини тапшурди. Өз новитидә яш сәнъәткарлар нахша-уссуллири арқилиқ балилар өйидә тәрбийилиниватқан достлириниң көңлини елишқа тиришти. Яш сәнъәткарлар Рано Иминҗанова, Илияс Йүсүпҗанов, Зәйнәп Ахпаллаева, Динмухаммед Қойшибаев, Руфат Әмәтов, Алимҗан Абдуллаев, Рәнагүл Розахунова, Алинур Рамқулова, Инара Қәмбәрова, Расул Мәрүпов, Илһам Турғанов, Диләрәм Еләмова тәрипидин иҗра қилинған шох нахшилар учришиш қатнашчилириға арамбәхш дәмләрни һәдийә қилди.

      Мәшүр САСИҚОВ.

555 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы