• Хәйрихаһлиқ
  • 31 Мамыр, 2013

«Арзуға» бир миллион тәңгә ианә қилди

Йеқинда тәһриратимизға телефон қилған гезитимизниң җанкөйәри, Қазақстан Гимнастика федерациясиниң вице-президенти Махмут Искәндәров кәң хәйрихаһлиқ паалийити билән көпчиликкә тонулған «Ишбиләрмән аяллар клубиниң» әзалири һәққидә өзиниң иллиқ ләвзини изһар қилди. — Биз, уйғурларда, маддий қоллап-қувәтләшкә муһтаҗ талантлиқ жигит-қизлиримиз  наһайити көп, — дәп башлиди сөзини Махмут ака. —  Шәхсән өзәм шуғуллиниватқан спорт саһасини алайли. Һазир спортниң қайсила түридә болмисун, у йәрдә мәшиқлиниватқан өзимизниң қара көзлирини учритишқа болиду. Бәзи вақитларда уларниң ихтисади яр бәрмәй, мусабиқиларға қатнишалмай қалиду. Ундақларни мән һаятимда көп учраттим. Һәтта мениңдин пул сорап кәлгәнләрму болди. Имканийитимниң яр беришичә, айримлириға ярдәмму қилдим. Бәзидә уларни қуруқ қол қайтурушқа тоғра келиду. Өткәндә Қазақстанниң атақлиқ хоккейчиси, уйғур қизи Зарина Тохтиевани маддий жәһәттин қоллаш һаҗәт болди. Мениң ядимға дәрһал «Ишбиләрмән аяллар клуби» кәлди. Чүнки уларниң муһтаҗларға ярдәм берип келиватқанлиғидин азду-тола хәвирим бар еди. Мән көп ойланмайла, мәзкүр клубниң рәиси Клара Шардиноваға мураҗиәт қилдим. У яқ мениң илтимасимни рәт қилмиди. Шу күнила у клуб әзалири билән мәслиһәтлишип, Заринаға 500 миң тәңгә ианә қилди. Бу Зарина үчүн күтүлмигән соға болди. Мән спортчиниң миннәтдарлиғини уларға гезит арқилиқ йәткүзүшни тоғра көрдүм. Өткәндә бир баш қошушта султанқорғанлиқ мөтивәр, әмгәк ветерани Зунун Сулаймановму «Ишбиләрмән аяллар клубиниң» хәйри-еһсанлиқ ишлири тоғрилиқ шундақ иҗабий пикир қилған еди. — Бу ханимлар бәзибир әрләр әмәлгә ашуралмайватқан ишларға тутуш қилип, көпчиликниң алқишиға еришиватиду, — дегән еди у шу қетимда. Һәқиқәтәнму Клара Шардинова рәһбәрлигидики мәзкүр клуб әзалири кейинки вақитларда паалийитини техиму җанландуруп, миллий мәдәнийитимизни риваҗландурушқа мунасип төһпә қошмақта. Йеқинда ушбу клуб әзалири билән Уйғур наһийәсидики «Арзу» хәлиқ чалғу әсваплири ансамблиниң коллективи арисида болған учришишта биз буниңға йәнә бир қетим көз йәткүздуқ. — Өз вақтида хәлиқара конкурсларниң лауреати аталған бу ансамбльни Уйғур наһийәсиниң хәлқила әмәс, пүткүл қазақстанлиқ уйғурлар яхши билиду, — деди учришишта К.Шардинова. — Бирақ кейинки вақитларда «Арзу» һәққидә кам аңлайдиған болдуқ. Униң сәвәвини һәрким һәрхил чүшәндүрмәктә. Бирлири «Ансамбль тарқилип кәтти» десә, йәнә бирлири иҗадий топниң иҗтимаий-ихтисадий әһвалиниң начарлиғини дәстәк қилишмақта. Шуңлашқа биз, «Ишбиләрмән аяллар клубиниң» әзалири, өзара мәслиһәтлишип, мәзкүр ансамбльниң мухлислири сүпитидә униңға өзимизниң халисанә ярдимини көрситишни тоғра дәп таптуқ. Буниңдин кейинму мәзкүр иҗадий коллективниң өзлириниң йеқимлиқ нахша-сазлири билән хәлқимизниң роһий тәшналиғини қандуридиғанлиғиға ишинимиз. Шуниму қошумчә қилиш керәкки, бизниң бу тәшәббусимизни «АЗМК» ҖЧЙ мудирлар кеңишиниң рәиси Әхмәтҗан Шардинов билән «Алматыгортранс» ҖЧЙниң мудири Владимир Тохтасунов  қоллап-қувәтләп, өзлириниң қол учини созди. Шу учришишта Клара Турсун қизи «Арзу» ансамблиниң коллективиға бир миллион тәңгә ианә қилди.

 Бәхтишат СОПИЕВ.

2146 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы