• Йеңилиқлар
  • 07 Маусым, 2013

Устазларму уссулға чүшти

1-июнь — Хәлиқара балиларни һимайә қилиш күнигә беғишланған мәрасим Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Маливай йезисидики оттура мәктәптиму кәң миқияста нишанланди. Мәктәп һойлисиға орнитилған уйғур бариңи билән қазақ өйи адәмләр диққитини жирақтинла өзигә җәлип қилип туратти.Бу күни миллий кийим кийгән оқуғучилар қазақ вә уйғур хәлиқлириниң әвришим уссуллирини иҗра қилип, көпчиликкә һөзүр-һалавәт беғишлиди. Мәктәп йенида паалийәт елип бериватқан җәмийәтлик мәркәзниң (рәиси Арзигүл Абдримова) уюштуруши билән оқуғучиларниң сизған рәсимлири, әркин күрәш, футбол вә волейбол қатарлиқ спорт оюнлиридики маһарәтлири, «Алтун адәмни» әкис әттүргән көрүнүш һечкимни бепәрва қалдурмиди. Тәнтәнә иштракчилирини «Филип Моррис» ширкитиниң вәкили Ж.Жумаш билән «Қарлығаш» аяллар илмий кеңиши җәмийәтлик бирләшмисиниң президенти Алла Денисова тәбрикләп, балиларниң шат күлкисиниң дайим җараңлиқ болуши чоңларниң қолида екәнлигини алаһидә қәйт қилди. Умумән, Маливайда өткән мәрасимда балиларниң җараңлиқ күлкисигә қошулуп, устазларму нахша ейтип, уссулға чүшти.

Мәһәмәтҗан ҺАПИЗОВ.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

923 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы