• Йеңилиқлар
  • 07 Маусым, 2013

БИЙИЛ ЖУРНАЛНИҢ 4 САНИ ЧИҚИДУ

Қирғизстанда  Хеличәм Миррәхимованиң тәшәббуси билән тәсис қилинған уйғур аяллириниң «Аманнисахан» җәмийәтлик фонди паалийәт елип бериватқиниға 10 жилдин ашти. Мәзкүр фондниң тәшкил қилиниши, өз новитидә, ханим-қизларниң паалийәтчанлиғиниң, тәшәббускарлиғиниң техиму өсүшигә түрткә болуп кәлмәктә.Бу тоғрилиқ фонд рәһбири Х.Миррәхимова мундақ дәйду: — Қирғиз  Җумһурийити  мустәқиллик  алғандин  кейин биз, уйғурлар, үчүнму бай мәдәнийитимизни тәрғип қилишқа кәң мүмкинчиликләр яритилди. Турмуш әһвалимизму яхши. Һәрбир милләт алди билән өзиниң билими, мәдәнийити, сәнъити, улуқ намайәндилири билән тонулиду. Буни тәрғип қилишта қәрәллик мәтбуатниң алидиған орни алаһидә. Шуңлашқа биз «Иттипақ» җәмийәтлик бирләшмиси рәһбәрлири, ханим-қизлар, зиялилар, тәдбирчан, тиҗарәтчи кишиләр билән мәслиһәтлишип, көпчилик ярдими билән «Аманнисахан» журналини нәшир қилдуқ. Бу наһайити мәшәқәтлик иш екән. Мәбләғни гәп қилмиғанда, кәспий журналистлар йетишмәйду. Шуңлашқа дәсләпки жили журналниң икки санини чиқардуқ. Өткән жили бир сани йоруқ көрди. Бийил болса, униң кам дегәндә төрт санини чиқиришқа тиришиватимиз. Мәзкүр журналниң нәшир қилинишини Қирғизстан уйғурлирила әмәс, бу йәрдики башқа милләт вәкиллириму хуш қарши алди. Қирғиз Җумһурийити Президентиниң мәслиһәтчиси Айбек Полатбеков өз тәбригидә: «Муһтәрәм, оқурмән! Сизни Қирғизстанда тунҗа қетим чиқиватқан уйғур аяллири журналиниң йоруқ көрүши билән тәбрикләймән. Бу журнал сәһипилиридин биз уйғур хәлқиниң бай мәдәнийитиниң көплигән йеңи вә қизиқарлиқ тәрәплиридин бәһриман болалайдиғанлиғимизға ишинимән... Ишиңларға утуқ вә иҗадий муваппәқийәтләр тиләймән», дәп язғанлиғи һәммимизни хурсәнт қилди. Әлвәттә, «Аманнисахан» журналиниң  Бишкек шәһиридә нәшир қилиниши биз, қазақстанлиқ уйғурлар, үчүнму чоң хошаллиқ вақиә болуп һесаплиниду.

Абдукерим ТУДИЯРОВ,

Қазақстанниң Пәхрий журналисти.

1623 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы