• Йеңилиқлар
  • 07 Маусым, 2013

«Мени әҗдатлар мираси роһландуриду»

Нурнисәм МУТӘЛЛИП: Нурнисәм Мутәллип Уйғур наһийәсиниң Чоң Ақсу йезисида туғулған. Оттура мәктәпни Алмутида тамамлап, Әл-Фараби намидики Қазақ дөләт университетиниң тарих факультетида тәһсил көриду. Уни 1991-жили түгитип, мәзкүр билим дәргаһидики Хәлиқара бөлүмниң чәт әл тиллири кафедрисида оқутқучи болуп ишләйду. Кейин Германия студентларни алмаштуруш хизмити академиясиниң мәхсус стипендиясигә еришип, 1994 — 1995-жиллири Майндики Франкфурт шәһиридики Гёте университетида илмий паалийәт билән шуғуллиниду. Андин Бамберг университетиниң магистратурисини тамамлап, шу билим дәргаһидики түркшунаслиқ факультетида илмий хадим хизмитини атқуриду. Бүгүнки күндә Германиядики сәясий баш-пана сориғучи чәтәлликләр миграцияси бойичә министрликниң мәсъул хадими. Нурнисәм Мутәллип йеқинда иш баби билән Алмутиға кәлгән екән. Биз, пурсәттин пайдилинип, уни сөһбәткә җәлип қилдуқ. Нурнисәм Мутәллип Уйғур наһийәсиниң Чоң Ақсу йезисида туғулған. Оттура мәктәпни Алмутида тамамлап, Әл-Фараби намидики Қазақ дөләт университетиниң тарих факультетида тәһсил көриду. Уни 1991-жили түгитип, мәзкүр билим дәргаһидики Хәлиқара бөлүмниң чәт әл тиллири кафедрисида оқутқучи болуп ишләйду. Кейин Германия студентларни алмаштуруш хизмити академиясиниң мәхсус стипендиясигә еришип, 1994 — 1995-жиллири Майндики Франкфурт шәһиридики Гёте университетида илмий паалийәт билән шуғуллиниду. Андин Бамберг университетиниң магистратурисини тамамлап, шу билим дәргаһидики түркшунаслиқ факультетида илмий хадим хизмитини атқуриду. Бүгүнки күндә Германиядики сәясий баш-пана сориғучи чәтәлликләр миграцияси бойичә министрликниң мәсъул хадими. Нурнисәм Мутәллип йеқинда иш баби билән Алмутиға кәлгән екән. Биз, пурсәттин пайдилинип, уни сөһбәткә җәлип қилдуқ. —            Нурнисәм, сизниң Германиядә яшаватқиниңизға жигирмә жилдәк болди. Рус мәктивидә, университетниң рус бөлүмидә тәһсил көрдиңиз. Шуниңға қаримастин, уйғур тилида таза вә әркин сөзләватқанлиғиңиз бизни қайил қилиду... — Рәхмәт. Умумән, мениң боюмдики һәрқандақ алий хисләтниң шәкиллинишидә, утуқ-муваппәқийәтләрни қолға кәлтүрүшүмдә, биринчи новәттә, аиләмдики шараит, болупму рәмити атам Мутәллип билән анам Гүлинурниң тәрбийиси чоң роль ойниди, дәп ишәшлик ейталаймән. Улар кичигимдин башлап мениң боюмға қедимий уйғур тарихи билән әдәбиятиниң бебаһа дурданилирини сиңдүрүп кәлди. ХІХ әсирдә һаят кәчүргән бовам, исми көпчиликкә мәлум қошақчи Авусман Қурванқулиниң әсәрлири шулар җүмлисидиндур. Бовамниң Әхмәтҗан Қасимий, Әлихан төрә, Нәзәрғоҗа Абдусемәт, Ғени батур қатарлиқ хәлқимизниң парлақ келәчиги үчүн күрәш қилған инсанларға беғишлиған қошақлири һелиму қулиғимда яңрап туриду. Әйнә шундақ бебаһа тарихий ғәзниләр муҗәссәмләнгән «Уйғур хәлиқ қошақлири» дәп аталған тәвәррүк китапни һелиму жүригимниң қетида сақлап жүримән. Униңда бовамниң қошақлириму бар. Пурсәттин пайдилинип, уни йоруққа чиқарған көрнәклик алим, жутдишим һәм қериндишим Октябрь Җамалдиновқа чәксиз миннәтдарлиғимни билдүримән. Қәйәрдә жүрүп, қәйәрдә яшишимдин қәтъий нәзәр, у мениң ишәшлик һәмрайим вә тил тумарим болуп һесаплиниду. Ана жутумни, анамни, қериндаш-бурадәрлиримни сеғинғанда, бу китапни тәкрар-тәкрар оқуймән, уйғурларниң сехирлиқ нахша-сазлирини тиңшаймән. Мәрһум атам билән хиялән муңдишимән. — Ундақ пәйтләрдә киндик қениңиз төкүлгән жутму, әҗайип вақиә-сәргүзәштиләргә толуп-ташқан балилиқ дәвриңизму көз алдиңизда намайән болидиғанду? — Тоғра ейтисиз. Кичик чеғимда, немишкиду, мениң үчүн йәр-җаһанда пәқәт уйғурларла яшайдиғандәк билинәтти. Дадам мени йезидики мәктәпниң рус синипиға елип кәлгәндә, дәсләпки қетим рус муәллимлирини көрүп, қорқуп кәткән едим. Шу чағда мәктәп мудири: «Қорқмаң қизим, буларму биз охшашла адәмләр», дәп мени хатирҗәм қилған. Әйнә шуниңдин кейин мән өзәм билидиған  20 рус сөзини ейтип, һаятимдики дәсләпки «синақтин» өткиним һелиму ядимда. Университетта оқуп жүргән пәйтлиримдә Зия Сәмәди, Мәсүмҗан Зулпиқаров, Ғоҗәхмәт Сәдвақасов, Давут Исиев, Гегель Исқақов, Савут Моллавудов, Октябрь Җамалдинов, Малик Кебиров, Патигүл Сабитова, Бүвихан Әлахунова, Шеривахун Баратов қатарлиқ язғучи-алимлиримиз билән йеқин мунасивәттә болдум. Уларниң тәвсийәси билән бирқатар илмий-әмәлий әнҗуманларға қатнишип, докладларни оқудум. Немис алимлириниң хәлқимиз тарихиға мунасивәтлик илмий мақалилирини уйғур тилиға тәрҗимә қилдим. Уларниң бир нәччиси «Коммунизм туғи» (һазирқи «Уйғур авази») гезитида йоруқ көрди. Университетни тамамлиғанда «Қазақстандики уйғур қишлақлириниң тәрәққияти» мавзусида диплом ишини йезип, һимайә қилдим. Қисқиси, студентлиқ дәвримдиму, чәтәлләрдә жүргәндиму уйғурлар һаятидин бир қәдәмму чәтнигиним йоқ. Германиягә барғанда, өзәмниң оқутқучилиқ һәм тәрҗиманлиқ паалийитим билән биллә мәмликәтниң Берлин, Бамберг, Оберхаузен, Мюнхен вә Вена (Австрия) шәһәрлиридә уйғур тарихи бойичә көплигән илмий докладларни оқудум. Кейинирәк мениңда бу мавзуға чоңқурирақ чөкүп, уни әмәлий ишқа йөткәш истиги пәйда болди. Нәтиҗидә бирқатар лайиһиләр барлиққа кәлди. Шуларниң бири — «Тәклимакан чөлигә көмүлгән ривайәтләр» программисидур. Шуниң асасида «Қәшқәрдә йегән нашта адәм һаятини узартиду» намлиқ әдәбий-музыкилиқ кәч өткүздүм. Униңға уйғур хәлиқ нахша-уссуллири, муқамлири вә хәлиқ еғиз иҗадийитиниң дурданилири муҗәссәмләнгән. Бу паалийәттә мени голландиялик уйғурларниң Камил Аббас рәһбәрлигидики «Мәшрәп» чалғу әсваплар ансамбли, Германиядики талантлиқ яшлиримиз йеқиндин қоллап-қувәтлиди. Мәзкүр лайиһигә шундақла бирқатар немис сәнъәткарлириму қатнашти. Бу программимизни Германияниң бәш шәһиридә намайиш қилдуқ. — Германиялик уйғурларниң мәдәний һаяти буниң биләнла чәкләнмисә керәк? — Әлвәттә. Германиядә, 600гә йеқин уйғур аилиси яшайду. Көпчилиги мошу тәвәдә турмуш қуруп, пәрзәнт көргәнләр, һәрбир ата-ана балилириниң миллий сәвийәсини, роһини шәкилләндүрүшни өзлириниң әң асасий вәзиписи дәп чүшиниду. Уйғур гөдәклири үчүн һәптисигә бир қетим уйғур тили дәриси өткүзүлиду. Норуз вә Роза, Қурван һейтлири охшаш мәйрәмләр хелила дағдуғилиқ нишанлиниду. Җәмийәтлик ишлардиму уйғур пәрзәнтлири паалийәтчанлиқ көрситип кәлмәктә. Буниңға мисал, бийил март ейида Мюнхенда Германия Уйғур аяллири кеңишиниң уюштуруши билән «Баһар кәлди» намлиқ концерт программиси өткүзүлди. Шәһәрниң мәркизидики мәйданда намайиш қилинған бу чарә-тәдбирдә гөдәклиримизниң қатнишиши билән «Түлкиниң тәхсимати» намлиқ уйғур хәлиқ чөчигини сәһниләштүрдуқ. Йолвас, бөрә, түлкә кийимлирини кийгән «гөдәк актерлиримиз» өзлиригә тегишлик образларни әҗайип маһарәт билән яратти. Уларниң һәрбир сөзини, һәрикитини диққәт билән күзитип турған уйғур балилири арилап-арилап: «Йолвасниң аччиғи яман екәндә», «Бөригә угал болдидә», «Түлкиниң қувлуғини қараң», дәп вақиришип кетәтти. Чөчәк тамамланғанда, улар өз миннәтдарлиғини гүлдүрлигән алқишлири арқилиқ изһар қилишти. Бирнәччә шәһәрдә қазақстанлиқ уйғур алими Алимҗан Тиливалди әвәткән Уйғур наһийәсиниң бир топ талантлиқ оқуғучилириниң рәсимлириниң көргәзмиси уюштурулди. Уларниң ичидә Надирәм Надированиң «Уйғур уссули» дегән әсәрини бир немис пенсионери 20 евроға сетивалди. Миллий таамлиримиз көргәзмисиму меһманларда зор қизиқиш һасил қилди. Болупму самбузимизниң содиси хелила иштик болди. — Ейтмақчи, кейинки вақитларда Европа әллиридә уйғур ашханилириму ечиливетипту... — Һәқиқәтәнму кейинки жилларда уйғур таамлири чәтәлликләрни мәптун қилип кәлмәктә. Болупму Мюнхендики «Тәклимакан» рестораниниң, «Нур» кафесиниң, Голландиядики бирқатар уйғур таамлири ашханилириниң херидарлири күн санап көпәймәктә. Ейтмақчи, 15-июньда «Тәклимакан» ресторанида немисларниң «Милләтләр бирлиги» тәшкилатиниң уюштуруши билән илмий-әмәлий әнҗуман өткүзүлмәкчи. Униңда мән уйғурларниң тарихи һәққидә доклад оқуймән. Шундақла уссулчи қизлиримиз өз һүнәрлирини көрситиду вә миллий таамлиримиз көргәзмиси уюштурулиду. Йәнә бир йеңилиқ — йеқинда Майндики Франкфуртта «Муқам» ресторани ечилди. Мениң достум, Германия Уйғур ханим-қизлири кеңишиниң сабиқ рәиси Гүлнар Һосманму бийил март ейида Мюнхенда «Тәңритағ» ресторанини ачти. Мана мошу йеңилиқларниң һәммисини европилиқ уйғурлар һаятидики чоң, хошал боларлиқ йеңилиқлар дәп ейтқан болар едим. — Ахирқи соал. Әгәр сир болмиса, Алмутиға бу қетим келиштики мәхситиңизни ейтип бәрсиңиз. — Мошу жилниң 20-июль күни Мюнхенниң даңлиқ Мария мәйданида өткүзүлидиған хәлиқләр достлуғи фестивалида сәнъитимизниң есил дурданилири болған кона хәлиқ нахшилирини, муқамлиримизни яңритип, көргәзмә уюштурушни мәхсәт қиливатимиз. Әйнә шуниңға мунасивәтлик уйғурлар әң зич орунлашқан Алмутидики бирқатар сәнъәткар, рәссамлиримиз билән учришип, сөһбәтлишиш мәхситидә кәлдим. Әгәр бизниң лайиһимизни мувапиқ дәп тапса вә шәртлиримизгә келишсә, уларни жуқурида мән тәкитлигән фестивальға тәклип қилишимиз мүмкин. — Сөһбитиңизгә рәхмәт. Шәхсий һаятиңизға вә ишлириңизға утуқлар тиләймиз. Сөһбәтләшкән Ершат ӘСМӘТОВ.

1479 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы