• Йеңилиқлар
  • 07 Маусым, 2013

««Қутадғу биликтики» уйғурларниң аилә тәрбийисигә бир нәзәр

Түркия алими А.Дил Ачар: «Қутадғу билик» парилдап турған кочилар билән толған шәһәрдурки, көргәнләрниң көзи қамишиду, һәммә кочиларни тамашә қилип чиқиш техи һеч кимгә муйәссәр болғини йоқ. Һәрким өзи көргән кочисини тәрипләватиду» дегән еди.Мәнму гөзәл катта шәһәрниң бир кочисини зиярәт қилдим. Бу дәл балилар маарипи кочиси болуп, бу кочиға балилар тоғрисидики дурданилар муҗәссәмләнгән. Мәнму мошу кочида көргәнлирим асасида Йүсүп Хас Һаҗипниң аилә тәрбийиси тоғрисидики тәлиматлири һәққидә тохталмақчимән. Бүйүк уйғур мутәпәккүри Йүсүп Хас Һаҗипниң «Қутадғу билик» дастани 1069 — 1070-жиллардики Ислам мәдәнийити муһитида яритилған. У уйғур хәлқиниң әшу дәвирдики илмий ихтидари, пәлсәпәвий көз қариши, сәнъәт шиҗаити вә бәдиий таланти муҗәссәмләшкән бәдиий қамуси. Йүсүп Хас Һаҗип бу әсәридә тарих, пәлсәпә, астрономия, медицина, тил-әдәбият, диний етиқат, қанун қатарлиқ саһалар үстидә әтраплиқ мәлумат бәргәндин башқа, балилар тәрбийиси мәсилиси һәққидиму наһайити йетүк илмий вә әдәбий қиммәткә егә чүшәнчиләрни оттуриға қойған. Йүсүп Хас Һаҗипниң «Қутадғу билик» әсәридә оттуриға қойған балилар тәрбийиси идеяси униң аилә тәрбийиси тоғрисидики қиммәтлик чүшәнчилиридә өз ипадисини тапқан. Инсан мәдәнийитиниң тарихиға нәзәр салсақ, адәм явайилиқтин мәдәнийәтликкә йүзләнгәндин кейин, тәлим-тәрбийигә, болупму тәлим-тәрбийиниң әң иптидаий, лекин һул селиш характерлиқ басқучи болған аилә тәрбийиси мәсилисигә интайин әһмийәт берип кәлгән. Шуңлашқа Йүсүп Хас Һаҗиптин илгириму аилә тәрбийиси мәсилиси пүткүл мәдәнийәт қурулуши мәсилисиниң асасий мәзмуни болған еди. Бу мәсилә Йүсүп Хас Һаҗип дәвридә вә униңдин кейинки дәвирләрдиму күн тәртивидин чүшмиди. Инсанийәт мәдәнийити йүксәк дәриҗидә жуқури көтирилгән бүгүнки күндиму аилә тәрбийиси мәсилиси йәнила пүткүл тәлим-тәрбийә җәрияниниң асаси дәп қаралмақта. Әйни чағда уйғурлар узақ тарихқа егә қедимий милләт болуп, түркий тиллиқ хәлиқләр ичидә мәдәнийәт тарихи җәһәттин муәллимлик ролини ойнап кәлгән. Қедимдин тартип һазирға қәдәр өткән уйғур мутәпәккүрлири вә педагоглириниң қаришичә мәдәнийәтлик вә мәдәнийәтниң чоң бир өлчими вә шәрти әдәп-әхлақтин ибарәт. Уйғур хәлқи қаидә-йосунлуқ, әдәп-әхлақлиқ, әқил-парасәтлик милләт болғачқа, өз пәрзәнтлирини тәрбийиләшкә алаһидә әһмийәт берип кәлгән. Инсанлар җәмийитиниң охшаш болмиған тарихий басқучлирида охшаш болмиған милләтләрдә, охшаш болмиған аилиләрдә пәрзәнтләрни тәрбийиләш вә уларға қоюлидиған тәләп вә үмүтләрму охшаш болмиған. «Аилә тәрбийиси һәрбир аилә өз алдиға елип баридиған тәрбийә. Аилә җәмийәтниң әң кичик һуҗәйриси, у җәмийәтниң һәрқайси қатламлириға тарқалған. Һәрбир аилини, яш өсмүрләрни тәрбийиләштики бир дәрисхана десәк, һәрбир ата-анини бир тәрбийичи дейишкә болиду. (Балилар психологияси вә тәрбийиси һәққидә сөһбәт» Үрүмчи, 1987). Инсан балисиға нисбәтән тунҗа тәрбийә ата-аниниң беваситә тәрбийиси асасида шәкиллиниду. Мәктәп тәрбийиси арқилиқ системилишиду вә мукәммәллишиду. Һазир җәмийәт тәрәққий қилип, Йүсүп Хас Һаҗип, Махмут Қәшқәрийләрниң ирадисигә варислиқ қилип, нурғун алим, әдиплиримиз йетилип чиқип, җаһанни зил-зилигә селиватиду. Шуниңға әгишип бир қисим надан, ярамсиз, һаясизларму болуп, милләтниң абройини төкидиған әдәпсиз ишларни қиливатиду. Улардики илләтләр адәмни сәскәндүриду, чоңқур ойға салиду. Биздә «илләт түзәлмигичә милләт түзәлмәс» дегән мақал бар. Йүсүп Хас Һаҗип «Қутадғу билик» намлиқ дастанида тәлим-тәрбийә җүмлисидин тәрбийиниң иптидаий асаси болған аилә тәрбийисиниң адәмләрниң сүпәт-сапасини яхшилаш қурулушида муһим роль ойнайдиғанлиғини алаһидә тәкитлигән. Чүнки бир адәмниң өмүрлүк сүпәт-сапаси униң кичик вақтида қандақ тәрбийилинишигә бағлиқ, әлвәттә. Милләт адәмләр вә аилиләрдин тәркип тапиду. Шуңлашқа бу пүтүн милләт миқиясида чоңқур елип берилидиған аилә тәрбийиси қурулушиниң сүпәти милләтниң умумий вә әдәбий сүпитиа қурулуши үчүн асас яритип бериду. Йүсүп Хас Һаҗип «Қутадғу билик» әсәридә пәрзәнтләрниң мәнивий җәһәттики сағламлиғи, хулуқ-пәйли җәһәттики хусусийәтлириниң маһийәтлик өзгириши, униң билимлик яки билимсиз, талантлиқ яки талантсиз болуши аилә тәрбийисигә, ата-аниға бағлиқ, дәп қариған. У мундақ дегән: Оғул-қизға үгәт пәзиләт һаман, Пәзиләтлик болсун хулқи мулайим. Ата әмгиги сиңсә оғулға көп, Болур бу оғулниң                 хуй-пәйли хоп. Оғул-қиз хуй-пәйли болса яман, Яман қилған ата буларни һаман. Һәрқандақ ата-ана өз пәрзәнтиниң әқиллик, зерәк, сағлам чоң болушини сәмимий үмүт қилиду. Лекин турмуштики реаллиқ һемишәм уларниң ойлиғинидәк болувәрмәйду. Әгәр бала һәр қанчә әқиллик болсиму, ата-аниниң гепигә кирмәйдиған көңли қара, каззап болуп қалса, униңдин яман иш йоқ. Буниңдин 4-5 жил бурун мәлум бир алий мәктәпниң аспирантлиқ синипида (аспирантурисида) бир савақдашниң йәтмиш нәччә яшлиқ аниси бирдин-бир әқиллик оғлини көрүш арзусида жирақ йолларни бесип Үрүмчигә келип, аран  оғлини издәп тапса, оғли савақдашлириға, оқутқучилириға өз анисини бизниң хошнимиз, дәп тонуштурған. Һәтта ятиғиғиму башлимиған. Номус қилип иккинчи из-деригини қилмиған. Кейин савақдашлири һәм бәзи оқутқучилири бу қери аниға ич ағритип, меһманханиға орунлаштуруп қойған. «Анисини тонумиған мошундақ балиларда виждан, номус дегән нәрсиләр бармиду? Адәмдә номус болмиса, виждан болмайду. Виждан йоқ йәрдә истиқбал немә қилсун?» (Асийә киндиги гезити, 1995-ж, 2-март). Һазир җәмийитимиздә ата-аниларни һөрмәтлимәйдиған, уларниң назук дилиға азар беридиған мошундақ бир қисим қиз-жигитләрниму учритимиз. Йүсүп Хас Һаҗип «Қутадғу билик» әсәридә мундақ бейитни ейтқан. Бир түркий вәзир бәк яхши дәптекән, Көрәр көз йоруғи оғул-қиз екән. Оғул-қиз ғеми бу — түви йоқ деңиз, Оғул-қиз ғемидин сарғайди меңиз. Демәк, балиларни оқутушқила әмәс пәзиләткә тәрбийиләшкиму алаһидә әһмийәт бериш зөрүр екән. Һазир җәмийитимиздики һәрхил өзгиришләр һәм турмушимиздики һәрхил һадисиләрниң һәрбир ата-ана вә аилиләргә һәм аилә тәрбийисигә болған тәсири һәрхил болмақта. Шу түпәйли, һазирқи аилә тәрбийисидә хилму-хил мәсилиләр моҗут болуп турмақта. Төвәндә кәлтүрүлгән мисаллар һәққидики тәһлилимиз бизниң бу көз қаришимизни испатлайду. Инақ аилә муһити балиларниң роһий түврүги. Уларниң қәлби аилисиниң, ата-анисиниң иллиқ меһридин үмүткә, зор ишәнчигә толиду. Һазир бәзи ата-анилар өзлириниң көңүл хуши билән болуп кетип, балилар билән кари болмайватиду. Болупму аилиниң әң муһим түврүги болған ата болғучи балини тепип қоюп, униң қандақ чоң болуватқанлиғи билән кари йоқ. Бош вақит тапсила ресторанму ресторан жүрүп, һарақни болушичә ичип ойнайду. Хизмәттин вақтида қайтмайду. Ихтисат тоғрилиқ сөз ачса, аяли билән урушиду. Мундақ турмуштин балиларниң сәби қәлби немиләрни сезиши мүмкин? «Бала тәрбийиләшниң маһийити өзини тәрбийиләштин ибарәт. Өз-өзини тәрбийиләш — ата-ана балиға тәсир көрситидиған әң күчлүк чарә» (Л.Н. Толстой). Йүсүп Хас Һаҗипму буниңдин тоққуз әсир илгири «Қутадғу билик» әсәридә һарақниң инсанниң мукәммәллик дәриҗисигә нуқсан йәткүзидиған ичимлик екәнлиги тоғрисида мундақ бейитларни ейтқан: Һарақтур билим вә әқил дүшмини, Җедә-ғовға һарақниң етидур җини. Нә яңлиғ һаятлиқ, уз хулуқ силиқ, Мәй ичсә қилур у пәскәшлик қилиқ. Мәй ичмә, мәй ичсә кетур дәвлити, Мәй ичсә болур тәлвә, әхмәк ети. Қеринға кирсә мәй, чиқарур сөзүң, Бу чиққан сөзүңдин көйәрсәң өзүң. Йүсүп Хас Һаҗип «Қутадғу билик» дастанида, инсан балисиниң билимлик, әқиллик, пәзиләтлик болушиниң әң муһим басқучи балилиқ өсмүрлүк дәври екәнлигини, бу дәвирдә адәмләрниң илим-пәнни тез вә үнүмлүк егиләп, қәлбигә әң йүксәк ғайиләрни пүкидиғанлиғини, әгәр тәрбийә яхши болса гайилирини әмәлгә ашуруш мүмкинчилигини оттуриға қойиду. У йәнә инсан балиси анидин туғулупла билимлик болуп қалмайду. Пәқәт ата-аниниң җапалиқ әҗри билән камаләт егисигә айлиниду дәп қариған. Йүсүп Хас Һаҗип йәнә кишиләрниң җисманий җәһәттә сағлам, роһий җәһәттин ирадилик, ғәйрәтлик, ихтидарлиқ болуши аилә тәрбийиси билән мунасивәтлик дәп қарайду. Әдәп-әхлақ, илим инсанда болушқа тегишлик әң есил пәзиләт екәнлигини оттуриға қоюп, билимсиз кишиләр билән билимлик кишиләрни өз ара селиштуруп, илим егиләшниң пайдиси билән илимсизликниң ақивитини ениқ мисаллар арқилиқ тәһлил қилип, барлиқ кишиләрни әдәп-әхлақлиқ болушқа, илим-билим үгинишкә чақириду. Униң бу һәқтики бейитлирини көрәйли: Әқилдин бөләккә һөрмәт болмиғай, Әқилсиз киши у бир очумла лай. Әқилсиз кишиләр билимни бузар, Билимсиз киши хәлиқни вәйран қилар. Билимлик, ақил бәг болса әл беши, Қилич бирлә түгәр билимсиз иши. Йүсүп Хас Һаҗипниң қаришичә, билим инсан һаятида қудрәтлик мәнивий күч болуп, у инсан қәдир-қиммити вә бәхтиниң асасидур. Бу қаришимизни төвәндики бейити дәлилләйду: Кичик чағда инсан билим үгүнур, Чоңайса униңла тиләккә йетүр. Әқил кимдә болса, болур у есил, Билим кимдә болса, болур хан у бил. Умумән, Йүсүп Хас Һаҗип «Қутадғу билик» әсәридә оттуриға қойған аилә тәрбийиси һәққидики қиммәтлик пикирлири бизни ғәпләт уйқисидин ойғитип, миллитимиз, кәлгүсимиз үчүн балилиримизни яхши тәрбийиләшкә үндәйду. Униң төвәндики бейитигә нәзәр салайли: Көр, итқа болувәрсә баш әрслан, Болур итлар һәм әрсилансиман. Әгәр болса ит әрсланға баш, Әрсланму болуп қалур иттәк һаман. Йүсүп Хас Һаҗип пәрзәнтләрниң қандақ өсүп йетилишиниң, кәлгүсидә қандақ адәм болушиниң әң муһим амили аилә тәрбийиси вә аилә тәсири билән мунасивәтликлигини көрситип, барлиқ ата-аниларни алди билән өзидики илләтләрни түгитип, балиларға үлгә болғидәк ихтидарни йетилдүрүшни тәвсийә қилиду. Әкси һалда балиниң сағлам өсүп йетилишигә тосалғу болупла қалмастин, бәлки пүтүн бир милләтниң сүпитигиму тәсир йәткүзиду. Сүпәтсиз милләтләр һаман тарихий сәһнидин ғулап чүшиду. Тарих XXІ әсиргә қәдәм қойди. Бу дәвир әң еһтияҗлиқ нәрсә йәнила ихтисат егилиридин ибарәт. Йеңи әсирдә ихтисат, мәдәнийәт вә пән-техникиниң тәрәққияти өзгичә һаләттә болиду. Бу реаллиқ адәмләрниң вә милләтләрниң сүпитигә техиму қаттиқ тәләп қойиду. Бу турғидин алғанда Йүсүп Хас Һаҗипниң аилә тәрбийиси тоғрисидики илмий тәлиматлири һелиму балилар тәрбийиси хизмитидә илһамбәхш роль ойнайду һәм ойниғуси!

Айгүл АБДУРЕҺИМ.

(«Булақ» журналидин қисқартилип елинди).

2209 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы