• Йеңилиқлар
  • 14 Маусым, 2013

Әнди уттур Президентқа әвәтилиду

Чаршәнбә күни Парламент Мәҗлисиниң умумий мәҗлисидә палата депутатлири Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаевниң «Қазақстан Җумһурийитидә пенсия билән тәминләш тоғрилиқ» Қазақстан Җумһурийити Қануниниң 11-маддисиниң 1-пункти бойичә етиразини қариди. Бу мәсилә бойичә Президент Мәмурийитиниң рәһбири Кәрим Мәсимов доклад қилди. Әслитип өтүмизки, Дөләт рәһбири Һөкүмәткә 2030-жилғичә пенсия билән тәминләш системисини йеңилашни давамлаштуруш бойичә комплекслиқ чарә-тәдбирләрни тапшурған еди. Әйнә шуниңға бағлиқ Мәҗлис депутати Нуртай Сәбилянов Президентниң пенсия билән тәминләш тоғрилиқ қанунни Парламентқа қайтурушиниң тоғра қарар болғанлиғини қәйт қилди. «Ақ жол» партияси фракциясиниң рәһбири Азат Перуашев болса, партия әзалириниң пенсия қануни бойичә Президент тәшәббусини толуқ қоллап-қувәтләйдиғанлиғини тәкитлиди. — Бизниң фракция Дөләт рәһбириниң аялларниң пенсия йешини узартишни 2014-жилниң 1-январидин әмәс, бәлки 2018-жилниң 1-январидин башлап басқучлуқ асаста әмәлгә ашуруш тоғрилиқ тәкливини бир еғиздин қоллап-қувәтләйду. Биз шуниң билән биллә ишләйдиған аялларниң пәрзәнт сөйүшигә бағлиқ дәм елиши вақтида дөләт һесавиға қошумчә төләмләрни әмәлгә ашуруш бойичә тәшәббусниму толуқ қоллап-қувәтләймиз, — деди Азат Перуашев. Мәҗлистә Парламентниң төвәнки палатиси Дөләт рәһбири тәклип қилған йеңи редакцияни қобул қилди. Мәмликәт Конституциясигә мувапиқ, әнди Парламент қобул қилған һөҗҗәт Дөләт рәһбириниң имзалишиға әвәтилиду. — Қанун әнди уттур Президентниң имзалишиға әвәтилиду. Әгәр биз Президентниң етиразиға қарши болсақ, у чағда һөҗҗәт Сенатқа әвәтилип, жуқарқи палатиниңму пикри елинатти, — деди мәзкүр қанунға мунасивәтлик чүшәнчә бәргән Мәҗлисниң Малийә вә бюджет комитетиниң рәиси Гүлжан Қарағусова.

3864 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы