- Йеңилиқлар
- 14 Маусым, 2013
«Әл тәғдири — мениң тәғдирим»

мавзуси астида Алмутида Уйғур мәдәнийәт күни болуп өтти
Өткән жили күздә хәлқимизгә вакаләтән паалийәт елип бервиатқан үч тәшкилат — җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи, Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи вә «Бирлик» җәмийәтлик фонди бирлишип, Алмутида Уйғур мәдәнийәт күнини өткүзгәндә, уйғур җамаәтчилиги: «Биз мошундақ мәйрәмгә һәрдайим тәшна», дәп хошал болған еди. Бу қетимқи «Әл тәғдири — мениң тәғдирим» мавзусида өткән мәдәнийәт күниниң бешида йәнә шу үч тәшкилат турди. Шундақла бийил бу мәрасимниң техиму жуқури дәриҗидә өтүшигә ҖУЭМниң җай-җайлардики шөбилири мунасип үлүш қошти. Җүмлидин Панфилов, Уйғур, Әмгәкчиқазақ, Җамбул, Қарасай, Талғир наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркәзлириниң рәһбәрлиги мәзкүр чарә-тәдбирниң бешидин та ахириғичә тикидин-тик туруп, алаһидә паалийәтчанлиғи билән көзгә чүшти.
Мәдәнийәт күнигә беғишланған тәнтәнини ҖУЭМниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов ечип, жиғилғанларни мәйрәм билән тәбриклиди.
— Бүгүнки тәнтәнә пәқәт биз, — уйғурларниңла әмәс, бәлки көпмилләтлик қазақстанлиқларниң достлуқ мәйрими, — деди Шаһимәрдан Үсәйин оғли. — Мундақ мустәһкәм достлуқ, хәлиқләр бирлиги елимиз Президенти Нурсултан Назарбаевниң дана ички сәяситиниң нәтиҗиси. Шуңлашқа биз қолумиздики әң асасий байлиқ — милләтләрара достлуқни, худди көз қаричуғимиздәк сақлишимиз керәк. Бүгүн «Әл тәғдири — мениң тәғдирим» мавзуси астида өтүватқан Уйғур мәдәнийәт күни әйнә шу мәхсәттә уюштурулуватиду. Мәйрәм мубарәк, әзиз қериндашлар!
Мәзкүр тәнтәниниң һөрмәтлик меһманлириниң бири болған новәттики натиқниң — Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң орунбасари Ералы Тоғжановниң тәбрик сөзи көпчилик үчүн «күтүлмигән соға» болди. Сәвәви у өз нутқини уйғурчә башлиди. Кейин сөзини дөләт тилида давам қилған Ералы Луқпан оғли уйғурларниң бай мәдәнийитигә қизиқидиғанлиғини вә униңға дайим һөрмәт билән мунасивәт қилидиғанлиғини мәмнунийәт билән тилға алди. Меһманниң сәмимий тиләклирини Уйғур театриниң «Рухсарә» уссул ансамблиниң уссулчилири бирнәччә миллий уссулларни иҗра қилиш арқилиқ қоллап-қувәтлиди.
Шуниңдин кейин сөз новити Қазақстан Парламенти Мәҗлисиниң депутати Мурат Әхмәдиевқа берилди. Мәҗлис депутати өз сөзидә Қазақстанда уйғурлар үчүн яритиливатқан шараитларни алаһидә тилға елип, қәлби худди улуқ даладәк кәң қазақ хәлқигә өзиниң миннәтдарлиғини изһар қилди.
Алмута шәһири һакиминиң орунбасари Зауреш Аманжолова, Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси, Алмута шәһәрлик Қазақстан хәлқи Ассамблеяси рәисиниң орунбасари Абдуллам Һошуров, «Бирлик» җәмийәтлик фондиниң рәиси Адилҗан Зәйнавдун, Лондон олимпиадисиниң чемпиони Майя Манеза вә башқиларниң тәбрик сөзлиридин кейин новәт Уйғур театриниң «Нава» вә «Сада» ансамбльлириға берилип, улар көпчиликниң диққитигә өзлириниң мәйрәмлик программисини һавалә қилди. Мәдәнийәт күниниң асасий қисми тамамланғандин кейин Ералы Луқпан оғли Уйғур театриниң залида уйғур җамаәтчилигиниң вәкиллири билән учришип, уларниң соаллириға җавап бәрди.
Андин кейин у театр алдидики истираһәт беғида уюштурулған китап, тәсвирий вә әмәлий сәнъәт һәм шундақла миллий таамлар көргәзмилирини зиярәт қилди. У миллий таамлар көргәзмисини көздин кәчүргәндә, һәрхил таамлар билән әткән чайниң дәмини тартти.
Яркәнтликләрниң һозуриға қәдәм тәшрип қилған меһман «Ирадә» нахша-уссул ансамблиниң шох нәғмисигә «қизип» кетип, уссулға чүшти.
Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң вәкиллири қериндаш хәлиқләр турмақ, өзимизниң уйғурлири унтуп қалған зағир вә гокай нанлирини пиширип кәпту. Әлвәттә, униң «рецептини» меһман қизиқиш билән тиңшиди. Әнди Әркинтай Ибрагимов рәһбәрлигидики Җамбул наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң активистлири у күни истираһәт беғиға уйғурниң тонусини әкелип орнитипту. Тонурниң «тарихиниму» Ералы Луқпан оғли зеһин қоюп тиңшиди. Талғир наһийәсидин кәлгән яш спортчилар әркин күрәш, ушу-саньда, каратэ бойичә өз һүнәрлирини намайиш қилди. Ералы Луқпан оғли қайсила мәдәнийәт мәркизиниң һозуриға қәдәм тәшрип қилмисун, уларниң һәммисигә өзиниң иҗабий баһасини бәрди. Мошу йәрдә ҖУЭМниң җай-җайлиридики шөбилири болған Панфилов (рәиси Дилшат Насиров), Уйғур (рәиси Закир Мәмиров), Әмгәкчиқазақ (рәиси Арселин Зулияров), Җамбул (рәиси Әркинтай Ибрагимов), Талғир (рәиси Иминҗан Тохтахунов), Қарасай (рәиси Бәхтияр Исмайилов) наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркәзлириниң мәзкүр тәнтәнигә чоң тәйярлиқлар билән кәлгәнлигини ейтмай мүмкин әмәс. Шундақла Алмута вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Реһимҗан Тоқаевниң әмгигиниму алаһидә тилға алған орунлуқ.
Бу қетимқи Мәдәнийәт күнидә бизни қайил қилған йәнә бир нәрсә, униңға икки миң чақирим йәрдин ат чаптуруп кәлгәнләрму болди. Мәсилән, «Ақтавлиқ уйғурлар» Маңғыстав вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи» җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Мәрүп Рәһманов, Ақтөбә вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Гүлзадәм Ибрагимова тоғрилиқ әйнә шундақ дейишимиз мүмкин. Буниңдин башқа Чимкәнт вә Тараз шәһәрлиридин Җәнубий Қазақстан вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Таймир Муһәмәтов билән Җамбул вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Муһәббәт Турдиева башлиған мәхсус делегацияләрму кәпту. Биз у күни жирақтин кәлгән қериндашлиримизниң наһайити үстүн кәйпият илкидә жүргәнлигини байқидуқ. Һәммиси дегидәкла мәдәнийәт күни тоғрилиқ иллиқ ләвзләрни билдүрүшти. Ейтмақчи, у күни бизни алайтән чақиривелип, тәсиратлири билән бөлүшкәнләрму болди. Шундақ меһманларниң бири,Талдиқорғандин кәлгән Қазақстан хәлқи Алмута вилайәтлик Ассамблеяси рәисиниң орунбасари Ғәбит Турсунбай өз пикрини төвәндикичә изһар қилди:
— Мән булту күздә нәқ мошу йәрдә өткән Мәдәнийәт күнигә қатнашқан. Мана бу қетим йолум чүшүп, йәнә кәлдим. Йошуридиғини йоқки, өткән жил билән селиштурғанда бийил йеңилиқ көп. Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизидин башлап униң шөбилиригичә көп күч чиқирипту. Һәрқандақ милләт өз мәдәнийитини, сәнъитини, миллий әнъәнилирини сақлап, уни башқиларға тонуштуруши, биринчи новәттә, уларниң өзлиригә бағлиқ. Бу җәһәттин, мениңчә, уйғурларниң алдиға өтидиған милләт йоқ. Бүгүн яркәнтликләрниң бараңлиғиға кирип қоюп, чиққум кәлмиди. Биз бүгүн һәқиқәтәнму уйғурниң мәдәнийити билән тонуштуқ...
Мәдәнийәт күниниң көплигән иштракчилириниң пикри әйнә шундақ болди. Демәк, «Әл тәғдири — мениң тәғдирим» мавзуси астида уюштурулған бу мәдәний чарә һәқиқий достлуқ мәйримигә айланди дәп ейтишқа толуқ асас бар.
Бәхтишат СОПИЕВ.

4772 рет
көрсетілді2
пікір