- Йеңилиқлар
- 21 Маусым, 2013
Йеза һакимлири сайлими өтиду
Өткән һәптидә Алмута вилайәтлик һакимийәттә йеза һакимлири сайлимиға мунасивәтлик мәсилини муһакимә қилиш, униң уюштурулуш ишлирини чүшәндүрүш мәхситидә Қазақстан Җумһурийити Мәркизий сайлам комиссиясиниң кативи Б.Мелдешев (сүрәттә) учришиш өткүзди. Униңға вилайәт наһийәлириниң һакимлири, орунбасарлири, аппарат рәһбәрлири, мәслиһәт катиплири вә территориялик сайлам комиссиялириниң рәислири вә катиплири қатнашти.
Жиғинда Мәркизий сайлам комиссиясиниң кативи Б.Мелдешев вилайәттики шәһәрләр билән йеза округлирида һакимларни сайлаш тоғрилиқ мәсилиләр бойичә мәлуматларни бәрди. Мәлумки, һакимларни сайлаш бийил август ейиниң бешида өтиду дәп күтүлмәктә. Һаким болуштин үмити бар гражданларға қоюлидиған әң асасий тәләпләр төвәндикичә: қәтъий рәвиштә алий билимгә егә, жигирмә бәш яшқа толған шәхс болуши лазим; өзиниң вә рәпиқисиниң кирими тоғрилиқ декларация тапшуриду; пәқәт йәрлик турғун болуши һаҗәт.
Мәлумки, илгири йеза һакиминиң йеши вә билимигә көңүл бөлүнмәйдиған һәм у наһийә һакиминиң тәвсийәси билән тайинлинатти. Әнди, йеңи қанунға мувапиқ, йеза һакимлирини наһийәлик-шәһәрлик мәслиһәтниң депутатлири 4 жиллиқ муддәткә, альтернатив сайлаш һоқуқи асасида, йошурун аваз бериш арқилиқ сайлайду. Алмута вилайити бойичә, умумән, 259 һаким (униң ичидә 7си наһийәлик әһмийити бар шәһәр, 14и кәнтлик, 238и йезилиқ округ һакимлири) сайлиниду дәп күтүлмәктә.
Өз новитидә вилайәт һакими аппаратиниң рәһбири Б.Қарасаев жиғилғанларни йеза һакимлирини сайлашта дурус таллашни билишкә чақирди.
— Сайлинидиған үмүткарниң қанун тәләплиригә мувапиқ болуши билән бир қатарда, униң жут ичидики һөрмитиму жуқури болуши шәрт. Турғунлар икки топқа бөлүнүп, бир-биригә қарши чиқидиған әһваллар йүз бәрмәслиги керәк, — деди Б.Қарасаев.
Ахирида Мәркизий сайлам комиссиясиниң рәиси Б.Мелдешев Алмута вилайитидә һакимларни сайлаш мәвсүми алий дәриҗидә өтидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди.
1552 рет
көрсетілді23
пікір