• Әхбаратлар еқими
  • 21 Желтоқсан, 2022

Баш арча орнитилди

Астанада пайтәхт һакими Жеңис Қасымбекниң қатнишиши билән EXPO көргәзмә комплексиниң территориясидә мәмликәтниң баш арчисини йеқиш мәрасими болуп өтти. 
Арчиниң егизлиги – 25 метр. У 40 йоған вә 250 оттура һәҗимдики йенип туридиған қар учқунлири билән безәндүрүлди. Арчиға шундақла 900дин ошуқ шар илинған. 
Мәрасимда шәһәр һакими Жеңис Қасымбек астаналиқларни келиватқан Йеңи жил мәйрими билән тәбриклиди. 
– Мошу чарә-тәдбирдин кейин Йеңи жилни мәйрәмләшниң қалған барлиқ чарә-тәдбирлири башлиниду. Мундақ чарә-тәдбирләр нурғун болиду. Йеңи жил һарписида силәргә мәйрәмлик кәйпият, аиләңларға бәхит-саадәт, мустәһкәм саламәтлик тилигүм келиду. Астана тәрәққий етип, гүллинивәрсун, қәдәм тәшрип қиливатқан жил шәһәр үчүн хатирҗәм жил болсун! – деди Жеңис Қасымбек. 
***
Җәнубий пайтәхт Алмутидики Абай мәйданидиму шәһәрниң баш арчисини йеқиш мәрасими болуп өтти. 
Арчиниң егизлиги 22 метр. У 350 оюнчуқ вә 10 миң мәйрәмлик тизмилар билән безәндүрүлгән. 
Мәйрәмниң баш меһманлири Қиш бовай вә Қар мәликиси алмутилиқлар билән биллә узақтин күткән арчини яқти. Әнди түрлүк мультфильмларниң қәһриманлири вә 2023-жилниң рәмзи Тошқан жиғилғанларға мәйрәмлик кәйпият һәдийә қилди. 
Йеңи жилниң баш рәмзини йеқиш мәрасимини «Жаңа жылмен, Алматы!» намлиқ вокал-хореографиялик қоюлум ачти. 
Рәсмий мәрасим аяқлашқандин кейин чарә-тәдбир Қазақстан эстрада юлтузлириниң концерт программиси билән давамлашти. 
Шәһәрниң баш арчиси билән бир вақитта һәрбир наһийәдә арчилар йеқилиду. Алмутилиқлар вә шәһәр меһманлири үчүн қишлиқ фестиваль форматида Йеңи жиллиқ чарә-тәдбирләр тәклип қилиниду.

2066 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы