• Асасий мақалилар
  • 12 Қаңтар, 2023

Алимниң йәнә бир чоң утуғи

Билим вә пән министриниң 2021-жили 2-ноябрьда елан қилған «Әң яхши илмий хадим» мукапитини тапшуруш қаидилири даирисидә бийилму мәмликәтниң әң яхши 50 илмий хадимиға 2000 айлиқ һесаплиқ көрсәткүч, йәни 6 126 000 тәңгә миқдарида мукапат тапшурулиду.
Тәкитләш керәкки, мәзкүр конкурсқа қатнишиш истигини билдүргүчиләргә бирқатар тәләпләр қоюлди. Қазақстанда иқрар қилинған илмий дәриҗиниң һәм илмий атақниң болуши, таллавелинған илмий йөнилиш бойичә илмий лайиһигә рәһбәрлик қилиши, шу йөнилиш бойичә Қазақстанда елан қилинған журналларда мақалиларниң бесилиши, патент вә башқиму илмий ишларниң болуши, инавәтлик хәлиқара журналларда алдинқи қатарлиқ чәтәллик алимлар билән һәмкарлиқта мақалилириниң йоруқ көрүши, ахирқи бир жилниң ичидә алий билим дәргаһлирида вә униңдин кейинки басқучларда бир яки бирнәччә пән бойичә оқутқучилиқ қилиши, PhD философия доктори яки саһа бойичә доктор дәриҗисини алған кадрларни тәйярлиши, илмий тәтқиқатларниң сапасини, нәтиҗидарлиғини вә тәсирини көтиришкә қаритилған җәмийәтлик ишларниң болуши вә башқиму тәләпләр шулар җүмлисидиндур. Бу мукапат пән вә техникиниң риваҗлинишиға салмақлиқ төһпә қошқан алимларни, илмий хадимларни рәғбәтләндүрүшни мәхсәт қилиду. 
Илгәрки министрлик қайта тәшкиллинип, мәйданға кәлгән йеңи Пән вә алий билим министрлиги 2022-жил бойичә мәзкүр мукапат даирисидә җумһурийәтлик мусабиқә елан қилип, «Тәбиий пәнләр», «Инжиниринг вә технологияләр», «Тиббий вә саламәтликни сақлаш», «Иҗтимаий вә гуманитарлиқ пәнләр», «Йеза егилиги вә ветеринарлиқ пәнләр», «Һәрбий пәнләр вә миллий бехәтәрлик» охшаш йөнилишләр бойичә 468 адәмдин әризә келип чүшкән еди. Җумһурийәтлик комиссия шуларниң ичидин 50 адәмни таллавелип, өткән жили 29-декабрь күни униң нәтиҗисини елан қилди. Бизни хошал қилғини. мәзкүр мукапатқа еришкәнләр қатарида тонулған алим, «Туран» университетиниң профессори, тарих пәнлириниң доктори Абләт Камаловниңму орун елиши болди. 
Мәлумки, Абләт Камалов – пәқәт елимиздила әмәс, бәлки дуния миқиясида тонулған шәриқшунас вә уйғуршунас алим. Қириқ жил мабайнида илмий-тәтқиқат ишлири билән шуғуллинип келиватқан алимниң бүгүнки күнгичә 350тин ошуқ илмий вә илмий аммибап мақалилири, монографиялири елимиздә, шундақла дунияниң һәрхил тиллирида вә абройлуқ нәширлиридә елан қилинип кәлди. У ахирқи жилларда «Туран» университетиниң Лондонниң Шәриқшунаслиқ вә африкишунаслиқ университетлири билән биллә өткүзгән Британия академиясиниң «Мирасларниң турақлиқ тәрәққиятниң альтернатив модели сүпитидә: Қазақстандики мәшрәпләр», Қазақстан Билим вә пән министрлиги тәстиқлигән «1950 – 1970-жиллардики Хитайдин Қазақстанға миграция» илмий лайиһилирини башқуруп, өткән жили уларни муваппәқийәтлик тамамлиди. Алим һазирқи вақитта Қазақстан миллий тарихи концепциясини тәйярлаш бойичә уйғунлаштуруш кеңишиниң вә Ч.Вәлиханов намидики Тарих вә этнология институти тәйярлаватқан «Қазақстан тарихи» намлиқ көптомлуқниң муәллипләр коллективиниң әзаси. У шундақла Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институти Уйғуршунаслиқ мәркизи өткән жили тамамлиған «Мәркизий Азияниң әқлий тарихи контекстидики түркий ойғиниш (Х – ХVI)» мавзусидики илмий лайиһиниң паал иштракчилириниң биридур. 
Абләт Камалов Қазақстан Президенти йенидики Дөләт башқуруш академияси уюштурған Қазақстандики милләтләрара вә динларара мунасивәтләр бойичә өткүзүлгән лайиһигә қатнишип, «Қазақстан уйғурлири» вә «Қазақстан туңганлири» намлиқ монографиялирини, «Туран» университетиниң тәшәббуси билән уюштурулған илмий-тәтқиқат лайиһиси бойичә «Оттуз оғул иҗтимаий институти: тарихи вә һазирқи заман» намлиқ коллективлиқ монографияни нәшир қилди. Алим дуния миқиясида етирап қилинған уйғуршунас алим сүпитидә Вашингтон университети, Оксфорд университети (Бүйүк Британия), АҚШ Конгресси китапханиси, Индиана университети, Инсан тоғрилиқ пән өйи (Париж) охшаш алдинқи қатарлиқ илмий мәркәзләрдә тәтқиқатлар жүргүзүп кәлмәктә. У дуниядики аммибаплиққа егә көплигән илмий журналларниң редколлегия әзаси, Мәркизий Азияни тәтқиқ қилиш бойичә җәмийәтниң (АҚШ) башқарма әзаси, Мәркизий Азияни тәтқиқ қилиш бойичә Европа җәмийитиниң (Нидерландия) президенти сүпитидә Мәркизий Азияни тәтқиқ қиливатқан хәлиқара кәспий тәшкилатларниң ишлириғиму йеқиндин арилишип келиватиду. Өткән жили у АҚШниң Блумингтон шәһиридә орунлашқан Индиана университетида Америка Дөләт департаментиниң «Фулбрайт» тәтқиқат программиси бойичә бир жиллиқ илмий сәпәрдә болуп қайтти. У һазир бирнәччә жиллар давамида топлиған материаллирини системилаштуруп, толуқлап, айрим монография сүпитидә нәшир қилиш үстидә ишләватиду. 
Абләт Камалов елимиз үчүн тарих вә хәлиқара мунасивәтләр бойичә илмий кадрларни тәйярлаш ишлириғиму алаһидә көңүл бөлүп кәлмәктә. Бу саһадиму униң қол йәткүзүватқан утуқлирини алаһидә тәкитләп өтүшкә әрзийду. Өткән жили у оқутқучилиқ паалийитидики утуқлири үчүн Қазақстан Җумһурийити Билим вә пән министрлигиниң «Алий оқуш орниниң илғар оқутқучиси» унваниға сазавәр болған еди. 
Биз Абләт Камаловниң «Әң яхши илмий хадим» мукапитини алғанлиғи билән чин қәлбимиздин тәбрикләп, униңға мустәһкәм саламәтлик, йеңи иҗадий утуқлар тиләймиз.

  Рәхмәтҗан ЙҮСҮПОВ,
филология пәнлириниң намзити.
 

1455 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы