• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қаңтар, 2023

Президент қазақстанлиқларға мураҗиәт қилди

19-январь күни Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстан хәлқигә мураҗиәт қилди. 
Президент өз мураҗиитидә Конституциягә мувапиқ, Парламент палатилириниң рәислири һәм Премьер-министр билән мәслиһәтләшкәндин кейин Мәҗлисни тарқитиш вә мәслиһәтләрниң вакалитини муддитидин илгири тохтитиш тоғрилиқ Пәрманларни имзалиғанлиғини билдүрди. 
– Мәҗлис депутатлириниң новәттин ташқири сайлими 2023-жил 19-мартта өтиду. Барлиқ дәриҗиләрдики мәслиһәтләр сайлимини Мәркизий сайлам комиссияси бәлгүләйду. Һәммиңларни гражданлиқ җавапкәрлик көрситип, Мәҗлис вә мәслиһәтләр сайламлириға паал қатнишишқа чақиримән, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
У депутатларға паал вә үнүмлүк иш елип барғанлиғи үчүн миннәтдарлиқ билдүрди. 
– Мәҗлис вә мәслиһәтләр депутатлири мәмликәттә жүргүзүлгән миқияслиқ ислаһатлар мәркизидә болди. Сайлиғучилар билән турақлиқ рәвиштә учришип турди, әң жирақ районларға чиқти, җәмийәтлик муназириләргә қизғин арилишип, гражданларниң муһим мәсилилирини көтәрди, – дәп тәкитлиди Президент
Қасым-Жомарт Тоқаев депутатларниң йеңиланған тәркиплириниң ишни шу шәкилдә давамлаштуруп, Қазақстанни һәртәрәплимә йеңилашқа йеңичә күч қошидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди. 
– Силәр билисиләрки, мән өткән жили сентябрьда йоллиған Мәктүбүмдә мошу жилниң биринчи йеримида Мәҗлис вә мәслиһәтләр сайлимини өткүзүшни очуқ тәклип қилған едим. Шундақ қилип, мәзкүр тәшәббусни елан қилған пәйттин кейин аваз бериш күнигичә болған арилиқ йерим жилдин ошуғирақ вақитни тәшкил қилиду. Мустәқиллик жиллирида намзатлар вә сәясий партияләрдә сайлам кампаниясигә тәйярлиқ көрүш үчүн һечқачан мундақ нурғун вақит болмиған, – дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири. 
У Мәҗлис вә мәслиһәтләрниң новәттин ташқири сайлиминиң өткүзүлүшини гражданлар умуммиллий референдумда қоллап-қувәтлигән конституциялик ислаһатларниң тәләп қиливатқанлиғини қәйт қилди. Қасым-Жомарт Тоқаевниң тәкитлишичә, референдум йәкүни бойичә Қазақстан вакаләтлик һакимийәт тармақлирини шәкилләндүрүшниң йеңи, хелә адаләтлик вә риқабәткә тақабил қаидилиригә көчти. 
– Әнди Мәҗлис депутатлириниң 70 пайизи партиявий тизимлар, 30 пайизи бир мандатлиқ округлар бойичә сайлиниду. Вилайәтләр вә җумһурийәтлик әһмийәткә егә шәһәрләрдики мәслиһәт депутатлири арилаш сайлам системиси бойичә сайлиниду. Депутатларниң 50 пайизи – бир мандатлиқ система, 50 пайизи партиявий тизим бойичә өтиду. Әнди наһийә вә вилайәтлик әһмийәткә егә шәһәрләрдики мәслиһәт сайлимида гражданлар бир мандатлиқ округлар бойичә намзатларға аваз бериду. Мәҗлис вә мәслиһәтләрни шәкилләндүрүшниң йеңи үлгиси һәм умуммиллий, һәм регионлуқ дәриҗиләрдә сайлиғучилар мәнпийәтлирини толуқ дәриҗидә һимайә қилиш имканийитини бериду, вакаләтлик һакимийәт органлириға түрлүк көзқараштики гражданларниң келишини тәминләйду. Бу гражданлиқ җәмийәтни техиму тәрәққий өткүзүшкә яхши шараит яритиду, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
Дөләт рәһбири шундақла конституциялик ислаһатларни әмәлгә ашуруш даирисидә сәясий партияләрни ройхәткә елиш җәрияниниң хелә аддийлаштурулғанлиғини әслитип өтти. Җүмлидин ройхәткә елиш чеки 20 миң әзадин 5 миң әзағичә төвәнлитилди. Партияләрниң регионлуқ вакаләтханилириниң әң аз сани 600 адәмдин 200 адәмгичә қисқарди. Мошу вә башқиму системилиқ чариләр нәтиҗисидә мәмликитимиздә узақ вақиттин кейин дәсләпки қетим бирнәччә йеңи сәясий партия ройхәткә елинди. 
Униңдин ташқири, Қасым-Жомарт Тоқаевниң сөзичә, сайлам бюллетениға «һәммисигә қарши» йолини киргүзүш тоғрилиқ қарарниң қобул қилиниши принципиал әһмийәткә егә. 
– Партияләрниң Мәҗлискә өтүшигә лазим болған авазниң төвәнки чеки 7 пайиздин 5 пайизғичә төвәнлиди. Бу – елимизни демократияләштүрүш йолидики җиддий қәдәм. Сайлам җәрияниға җәмийәтниң түрлүк вәкиллирини җәлип қилиш үчүн қанунға башқиму өзгиришләр киргүзүлди. Мәсилән, депутатлиқ мандатниң 30 пайизини аялларға, яшларға вә алаһидә тәләпкә егә шәхсләргә бөлүш қануний бәкитилди. Мошуниң һәммиси сәясий риқабәтни күчәйтиду, сәясий системиниң очуқлуғини тәминләйду. Шундақла сәясәтчиләрниң йеңи әвладиниң шәкиллинишигә йол ачиду, – дәп билдүрди Дөләт рәһбири. 
Президент сайламни уюштуруш вә өткүзүштә территориялик сайлам комиссиялириниң чоң роль ойнайдиғанлиғини, шуңлашқа барлиқ сайлам җәриянлириниң сүпитини ашуруш үчүн вилайәтлик сайлам комиссиялири кәспий асасқа көчирилгәнлигини тәкитлиди. 
– Мәркизий сайлам комиссияси вә Баш прокуратура алдики сайламниң қануний, очуқ вә адаләтлик өтүшини қәтъий назарәт қилиду. Елимиз вә хәлиқара байқиғучилар электорал җәриянни диққәт билән күзитип-байқайду. Буниңда гражданларниң активлиғи муһим роль ойнайду. Қанунға мувапиқ барлиқ намзатлар вә партияләр аммивий әхбарат васитилиридин охшаш пайдилиниду, – деди Прзидент. 
У мәзкүр сайлам кампаниясиниң жуқури сәясий мәдәнийәт дәриҗисини намайиш қилип, җәмийитимизниң җипсилишишиға ярдәм қилидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди. 
– Биз Қазақстан тәрәққиятиниң йеңи басқучиға чиқтуқ. Мәмликәттә җошқун вә һәртәрәплимә йеңилаш җәрияни кетип бариду. Бу сайлам җәмийәттә йүз бериватқан өзгиришләрниң ипадиси болуп, йеңилашқа күч-қувәт бериду. Бүгүн дунияда мошундақ миқияслиқ өзгиришләр йүз бериватқан дөләтләр анчила нурғун әмәс, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
Дөләт рәһбири Мәҗлис вә мәслиһәтләр сайлиминиң дөләт институтлирини йеңилашниң аяқлаштурғучи басқучи болуп, «Күчлүк Президент – тәсирлик Парламент – һесават беридиған Һөкүмәт» формулисини һәқиқий мәзмун билән бейитидиғанлиғини атап көрсәтти. 
– Бизгә мурәккәп синақ-ховупларни биллә йеңип, Адаләтлик Қазақстан қуруш йолидики нурғунлиған муһим вәзипиләрни биллә һәл қилишқа тоғра келиду, – дәп билдүрди Президент.
Мәлумки, илгири Қасым-Жомарт Тоқаев «Йәттинчи қетим сайланған Қазақстан Җумһурийити Парламентиниң Мәҗлисини тарқитиш тоғрилиқ» вә Қазақстан Җумһурийити Парламентиниң Мәҗлиси депутатлириниң сайлимини өткүзүш тоғрилиқ» Пәрманларни имзалиған еди. Һөҗҗәткә мувапиқ, Мәҗлис депутатлиринң сайлими 2023-жили 19-мартта өтиду. 
Йәнә бир Пәрман билән барлиқ дәриҗиләрдики мәслиһәтләрниң вакалити тохтитилди. 

861 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы