• Әхбаратлар еқими
  • 28 Наурыз, 2024

Яшлар әдәбий клуби ечилди

Йеқинда Астанадики Миллий академиялик китапханида Мәдәнийәт вә әхбарат министрлигиниң уюштуруши билән «Яшлар әдәбий клубиниң» ечилиш мәрасими өтти. Униңға Мәдәнийәт вә әхбарат министри Аида Балаева, 18 — 35 яш арилиғидики яш иҗаткарлар, «Дарын» дөләт мукапитиниң, Президентниң мәхсус мукапитиниң лауреатлири, хәлиқара вә җумһурийәтлик әдәбий конкурсларниң ғалиплири иштрак қилди. 

Сабирәм ӘНВӘРОВА,
«Uiğur avazi»

Мәлумки, Мәдәнийәт вә әхбарат министрлиги йенида тәшкил қилинған «Яшлар әдәбий клубиниң» асасий мәхсити – елимиз әдәбиятидики муһим мәсилиләрни, йеңи әдәбий тенденцияләр билән әсәрләрни муһакимидин өткүзүп, муәллипләрни тәшвиқ қилиштин ибарәт. 
 Мәрасимда сөз алған Мәдәнийәт вә әхбарат министри мәзкүр әдәбий клубниң әһмийити һәққидә тәпсилий тохтилип өтти. 
— Тәкитләш лазимки, Дөләт рәһбири Миллий қурултайда, умумән, яшлар тәрбийиси, җүмлидин китапханиларни тәрәққий әткүзүш, китап оқуш мәсилилирини қолға елишқа мунасивәтлик ениқ тапшурмилар бәрди. Дәрһәқиқәт, асасий мәхсәт – милләт мәнавиятини тәрәққий әткүзүш, сүпәтлик әвлат тәрбийиләш. Чүнки китап оқуйдиған бала мәнивий дунияси бай инсан болуп өсидиғини ениқ. Һәммимизгә мәлумки, сәнъәтниң мустәһкәм һули – әдәбият. Шуңлашқа, яш иҗаткарларға ортақ мәйдан тәвсийә килип, әдәбияттики әһмийәтлик мәсилиләрни муһакимә қилиш – заман тәливи, — деди Аида Балаева.
Жиғин давамида «Яшлар әдәбий клубиниң» күн тәртиви бәкитилди, клубниң рәһбирий тәркиви тәшкил қилинди, келәчәктики планлар ениқланди. Жиғинға қатнашқан яш иҗаткарлар заманивий әдәбий җәриянлар вә тәрҗимә саһасиға, китап чиқириш вә нәшрият ишиға, балилар әдәбиятини тәрәққий әткүзүшкә мунасивәтлик муһим мәсилиләр бойичә ой-пикирлирини оттуриға селип, һәрхил тәклипләрни бәрди. Шундақла әдәбий агентлиқ, вәтәнлик муәллипләрниң әсәрлирини тәшвиқ қилиш, китап оқуш мәдәнийитини қелиплаштуруш бойичә бирқатар мәсилиләр көтирилди.
— Яш иҗаткарларни қоллап-қувәтләштә мәзкүр клубниң ечилиши наһайити муһим. Бу әдәбий клуб әдәбиятимизниң тәрәққият упуқлирини кәңәйтип, миллий мәнавиятимизниң риваҗлинишиға иҗабий тәсир қилиду дәп ойлаймән, — дәп өзиниң пикрини изһар қилди әдәбий тәңқитчи Бағашар Турсынбайулы.
 Шәхсән өзәм бу мәрасимға Қазақстан Язғучилар иттипақи уйғур әдәбияти кеңишиниң рәиси Патигүл Мәхсәтованиң тәвсийәси билән қатнишиш пурситигә егә болдум. Мәдәнийәт вә әхбарат министриниң рәислигидә қурулған «Яшлар әдәбият клубиниң» әзаси сүпитидә һәм иҗат йолида биллә қәләм тәвритиватқан яш уйғур иҗаткарлири билән миллий әдәбиятимизниң тәрәққиятиға үлүш қошимиз дәп ойлаймән. 

471 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы