- Әхбаратлар еқими
- 18 Сәуір, 2024
Таза өлкә
Бүгүнки күндә елимиздә «Таза Қазақстан» җумһурийәтлик экологиялик акцияси әмәлгә ашмақта. Йәни Президентниң тапшурмиси билән 8-үмүт күнидин башланған акция бәш һәптигә созулмақчи. Ушбу акцияниң йәнә бир алаһидилиги – һәрбир һәптиниң ениқ мавзуға беғишлинишида.
Сабирәм ӘНВӘРОВА,
«Uiğur avazi»
Мәсилән, акцияниң дәсләпки һәптиси «Таза өлкә» дәп аталди. Униң йәкүни ретидә Уйғур наһийәсидә чоң көләмлик шәнбилик уюштурулди. Униңға наһийә турғунлири, җәмийәтлик ишларниң активистлири, мәһкимә вә кархана хадимлири ат селишти. Онға йеқин техника ишлитилип, җәми үч миңға йеқин адәм қатнашти. Йәни, акцияниң мәхситигә мувапиқ, наһийәниң барлиқ йезилирида тазилиқ ишлири жүргүзүлди.
Экологиялик акция алдики вақиттиму давамлишиду. Җүмлидин әндики һәптә «Хасийәтлик макан» дәп атилиду. Бу қетим тарихий-мәдәний ядикарлиқларниң территориялирини аватлаштуруш ишлири әмәлгә ашурулмақчи.
Алмута вилайити,
Уйғур наһийәси
686 рет
көрсетілді0
пікір