• Йеңилиқлар
  • 20 Қыркүйек, 2013

Һесам чақчақчи бақилиқ болди

Интернет сәһипилиридин Уйғур чақчақ мәдәнийитиниң ярқин намайәндиси, нәмунилик күлкә-чақчақ устази, заманимизниң Нәсирдин әпәндиси Һесам Қурбан 2013-жили 15-сентябрь күни йоруқ дуния билән мәңгүгә хошлашти. Мәрһумниң намизи 16-сентябрь күни киндик қени төкүлгән жути — Ғулҗа шәһиридики Бәйтулла мечитида чүширилип, Қарадөң  қәбирстанлиғиға дәпин қилинди. Узитиш мәрасимиға он миңдин ошуқ адәм қатнашти. Һесам Қурбан 1930-жили Ғулҗа шәһириниң Орда мәһәллисидә тиҗарәтчи аилисидә дунияға кәлгән. Униң дадиси һәм чоң дадиси  хәлиқ ичидә исимлири кәң тонулған қизиқчилардин болған. Һесам шуларни устаз тутуп, һәзил-чақчақниң қир-сирлирини үгәнгән. Андин өзи көпкә арилишип, һәрхил той-төкүн, мәшрәп-сорунларда пишип-йетилгән. Кейинирәк Или мәшрәплиридә, чоң-чоң сәһниләрдә сөз маһаритини намайиш қилип, кәң амминиң жуқури баһасиға һәм алқишиға еришкән.

www.rfa.org

  Анар — деханларниң тапавәт мәнбәси Қағилиқ климати қурғақ, топриғи қумсаңғу, төрт пәсил ениқ айрилған, кечә билән күндүз һава температурисиниң пәрқи чоң әҗайип тәвә. Бу наһийәниң яңақ, анар, өрүкни асас қилған бағ көләми 744 миң 600 моға йәткән. Анар — мәйдан җәһәттин бағдики яңақтин кейинки орунни егиләйдиған әҗайип мейизлик мевә. Тәвәдики әң мәнзирилик һәм әтивалиқ җайларниң бири — дөләт һимайисигә елинған анар өстүрүш базиси. Униң умумий көләми — 100 миң моға тәң. Бу йәрдә 400дин ошуқ дехан 4 миллион 120 миң йүвән пай қошуп, икки анарчилиқ һәмкарлиқ җәмийитини қурған. Уларниң мәһсулати бүгүнки күндә Пакстан, Қирғизстан дөләтлиригә, Җуңгониң ичкирисидики Шанхәй, Гуаңҗу, Шенҗен қатарлиқ шәһәрләрдә өз херидарлирини тепип, деханлар киримини ашурушқа түрткә болмақта.

www.russіan.ts.cn

  Сағламлаштуруш һәрикити уюштурулди «Хотән гезитиниң» мухбири Адилә Абдулланиң хәвәр қилишичә, дөләтлик тәнтәрбийә баш идариси билән Шинҗан-Уйғур Автоном Районлуқ тәнтәрбийә идариси тәшкиллигән 2013-жиллиқ мәмликәтлик шәһәр вә йезиларниң сағламаштуруш һәрикити Үрүмчи шәһириниң «Хәлиқ» бағчисида уюштурулди. Мәзкүр паалийәттә Үрүмчи Тәңритағ вә Сайбағ наһийәлик мәдәнийәт, тәнтәрбийә вә сәяһәт идарилиригә вакаләтән кәлгән 2200 маһир өз һүнирини көрсәтти. Бүгүнки күндә ШУАРда сағламлиқ тәшкилатлириға 30 миңдин ошуқ адәм әза болуп, уларға 1600дин ошуқ рәһбәр башчилиқ қилидекән. Сағлам һаят тәризини нишан қилип, спорт билән турақлиқ шуғуллиниватқанларниң арисида пенсиягә чиққанларму бар екән. Улар өзлириниң бу йолға кириши арқилиқ сағламлиққа, яхши роһий кәйпиятқа еришкәнлигини, шу арқилиқ чәт әлләргә чиқип, һәрхил сәяһәтләрдә бәрдашлиқ көрситиватқанлиғини зор мәмнунийәт билән изһар қилған.

www.mіsranіm.com  

470 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы