• Йеңилиқлар
  • 27 Қыркүйек, 2013

Дөләт рәһбири Қизилорда вилайитидә болди

Өткән һәптидә икки күнлүк иш сәпири билән Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев Қизилорда вилайитидә болди. Президент вилайәтниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққияти билән тонушти, бирнәччә объектларни зиярәт қилди вә  җамаәтчилик вәкиллири билән учрашти. Дөләт рәһбири Қизилордида йеңи оқуш жили һарписида ечилған Назарбаев Әқлий мәктивини зиярәт қилди. Мәзкүр оқуш орниниң мудири Гүлмира Мункеева Президентқа мәктәпниң бүгүнки һаяти тоғрилиқ әтраплиқ мәлумат бәрди. Шу күни Президент вилайәт мәркизи Қизилордини аватлаштуруш бойичә жүргүзүлүватқан ишлар билән тонушти. Униңдин ташқири Президент муз мәйдани бар спорт сағламлаштуруш комплексини, «Бастау» бизнес мәркизини зиярәт қилди. Бу йәрдә Дөләт рәһбири җамаәтчилик вәкиллири билән учрашти. Сәпәр давамида Қизилорда вилайитиниң һакими Қырымбек Көшербаев Президентни вилайәтниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққияти билән әтраплиқ тонуштурди. Учришиш ахирида Президент Нурсултан Назарбаев қизилордилиқларни буниңдин кейинму нәтиҗидар әмгәк қилип, Қазақстандики тәрәққий әткән регионлар қатариға киришигә тиләкдашлиқ билдүрүп, муваппәқийәт вә паравәнлик тилиди.

413 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы