• Йеңилиқлар
  • 27 Қыркүйек, 2013

Тәзийә телеграммисини әвәтти

Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани, Хәлиқ Қәһримани, Қазақстан Җумһурийитиниң биринчи мудапиә министри Сағадат Нурмағамбетовниң вапат болуши мунасивити билән мәрһумниң аилисигә вә қом-қериндашлириға тәзийә телеграммисини әвәтти. Нурсултан Назарбаев Сағадат Қожахмет оғлиниң һаяти вә паалийити Вәтәнгә һәм хәлиққә садиқ  вә адил хизмәт қилишниң үлгиси болидиғанлиғини тәкитлиди. «Униң яшлиқ дәври Улуқ Вәтән уруши жиллириға тоғра кәлди. Җәң мәйданида фашистларға қарши у қәһриманларчә күрәш қилди. Шуңлашқа дөләтниң алий мукапити билән тәғдирләнди. Уруштин кейинки һаятини һәрбий хизмәткә беғишлап, өзиниң қабилийәтлик қомандан вә яхши рәһбәр екәнлигини көрсәтти. Өзиниң чоңқур билими, мәхсәтчанлиғи, кәмтарлиғи вә адиллиғи түпәйли кәсипдашлири арисида чоң иззәт-һөрмәткә егә болди. Мустәқилликниң дәсләпки жиллири Қазақстан Җумһурийитиниң биринчи Мудапиә министри сүпитидә дөлитимизниң һәрбий күчлириниң шәкиллинишигә вә күчийишигә бебаһа төһпә қошти. Шуңлашқа мән чоңқур һис-туйғулар илкидә униңға Хәлиқ Қәһримани намини бәргән пәйтләрни әсләймән. Бизниң хәлқимиз униң әмгигини һеч қачан унтумайду. Униң ярқин хатириси бизниң қәлбимиздә мәңгү сақлиниду», дәп тәкитләнгән телеграммида.

424 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы