• Дунияда мөҗүзә тола
  • 29 Қараша, 2013

МУНДАҚМУ РЕСТОРАНЛАР БАР

Бүгүнки күндә дунияда пәқәт ғизаланғач, саз-нәғмә тиңшап яки иш бабидики учришишларни дәм елиш шараитида өткүзидиғанла әмәс, бәлки адәмни һәйран қалдуридиған хусусийәтләргә егә ресторанларму бар. Әгәр, имканийитимиз яр бәрсә, һаятимизда бир қетим болсиму шуларни зиярәт қилип қайтқан болар едуқ.  Нью-Йорктики Eat (Ғизалан) намлиқ ресторанниң паалийәт елип бериватқиниға анчә көп вақит болмиди. Униң зиярәтчилири җүмә вә шәнбә күнлири миннәтлик рәвиштә «Тамақ йегәндә, тамамән гәп қилмаймән!» дегән шиарға әмәл қилиши керәк. Ениғирағи, ғизалиниш пәйтидә сөзләшкә қәтъий чәк қоюлған. Әгәр бу қаидигә хилаплиқ қилсиңиз, ресторан хадимлири сизни дәргаһниң сиртидики язлиқ мәйданға чиқириветишкә һоқуқлуқ. Бельгиядә Dіnner Іn the Sky көчмә ресторани моҗут. Униң бир алаһидилиги — сиз йәрдин 50 метр егизликтә олтирип ғизалиналайсиз. Мәхсус кран 22 адәм сиғидиған ресторан бөлмисини һавада тутуп туралайду. Сиз қуш пәрвазида әтрапиңизға қарап, тәбиәт мөҗүзилиридин бәһирлинип олтирип, тамиғиңизни бемалал йәләләйсиз. Әгәр тегишлик һәққини төлисиңиз, ресторан мәмурийити сизниң пәқәт Бельгия тәвәсидила әмәс, дунияниң һәрқандақ җайиға берип, ғизалинишиңизға имканийәт яритиду. Хитайниң Нәнҗиң шәһиридики Rіsіng Sun ресторанида сизниң һәрқандақ қәғишлигиңизгә рухсәт қилиниду. Бу йәрдә зиярәтчиләр официантларға вақирап-җақирап, аһанәт қилишқа, һаҗәт болса, уруп-думбалап, қолиға чүшкән нәрсини уларға қаритип етишқа йол қоюлиду. Бу хизмәт түриниң баһаси, сизниң қәғишлигиңизниң дәриҗисигә қарап, 8 доллардин 50 долларғичә туриду. Мәлум болушичә, Хитайға бу әнъәнә Япониядин кәлгән. Чүнки Күн чиқиш елида ресторанларда херидарларниң официантларға нисбәтән қопал муамилиси адәттики әһвал көрүниду. Гәп болуватқан ресторанда хизмәт қилиш, әлвәттә, көрүнгәнла адәмниң қолидин кәлмәйду. Шуңлашқа униң мәмурийити хадимларни ишқа қобул қилғанда, уларниң җисманий җәһәттин күчлүклүгигә, әсәбиниң мустәһкәмлигигә, мүҗәз-хулқиниң еғир-бесиқлиғиға алаһидә әһмийәт бериду. Токиодики (Япония) Alcatraz ресторани адәттики түрмини әслитиду. Бу йәргә киришни халиғучилардин, биринчи новәттә, қениниң топини сорайду. Андин уларни түрминиң тор қәпәзлири шәклидә ясалған алаһидә бөлмиләргә елип кирип, накалар һарвусиға олтарғузиду. Ғизалиниш үчүн адәттики ара-қошуқлар әмәс, бәлки операция пичиғи, пинцет охшаш медицинилиқ әсвап-үскиниләрдин берилиду. Таамларниң атлириму ғәлити. Мәсилән, узун колбаса «Адәм үчийи» дәп атилиду. «Мейә олиғучи» ширниси болса, адәмниң баш сүйиги шәклидики бокалда кәлтүрүлиду. Һәмшириләр кийимини кийгән официантлар ичимлик-услуқларни шприцларда елип келиду. Мальдивидики lthaa ресторани әйнәктин ясалған. Зиярәтчиләр кирип орунлириға олтарғандин кейин, ресторан ишиклири һим йепилип, суға 5 метр чоңқурлуққа чүширилиду. Сиз әйнәк сиртидики түрлүк-түмән белиқларни көрүп, раһәтлинип олтирип ғизалиниш имканийитигә егә болисиз. Дубайдики lce Lounge рестораниниң барлиридин башлап барлиқ җиһазлири муздин ясалған. Сизгә үстигә қелин җуга, қоллириға пәләйләрни кийгән официантлар билән барменлар хизмәт көрситиду. Өзиңизгиму, әлвәттә, ресторанға кириш алдида қишлиқ кийимләр берилиду. Көз алдиңизға кәлтүрүңа, қиш дегәнни билмәйдиған Дубайниң 40 градуслуқ иссиғида мундақ дәргаһта олтирип ғизалинишниң өзи раһәт әмәсму!

545 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы