- Йеңилиқлар
- 26 Желтоқсан, 2013
СИНИПДАШЛАР ПРЕЗИДЕНТ ТОҒРИЛИҚ
Алмутидики Жамбул намидики филармониядә «Президентниң синипдашлири» намлиқ китапни тонуштуруш мәрасими вә Дөләт рәһбириниң Қарасай наһийәсидин кәлгән синипдашлири, муәллимлири һәм жутдашлириниң Алмута җамаәтчилиги билән учришиши болуп өтти. Учришиш Нурсултан Назарбаевниң оттура мәктәпни тамамлиғиниға 55 жил толушиға беғишланди. Униңға қатнашқан уруш вә әмгәк ветеранлириға «Елбасы сыныптастары» китави соға қилинди.
Учришиш қатнашқучилириға «Нур Отан» партиясиниң кативи, җумһурийәтлик «Ақорда» һәрикитиниң рәиси Қайрат Сатыбалды тәбрик хәт әвәтти.
Учришишқа Дөләт рәһбириниң 29 синипдиши — мошу надир китапниң муәллиплири вә қәһриманлири — Кенесбай Байбосынов, Рая Сиразитдинова вә башқилар қатнашти. Улар кәлгүси Дөләт рәһбири билән биллә өткүзгән балилиқ, өсмүрлүк чағлири тоғрилиқ иллиқ хатирилири билән бөлүшти.
415 рет
көрсетілді0
пікір