• Йеңилиқлар
  • 16 Қаңтар, 2014

Президент архивиға — 20 жил

Сешәнбә күни Қазақстан Җумһурийити Президенти архивиниң қурулғиниға 20 жил толушиға беғишланған «дүгләк үстәл» болуп өтти. Униңға Қазақстанниң көрнәклик дөләт вә җәмийәт әрбаплири, мәмликәтниң тәрәққиятиға салмақлиқ һәссә қошқан вә җумһурийәт мустәқиллигиниң асасини салған мөтивәрләр қатнашти. Президент Мәмурийити умумий бөлүминиң башлиғи Мирболат Жақыпов Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаевниң архив коллективиға йоллиған тәбригини оқуп бәрди. Дөләт рәһбири Қазақстанниң көпмилләтлик хәлқиниң мәдәний мирасини сақлашқа вә көпәйтишкә чоң диққәт ағдуруватиду. Миллий архив фондиму әйнә шу мәдәний мирасниң тәркивий қисмидур. Бу йөнилиштики иш дөләт вә мәдәний қурулушниң муһим қисми болуп һесаплиниду. Архив мудири Владимир Шепельниң учришишта тәкитлишичә, бүгүнки таңда мәзкүр мәһкимә Дөләт рәһбириниң, униң Мәмурийитиниң вә башқа дөләт органлириниң паалийитини әхбарат-архив җәһәттин тәминләш саһасидики асасий вәзипиләрни орунлаватқан технологиялик тәминләнгән заманивий комплекс болуп һесаплиниду. Һазирқи вақитта архив җумһурийәт истиқлалийитиниң рәмзигә, пәқәт Қазақстан вә Мәркизий Азия региониниңла әмәс, бәлки МДҺ әллириниң чоң илмий мәркизигә айланди. Униңда сақлиниватқан һөҗҗәтләрдә мустәқилликниң шәкиллиниш, ихтисатни өзгәртиш, иҗтимаий-мәдәний тәрәққият җәриянлиридики муһим вақиәләр өз әксини тапқан.

387 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы