• Яднамә
  • 13 Сәуір, 2012

Әҗри унтулмайду

Бәзидә анчә жирақ әмәс өтмүшкә көз ташлисам, йеңилиқ-өзгиришләр, бәрпакарлиқ ишлар аз әмәс екән. Бирақ, әпсус, җудалиқ-паҗиәләрму йетип-ашиду. Тосаттин келидиған қарам әҗәл яш-қериға бақмай, қанчә-қанчә адәмләрни өзиниң қараңғу қойниға елип кәтти десиңизчу. Пәқәт өзәмниң тонуш-билишлиримниң арисидин бақилиқ болғанларни санап көрсәм, жүригим санчийду. Шуларниң арисида һазир йоқлуғи билиниватқан қәдинас жутдишим Һакимҗан Бәкри оғли Дауровму бар. Қәдди-қамити келишкән, саламәтлигигә шикайәт қилмайдиған Һакимҗан өлүм шәписини сәзгәнму? Яқ, у өзи баш болуп, сабиқ синипдашлириниң 45 жиллиқ учришишиниң тәйярлиғини көрүватқан бир пәйттә тәсадипи вапат болди. Һә, адәмләр арман-мәхсәтлиригә йәтмәй өтидиған дуния екән, бу! Әгәр Һакимҗан һаят болса, уму мошу жилниң 2-апрель күни өзиниң шанлиқ 70 яшлиқ тойини кәң дәстихан йейип өткүзгән болар еди. Бирақ тәғдир униңға алтә жил кам һаят бәрди. Һакимҗан Дауров Җоңғар Алитеғиниң етигидики Надәк йезисида 1942-жили дехан аилисидә дунияға кәлгән. У мениң жутдишим. Шуңлашқа Һакимҗанниң әҗдатлириниму яхши билимән. Һәммиси көз алдимға гәвдилинип туриду. Һакимҗанниң бовиси Давур ака бир әсир яшиған киши, униң пүткүл өмри әмгәк билән өтти. Жигирминчи әсирниң 30-жиллири туғулған жутида «Қизил батрақ» (кейинки Киров намидики колхоз) йеза егилиги артелини тәшкил қилип, униң ихтисадини йүксәлдүрүш йолида җапакәшлик әмгәк қилди. Атиниң йолини пәрзәнтлири давамлаштурди. Шуларниң ичидә тунҗиси Бәкри Дауровниң орни өзгичә, у исми наһийә дәриҗисигә тонулған пәм-парасәтлик тәшкилатчилардин болди, колхоз қурулушиниң шу еғир жиллирида йеза кеңишини башқуруп, терилғу бригадисиға йетәкчилик қилди вә башқиму мәсъул вәзипиләрниң һөддисидин шәрәп билән чиқти. Бәкри ака сөзгә чечән, адәмләр дилиға йол тапалайдиған, уларни әстаидил әмгәккә сәпәрвәр қилалайдиған тәҗрибилик тәшкилатчи еди. Улуқ Вәтән уруши башланғанда Бәкри акиму бир топ жутдашлири билән дәсләпкиләрдин болуп мәйданға атланди. У көплигән шиддәтлик җәңләргә қатнишип, җасарәт көрсәтти, мәйдисини орден вә медальлар билән безәп, Ғалибийәт билән жутиға аман-есән қайтип келип, йәнә течлиқ әмгәккә қизғин арилишип кәтти. Бирақ у анчә узақ яшимиди, 60тин алқиғанда һаят билән видалашти. Ейтмақчи, бийил Бәкри акиниң туғулғиниға 100 жил толиду. Атиниң шәрәплик әмгәк йолини төрт пәрзәнди давамлаштурди. Уларниң бири биз гәп қиливатқан Һакимҗан Дауров. У 1961-жили  Яркәнт шәһиридики Киров (һазирқи Х.Һәмраев) намидики уйғур оттура мәктивини үлгилик тамамлайду. У жиллири алий оқуш орунлириға чүшүш үчүн икки жиллиқ әмгәк стажи тәләп қилинатти. Шуңлашқа Һакимҗан тәңтушлири Әркин Мәшрәпов, Светлана Һезимова, Римма Әйсарова, Турсун Һосманов вә башқилар билән Калинин намидики колхозда көмүқонақ өстүрүш хаһишини билдүриду. Егилик рәһбәрлиги яшларниң бу башланмисини қизғин қоллап, уларға қоллиридин келидиған ярдәмлирини көрситиду. Шундақ қилип, түләкләрдин тәркип тапқан йеңи звено тәшкил қилиниду. Униңға йетәкчилик қилиш Һакимҗанға жүклиниду. Чүнки униң вуҗудидиму, худди дадиси охшаш, ишчанлиқ, тәшкилатчанлиқ кәби қабилийәтләр моҗут еди. Шу жилила яшлар яхши нәтиҗигә қол йәткүзүп, мәҗбурийәттикидин он бәш центнер ошуқ таза дан йетиштүриду. Бу тоғрилиқ хәвәр һәр ян тарайду. Һәтта мәзкүр звено һәққидә мақалә җумһурийәтлик «Ленинская смена» гезитида сүрити билән биринчи бәткә бесилиду. Бу утуқ яшларға йеңичә күч-ғәйрәт беғишлайду. Бирақ уларниң иши давамлашмай қалиду, сәвәви, звенодики жигитләр шу жили һәрбий хизмәтлирини өтәшкә атлиниду. Җүмлидин Һакимҗанму үч жил һәрбий борчини әла өтәп, йәнә бир чиниқиш мәктивидин өтиду. Һакимҗан Дауров армия сепидин кәлгәндин кейин колхозда йәнә биләк түрүп ишқа киришип кетиду. Бир нәччә жил һесапчи вә башқа ишларни атқуриду, андин егилик комсомол тәшкилати кативи хизмитигә тайинлиниду. Чүнки у жиллири егилик ишләп чиқиришида комсомол-яшлар асасий күч һесаплинатти, уларға қабилийәтлик тәшкилатчи лазим болувататти. Һакимҗан шу жуқури ишәнчә һөддисидин чиқишқа тиришиду. Өзиниң күч-қувитини яшларниң активлиғини ашурушқа, уларниң арисида сәясий-тәрбийә ишлирини җанландурушқа, сәнъәт һәвәскарлар өмәклирини қурушқа, спортниң һәр хил секциялирини уюштурушқа вә башқиму вәзипиләрни әмәлгә ашурушқа сәпәрвәр қилиду. Нәтиҗидә деханчилиқ вә чарвичилиқ ишлирини асасән яшлар өз қоллириға алиду, звенолар қатари көпийиду, чарвичилиқни санаәт асасида тәрәққий әткүзүш қолға елинип, яшлардин тәркип тапқан «Учқун» қой бодаш бригадиси уюштурулиду. Өткән әсирниң 70-жиллири җумһурийитимиз бойичә қой санини 50 миллионға йәткүзүш вәзиписи алға сүрүлгәнлигини чоң әвлат яхши билиду. Шуңлашқа барлиқ наһийәләрдә, егиликләрдә қой егилигини тез тәрәққий әткүзүш йөнилишидә әмәлий ишлар қолға елиниду. Шуниң үчүн бу саһаға талланған мутәхәссис-тәшкилатчилар әвәтилиду. Синақлардин өткән Һакимҗанғиму йәнә ишәнчә көрситилип, униңға егиликниң биринчи қой фермисини башқуруш вәзиписи тапшурулиду. Һакимҗан жигирмә жилдин ошуқ вақит мошу ишни атқуруп, ишәнчә һөддисидин шәрәп билән чиқиду. Арида Талдиқорған зооветеринария техникумини сирттин оқуп, пүтириду. Әстаидил әмгиги етиварға елинип, Һ.Дауров 1988-жили «Әмгәктики җасарити үчүн» медали билән тәғдирлиниду, алған башқиму мукапатлири аз әмәс. Заман өзгәргәндин кейин, тәдбирчан инсан Һакимҗан Дауров өз үлүши һесавиға дехан егилигини тәшкил қилиду вә тиҗарәт билән шуғуллиниду. Буниңға оғуллириниму үгитип, мирас қилип қалдурди. Мошундақ йетилип, тинимсиз иш-һәрикәттә жүргән бир пәйттә, жуқурида ейтқинимиздәк, туюқсиз вапат болди. Бирақ униң өйиниң чириғи өчкини йоқ, вападар рәпиқиси, пешқәдәм устаз Меманқиз аилиниң бәрикитини кәттүрмәй, пәрзәнтлиригә, нәврилиригә ата һәм ана, бова һәм мома сүпитидә меһир-еқидисини төкүп, уларниму изгүлүкләргә дәвәт қилип яшаватиду.

Абдукерим ТУДИЯРОВ.

Панфилов наһийәси.  

435 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы