• Йеңилиқлар
  • 03 Сәуір, 2014

Дөләт рәһбири қобул қилди

Дөләт рәһбири Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң орунбасари Ералы Тоғжановни қобул қилди. Учришишта ҚХАниң новәттики ХХІ сессиясигә тәйярлиқ көрүш мәсилилири муһакимә қилинди. Дөләт рәһбиригә Е.Тоғжанов сессия ишиға жумһурийитимизниң барлиқ регионлиридин 406 делегат, шу җүмлидин Ассамблея әзалири, җумһурийәтлик вә регионаллиқ этномәдәний бирләшмиләрниң рәислири қатнишидиғанлиғини хәвәрдар қилди. Сессиягә шундақла Парламент депутатлири, дөләт органлириниң, сәясий партияләр, диний бирләшмиләр, һөкүмәтлик әмәс тәшкилатларниң рәһбәрлири, чәт әл дөләтлири дипломатиялик миссиялириниң, илмий вә иҗадий зиялиларниң, аммивий әхбарат васитилириниң вәкиллири иштрак қилиду. ҚХАниң ХХІ сессияси 2014-жили 18-апрельда Астана шәһиридә өтиду. *** Дөләт рәһбири Алмутидики қараргаһида язғучи вә җәмийәт әрбаби Дулат Исабековни қобул қилди. Сөһбәт давамида елимиз мәдәнийитини тәрәққий әткүзүшниң вә заманивий әдәбият җәрияниниң бирқатар муһим йөнилишлири муһакимә қилинди. Президент язғучи вә барлиқ иҗадийәт вәкиллири паалийитиниң муһим екәнлигини, униң қазақстанлиқларниң мәдәний вә мәнивий байлиғиға беваситә тәсир қилидиғанлиғини тәкитләп, язғучи иҗадиға утуқ тилиди. Өз новитидә Дулат Исабеков кейинки жилларда нәшир қилинған әсәрлири вә иҗадий паалийити тоғрилиқ сөзләп бәрди. Җүмлидин у пат-йеқинда Лондонда инглиз тилида нәшир қилинған китавиниң тонуштуруш мәрасиминиң вә «Транзит йолувчи» намлиқ пьесиси премьерисиниң өтидиғанлиғи тоғрилиқ әхбарат бәрди. *** Дөләт рәһбири шундақла Билим вә пән министрлиги Әдәбият һәм сәнъәт институтиниң мудири Уәлихан Қалижановниму қобул қилди. Учришиш давамида гуманитарлиқ пәнниң бүгүнки әһвали вә зиялиларниң һазирқи Қазақстандики роли муһакимә қилинди. Нурсултан Назарбаев зиялиларниң күчлүк вә гүлләнгән дөләтни қуруш үчүн Қазақстан вәтәнпәрвәрлигини шәкилләндүрүшкә алаһидә һәссә қошуши керәклигини қәйт қилди. Уәлихан Қалижанов институтниң паалийити вә келәчәккә бәлгүләнгән планлири тоғрилиқ әхбарат бәрди. У Мухтар Әвезовниң иҗадий мирасини үгинишкә вә тәрғип қилишқа қаритилған иш, шундақла қазақ әдәбияти тарихи саһасидики тәтқиқатлар тоғрилиқ сөзләп бәрди. *** Дөләт рәһбири Алмутидики қараргаһида композитор Шәмил Әбилтаевни қобул қилди. Композитор өзиниң иҗадий паалийити вә келәчәккә бәлгүләнгән планлири тоғрилиқ сөзләп бәрди. Учришиш давамида у Дөләт рәһбири 1973-жили Темиртавда ишләватқан вақтида иҗат қилған «Шубар ат» нахшисини орунлиди. Шәмил Әбилтаев шундақла өз иҗадиға мәнсүп «Қазақстан — Нурсултан» күй-портретни иҗра қилди.

319 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы