• Йеңилиқлар
  • 23 Сәуір, 2012

Мәктәп әтрапи аватлаштурулди

Алмута шәһиридә һәр жили март-апрель айлирида тазилиқ айлиғини өткүзүш турақлиқ әнъәнигә айлинип қалди. Бийил Норуз мәйримидин кейин башланған бу чариләр җәнубий пайтәхтимизниң барлиқ җайлирида овҗ алди. Шуларниң қатарида 89-рус-уйғур оттура мәктивиниң коллективи билән ата-анилар һәмкарлиқта шәнбилик уюштурди. Униң даирисидә санитарлиқ тазилиқни яхшилаш ишлири әмәлгә ашурулди. Җүмлидин, мәктәп бенасиниң әтрапиға 100 түп ипар вә қарияғач көчәтлири олтарғузулди, ериқлар, кочилар билән мәйданлар әхләт-чогалардин тазиланди. Аватлаштуруш ишлири аяқлашқандин кейин мәктәп мудири Асийәм Йүсүпова мәзкүр тазилиқ айлиғиниң әһмийитини тәкитләп, униң һәммә қатнашқучилириға миннәтдарлиғини изһар қилди вә алаһидә паалийәтчанлиқ көрсәткәнләргә Пәхрий ярлиқларни тапшурди.

Гүлвира ИБРАГИМОВА,

89-мәктәп мудириниң тәрбийә ишлири бойичә орунбасари.

Алмута шәһири.  

589 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы