• Йеңилиқлар
  • 22 Мамыр, 2014

Хәлиқ бирлиги – асасий байлиғимиз

Биз — қазақстанлиқлар/ Әмгәкчиқазақ наһийәсидә 50тин ошуқ милләт вәкили истиқамәт қилиду. Қазақстан хәлқиниң бирлиги мәйрими күни, барлиқ қазақстанлиқлар охшаш, әмгәкчиқазақлиқларму бир хасийәтлик чаңирақ астида иҗил-инақ, разимәнлик һәм бирликтә һаят кәчүрүватқанлиғини йәнә бир қетим чоңқур һис қилиду.Биз үчүн һәммидин әвзили – милләтләр арисидики достлуқ, разимәнлик. Милләтләрара мунасивәт – Ички сәясәт бөлүминиң паалийитидики асасий йөнилишләрниң бири. Шуңлашқа биз һәр милләтниң зич җайлишиш орнини инавәткә алған һалда, наһийәниң этнохәритисини түздуқ. Наһийәдә уйғур, славян, түрк, курд, чечен-ингуш,  татар, корей вә грек этномәдәнийәт мәркәзлири паалийәт елип бериватиду. Уларниң яш әвлат қәлбигә қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик туйғусини сиңдүрүп, милләтләрара достлуқни, разимәнликни, иттипақлиқни мустәһкәмләштә атқуруватқан роли алаһидә. Шуңлашқа наһийә һакими Бинәли Ысқақ этномәдәнийәт мәркәзлириниң паалийитигә алаһидә көңүл бөлмәктә. Наһийә территориясидики йезиларда этномәдәнийәт мәркәзлириниң шөбилири қурулған. Уларниң рәһбәрлигиниң қатнишиши билән һәр үч айда ақсақаллар, ханим-қизлар, яшлар кеңәшлири, диний конфессияләр, мәдәнийәт вә билим саһалири, ички ишлар бөлүми хадимлири өзара баш қошуп, муһим мәсилиләр әтрапида пикирлишишни әнъәнигә айландурған. Мундақ баш қошушларда асасий байлиғимиз – бирлигимизни техиму мустәһкәмләш мәсилисигә алаһидә көңүл бөлүниду. Мошу йәрдә чоңларниң изгүлүк ишлирини яшлиримизниң давамлаштуруп келиватқанлиғиниму тилға алған орунлуқ. Бирла мисал, бийил Президентимиз Нурсултан Назарбаевниң қазақстанлиқларға йоллиған Мәктүбини тәрғип қилиш мәхситидә барлиқ оқуш орунлирида учришишлар өткүзүлди. Йезиларда «Яшлар тазилиқ үчүн» акциялири уюштурулуватиду. Шуниң билән биллә яшлар вилайәтлик фестиваль вә форумларғиму паал иштрак қиливатиду. Шундақла дөләт тилини қоллинишни техиму кәңәйтиш йолида тил фестивали өткүзүлүп, униңға Алмута вилайәтлик тил башқармисиниң башлиғи Әмре Әрин қатнашти. Фестиваль җәриянида көплигән милләтләр вәкиллири қазақ тилини өзләштүрүши бойичә күч синишип, униңда ғалип чиққанлар мәхсус соғилар билән тәғдирләнди. Қазақстан хәлқиниң бирлиги күни – һәрбир қазақстанлиқ үчүн муқәддәс мәйрәм. Мәйрәм әнъәнивий рәвиштә наһийәмизниң һәрбир йезисида өтиду. Униңда һәр хәлиқ өз миллитиниң урпи-адәтлирини, сәнъитини, мәдәнийитини, миллий таамлирини, кийим-кечәклирини вә саз әсваплирини намайиш қилидиған көргәзмиләрни уюштуруп, миллий әнъәнилирини көрситип, тәҗрибә алмаштуриду. Келәчәккә планлар түзүп, уларни биллә әмәлгә ашуруш қатарлиқ чарә-тәдбирләрни уюштуруш әнъәнисиму моҗут. Сөз йоқ, бирлигимиз – асасий байлиғимиз. Мошу байлиғимизни сақлап қелиш – вәзипимиз. Чүнки Қазақстанниң дуниядики тәрәққий әткән 30 дөләтниң қатариға киришиму мошуниңға бағлиқ.    Мөмүнҗан ИСЛАМОВ, Әмгәкчиқазақ наһийәлик Ички сәясәт бөлүминиң башлиғи.

515 рет

көрсетілді

2

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы