• Йеңилиқлар
  • 12 Маусым, 2014

Стамбулдики уйғур яслилири

Интернет уйғурлар һәққидә/ Бүгүнки күндә чәтәлләрдә яшаватқан уйғурлар өз хәлқиниң тарихини, урпи-адәт, әнъәнилирини һәм тилини сақлап, риваҗландуруш йолида тохталсиз һәрикәт қилип кәлмәктә. Бу җәһәттин түркиялик қериндашлиримизму истисна әмәс. Мәмликәттә паалийәт елип бериватқан ана тилимиздики мәктәп, яслиләр сөзүмизниң ярқин испатидур. Стамбул шәһиридики уйғурлар зич олтирақлашқан Зәйтүнбурну вә Сафакой қатарлиқ районларда Түркия Шәрқий Түркстан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң қаримиғидики уйғур тилидики ясли вә Қуръан Кәрим мәктиви моҗут. 2008-жили Зәйтүнбурнуда өз ишигини ачқан яслидә һазир 70 қаракөзимиз миллий роһта тәрбийилиниватиду. Уларға алтә оқутқучи дәрис бәрмәктә. Оқуш программисиға уйғур тили, мәдәнийити, қуръан саватини чиқириш, рәсим сизиш, аддий санларни һесаплаш, тәнтәрбийә қатарлиқ пәнләр бойичә мәшиқләр билән оюнлар киргүзүлгән. Буниңдин ташқири ясли тәрбийиләнгүчилири пат-пат һәрхил мәнзирилик җайларни, мирасгаһларни зиярәт қилип туриду. Сафакой наһийәсидики уйғур яслисидә болса бүгүнки күндә 80 гөдәк тәрбийиләнмәктә. Улар сәккиз оқутқучидин уйғур тили, Қуръан Кәримни оқуш, ядлаш, рәсим сизиш, аддий санларни һесаплаш бойичә тәһсил көрмәктә. Шәрқий Түркстан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң Зәйтүнбурну наһийәлик шөбисиниң рәиси Абдулқадир әпәндимниң ейтишичә, бу тәвәдики ясли ечилғандин буян, униңда 4 — 6 яш арилиғидики 500дин ошуқ уйғур пәрзәнди тәһсил көрүп, башланғуч мәктәпкә йолланма алған. Бу утуқ, әлвәттә, ата-аниларниң маддий һәм мәнивий җәһәттин қоллап-қувәтлиши нәтиҗисидә қолға кәлгән. Бийил июнь ейиниң бешида Зәйтүнбурнудики Ақ деңиз жиғин залида оқуш жили аяқлишиши мунасивити билән гөдәклиримизни мукапатлаш мәрасими болуп өтти. Униңға оқуғучилар, ата-анилар вә башқа меһманлар болуп, җәми 500дин ошуқ адәм қатнашти. Уларниң арисида Зәйтүнбурну наһийәсиниң муавин башқани (һакими) Гөнүл ханимму бар. Мәрасимда балилиримиз Вәтән, ана тил, милләт һәққидә шеирларни оқуди һәм «Пәйғәмбир әләйһиссаламдин үлгиләр» намлиқ сәһнә көрүнүшини намайиш қилди. Алтә тәрбийиләнгүчи сама уссулини орунлап бәрди. Шундақла меһманларға ясли нәпәси һәққидә һөҗҗәтлик фильм көрситилди. Ахирида оқуш жилини яхши нәтиҗиләр билән тамамлиған 32 бала медаль вә маддий буюмлар билән тәғдирләнди. Оқутқучиларға гүлдәстиләр тәғдим қилинса, барлиқ өсмүрләргә оюнчуқлар тарқитилип берилди. www.rfa.org

445 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы