• Йеңилиқлар
  • 07 Тамыз, 2014

Үч оюнда бир ғалибийәт

Футбол/ Өткән һәптидә Европа кубоклири үчүн күришиватқан қазақстанлиқ командилар үчинчи кваликациялик басқучниң биринчи матчини өткүзди.Дәсләп 29-июльда елимиз чемпиони Ақтөбидә Румынияниң «Стяуа» командисини қобул қилди. Тәкитләш керәкки, «Стяуа» өз вақтида Европида данқ чиқарған командиларниң бири. Уларниң 1986-жили Европа чемпионлири кубогиниң ғалиби атилиши жуқуридики пикримизниң испатидур. Әйнә шундақ атақлиқ клубни қобул қилған ақтөбиликләр биринчи матчта 2:2 һесави билән тәң ойниди. Ақтөбиликләр тәркивидә икки поңзәкни Валерий Коробкин билән Роберт Арзуманян киргүзди. Түнүгүн улар Бухарестта иккинчи учришишни өткүзди. Әтиси, Европа лигисиға қатнишиватқан «Шахтер» билән «Астанаму» өз мәйданида ойниди. Қарағандида «хаңчилар» «Хайдук» (Сплит, Хорватия) клубини қобул қилди. Бу оюнда мәйдан егилири амәтлик болди. Улар рәқивини 4:2 һесави билән тиз пүктүрүп, икки учришишниң йәкүни бойичә новәттики басқучқа чиқиш үчүн ишәшлик зәмин яратти, дәп ейтишқа болиду. Бу оюнда «хаңчилар» тәркивидә Михрет Топчагич, Андрей Финонченко, Алдин Джидич, Тохтар Жаңғылышбай бир-бирдин поңзәк киргүзди. Пайтәхттики «Астана-Аренада» «Астана» футболчилири Швецияниң АИК клубини қобул қилди. Бу учришишму һәр икки командиниң һуҗуми астида өтти. Биринчи болуп оюнниң 9-минутида меһманлар һесапни ачти. Таймниң ахирида болса, Танат Нусербаев җавап поңзәк киргүзүп, һесапни тәңләштүрди. Иккинчи таймда командилар учришиш тәғдирини өзлириниң пайдисиға өзгәртишкә тиришқини билән уларниң бу һәрикити һечқандақ нәтиҗә бәрмиди — 1:1. Һәм «Шахтер», һәм «Астана» бүгүн чәт мәйданларда ойнайду. Биз уларниң «Европиға болған йолиниң» давамлишидиғанлиғиға ишәнгүмиз келиду. Шөһрәт МӘСИМОВ.

267 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы