• Йеңилиқлар
  • 07 Тамыз, 2014

Китап бесип чиқиришни вә қәғәзни ким иҗат қилған?

Мәнивий ғәзнимиз/ Иптидаий дунияниң әң әһмийәтлик вә жирик мәдәнийәт очақлириниң бири болған Мәркизий Азия, җүмлидин уйғурлар дияри — һазирқи ШУАР — инсанийәтниң мәдәнийәт тарихида интайин чоң, пәхирлик орунда туриду. Мана мошу зиминда әзәлдин яшап, уни гөһәр диярға айландурған уйғур хәлқиниң нәччә миң жиллиқ узун тарихий тәрәққият җәриянида, өзлириниң әҗайип иҗаткарлиқ роһини җарий қилдуруп, пәм-парасити билән чәксиз мол вә парлақ мәдәнийәт мираслирини яратқанлиғи, дуния мәдәнийитигә өзиниң мәңгү өчмәс төһписини қошқанлиғи билән пәхирлинишкә һәқлиқмиз. ХІХ — ХХ әсирләр мабайнида вә ХХІ әсирниң бешида елип берилған археологиялик қезиш, тәкшүрүшләр, илмий-тәтқиқатлар нәтиҗисидә Орхон, Енисей дәриялириниң бойлири, уйғурлар дияридики Тарим вадиси, Турпан ойманлиғи вә Кәңсу ғарлиридин тепилған мемарчилиқ, һәйкәлтарашлиқ вә көплигән башқа саһаларниң әҗайип ядикарлиқлири, миң өйләрдики тәсвирий сәнъәтниң тәкрарланғусиз вә кам учрайдиған үлгилири, дин, философия, астрономия, тарих, тил, әдәбият, тибабәтчиликкә аит бебаһа қолязмилар, канчилиқ, мәдән (руда) тавлаш, қәғәз чиқириш, мәтбәәчиликниң тунҗа кәшпият излири — жуқурида қәйт қилинғанларни толуқ маддий асас билән тәминләйду. Мәдәнийәт ядикарлиқлиримиз — бу җапакәш вә әмгәксөйәр уйғур хәлқиниң миңлиған жиллиқ тарихиниң яққал әйниги болуп, униңда миллитимизниң әқил идриги вә истедатиниң өзигә хас хусусийәтлири  ипадисини тапқан. Россиялик алим, профессор К.А.Боровков: «Оттура Азия хәлиқлириниң мәдәний турмуш тарихида уйғурлар муһим орун егилигән хәлиқ. Уйғурлар қедимий заманларда жуқури мәдәнийәткә егә болған Шәриқ хәлиқлириниң бири болуп һесаплиниду» («Тил, тарих — әдәбият мәсилилири», Алмута, 1950-жил, «Қазақ ели» нәшрияти, 21-бәт) дәп тәкитләйду. Әмгәкчан вә иҗаткар уйғур хәлқиниң айрим кәшпиятлириниң пәқәт Шәриққила әмәс, бәлки Ғәрипкиму тарқалғанлиғи мәлум. Дуниядики әң муһим вә әҗайип кәшпиятлар — қәғәз чиқириш вә китап бесиш оттура әсирләрдә нәқ мошу Уйғурстанда кәшип қилинип, ронақ тапқанлиғи тоғрилиқ алимларниң мәлуматлири аз әмәс. Илим-пәндә «Қәғәз — мәдәнийәтниң нени» дегән қанатлиқ сөз бар. Қәғәз чиқиришни қедимий әҗдатлиримиз билгәнму? Буниң үчүн йәнә алимларниң пикригә мураҗиәт қилайли. «Қәғәзниң уйғурстанлиқ бир қул тәрипидин кәшип қилинғанлиғи тоғрилиқ ривайәтләр моҗут. Хитай императори бу кәшпиятни жуқури баһалапту вә шуниң билән биллә: «Әгәр қуллар өзлириниң ичидин бириниң шунчилик чоң йеңилиқни ачқанлиғини билсә, улар интайин мәғрурлинип кетиду» дегән пикирни ейтипту. У кәшпиятчиниң исмини мәхпий сақлашқа вә уни пәхрий җаза билән җазалашқа пәрман қипту. Қулни императорниң тәшәккүри оюп йезилған өткүр алтун пластинкини жутушқа мәҗбур қилишипту...» (Е.Яковлев, «Чудесные превращения», журнал «Мастер леса», 1959 г. №5, стр. 38). Хитай алими Лю Го-Жун «Қәғәз Лоуланьда (Лоулань — уйғурларниң Кироран шәһири — уйғурлар дияридики әң қедимий шәһәрләрниң бири. У миладидин илгәрки вә кейинки дәвирләрдә өз алдиға айрим ханлиқ сүпитидә моҗут болған. Кейин қум бесип кәткән ред.) 200-жили, Турпанда 299-жили әтрапида вуҗутқа кәлгән», дегән пикирни оттуриға қойиду. ХІХ әсирниң ахири, ХХ әсирниң башлирида тепилған маддий материалларму Уйғурстанда қәғәзниң қедимий замандин тартип пәйда болғанлиғини испатлайду. Мәсилән, бу һәқтә тарихчи алим Мунир Ерзин мундақ дәйду: «Инглиз алими Авриел Стейн Доңхуаң вә башқа җайлардин соғда йезиғида қәғәзгә чүширилгән қалдуқ мәтинләрдин тоққуз парчини тапқан. Бу һөҗҗәтләрниң йезилған вақти көрситилмигән. Лекин мәзкүр һөҗҗәтләр билән бир вақитта тепилған йезиғи бар тахтилардики жил һесави уларниң әң кәч дегәнниң өзидә 137-жилниң нәрсилири екәнлигини көрситиду» (М.Ерзин, «Уйғур совет мәтбуатиниң тарихи», 22-бәт. «Қазақстан» нәшрияти, Алмута, 1980-жил). Қәғәзниң әҗдатлиримиз тәрипидин кәшип қилинғанлиғи дуния миқиясида интайин чоң әһмийәткә егә вақиә болғанлиғини тәкитләш орунлуқтур. Қәғәзни әҗдатлиримиз немидин тәйярлиған? Бу һәқтә алимлар мундақ дәйду: «Қәғәз қедимий заманларда ипәктин, кәндир вә пахта өсүмлүклиридин тәйярланған. Қәғәзни пахтидин ясаш усулини хитайлар әмәс, бәлки уйғурлар кәшип қилған. Хитайлар ХІІІ әсиргә қәдәр пахта теришни вә униңдин пайдилинишни билмигән. Пахта вә уни териш усули ХІІІ әсирдин кейинла Хитайға Шәрқий Түркстандин барған (М.Ерзин. «К историко-этимологическому толкованию слов «толума» и «тарма». «Советская тюркология». Баку, 1974, №4, 61 — 64 стр.). Жуқурида биз «Қәғәз — мәдәнийәтниң нени» дегән қанатлиқ сөзни зикир қиливедуқ. Қәғәз, һәқиқәтәнму йезиғи болған хәлиққә худди су билән һавадәк керәк болидиған маддий байлиқтур. Уйғурларниң түркий хәлиқләр арисида әң балдур өз йезиғини кәшип қилғанлиғи тоғрилиқ мәшһур кеңәш алими А.Ю.Якубовский мундақ дәйду: «Уйғурлар башқа түркий хәлиқләрдин балдур олтирақлашқан һаят тәризигә вә деханчилиқ билән шуғуллинишқа көчти, башқилардин балдур шаманизмға хатимә берип, авал манихей, андин буддизм динини қобул қилди, башқа түркий хәлиқләрдин илгири өз йезиғини кәшип қилди вә Хитай билән Мавераннәһр оттурисида яшайдиған хәлиқләр арисида әң мәдәнийәтлик хәлиққә айланди». А.Ю.Якубовский («Восточный Туркестан и Средняя Азия» изд. «Наука», Москва, 1985 г. стр.7). Йезиқ вә қәғәз кәшип қилинғандин кейин, әлвәттә, китап бесип чиқириш әслиһалирини кәшип қилиш тәләп қилинидиғанлиғи тәбиий һадисидур. Уйғур Кеңәш мәтбуати вә умумән уйғур мәтбәәчилигиниң жирик тәтқиқатчилириниң бири, тарих пәнлириниң намзити Мунир Ерзин әҗдатлиримизниң мәтбәәчиликни қедимий заманларда қандақ кәшип қилғанлиғи тоғрилиқ мундақ дәп тәкитләйду: «Мәтбәәчилик һүнири уйғур хәлқиниң пәм-парасити, илим-пәнгә, йеңилиққа болған қизғин муһәббити нәтиҗисидә барлиққа кәлгән улуқ кәшпият. Уни әйни замандики мөҗүзиләрниң мөҗүзиси десәк, чәктин чиққан болмаймиз, уйғурлар инсанийәт мәдәнийитиниң алтун ғәзнисигә қошқан мана шу әҗайип чоң төһписи билән дуния хәлқи алдида пәхирлинишкә һәқлиқ...». Уйғурлар, қедимийдин өз йезиғиға егә болған хәлиқ сүпитидә, хәтләрни яғач тахтиларда оюп, китап бесип чиқириш һүнирини — ксилография усули билән китап бесишни башқилардин хелә балдур егилиди. Уйғур ксилографиясини үч топқа бөлүшкә болиду: 1) мәтинләр; 2) мәтин арилаш сүрәтләр; 3) сүрәтләр. Уйғурларниң ксилографиялик усул билән басқан мәтинлири вә тахтиға ойған сүрәтлириниң нусхилири 1902 — 1907-жиллиридики прусс экспедициясиниң Турпанда елип барған қезиш ишлири җәриянида тепилди. «...Мәтбәәчиликниң ксилографиялик усулини егиләп, уни оңушлуқ тәрәққий әткүзгән уйғурлар китапни айрим-айрим элементлардин тәшкил тапқан набор (териш) шәклини қоллинип бесиш, йәни мәтинләрни мәтбәә һәриплири билән терип чиқип, бесиш принципиғиму мураҗиәт қилди — набор қилип териш үчүн яғач һәрипләрдин пайдиланди. Мәтинләрни айрим-айрим һәрипләр билән терип бесиш үчүн вә китап бесип болғандин кейин һәрипләрни өз җайиға тарқитип, сақлап қоюш үчүн ишләнгән уйғурчә яғач һәрипләр ХХ әсирниң башлирида Франция экспедицияси тәрипидин Дунхуанда Миң будда өңкүриниң биридин тепилди» (Т.Ф. Картер, «Хитайда мәтбәәчиликниң пәйда болуши вә униң Ғәрипкә тарилиши», Нью-Йорк, 1931, 167-бәт.). Бу хил һәрипләр пүткүл аләмдә тепилған мәтбәә һәриплириниң әң тунҗиси болуп һесаплиниду. 1914 — 1915-жиллири россиялик алим, академик С.Ольденбургниң рәһбәрлигидә Турпанда археологиялик тәтқиқатларни елип барған Россия экспедицияси ғарлардин 100 миңға йеқин уйғурчә мәтбәә һәриплирини тапқан» (М.Ерзин. «Ғасырлар сере — Тайны веков», «Мир» нәшрияти, 2012-жил, 85-86-бәтләр). Иҗат — кәшип қилиш инсан паалийитиниң жуқури дәриҗиси болуп, у барлиқ хәлиқләрниң мәнпийәтлиригә хизмәт қилидиған әҗайип төһпидур. ІХ әсирниң оттурилирида мәйданға келип, өз мәркәзлирини Қоҗуға (ШУАРниң Турпан тәвәсидики Астанә) вә Бешбалиққа (ШУАРниң Җимисар шәһири) қурған Уйғур Идиқут дөлитиниң аләмшумул тәрәққияти жирақ әҗдатлиримизниң пәм-параситиниң нәқәдәр йүксәк дәриҗидә болғанлиғини яққал испатлайду. Әйнә шу дәвирдә китап бесиштики мүшкүллүкни һәл қилип, әҗдатлиримиз яғачтин һәрип ясап, һәрип тизиш арқилиқ китап бесишни иҗат қилғанлиғи — бу өз дәвригә нисбәтән ғайәт зор кәшпияттур вә бу саһадики инқилап десәк, мубалиғә болмайду. «Инглиз алими Картерниң «Дуниядики тунҗа мәтбәә һәриплири уйғур елипбәси билән оюлған болуп, түркидур» дегини мутлақ һәқиқәттур» (Шерипидин Өмәр, «Уйғур классик әдәбияти тарихидин очерклар», «Шинҗаң хәлиқ нәшрияти», Үрүмчи, 9-10-бәтләр). Уйғурларда ксилография усули вә яғачтин ишләнгән мәтбәә һәриплири қачан пәйда болған? Йәнә фактларға мураҗиәт қилайли. «Қедимий уйғур мәдәнийитиниң әң жуқури пәллигә йетип гүлләнгән дәври ІХ — Х әсирләргә тоғра келидиғанлиғини етиварға алсақ вә археологиялик тепилмиларға асаслансақ, китап бесип чиқиришниң ксилографиялик усулини ІХ әсирдин илгири, мәтбәә һәриплириниң пәйда болушини Х әсирдин кейинки жилларға ятқузушқа болиду. Бу пикирни дәлилләш үчүн «Уйғурларниң қисқичә тарихи» намлиқ китаптин мисал кәлтүримиз: «Турпанда тепилған мәтбәә һәриплириниң ІХ — ХІІ әсирләргә аит болуши бу җәһәттин маддий факттур. Бу уйғурларниң яғач мих мәтбәә һәриплирини қолланғанлиғини, мәтбәәчилик техникисиниң зор дәриҗидә тәрәққий қилғанлиғини испатлап берәләйду» («Уйғурларниң қисқичә тарихи», Үрүмчи, «Шинҗаң хәлиқ нәшрияти», 1990-жил, 154-бәт.). ...«Ксилография усули Европида XІV әсирниң ахирилирида вә XV әсирниң башлирида таралди. Немис Иоганн Гутенберг XV әсирниң оттурилирида бирхил охшаш литерларни (басма һәриплирини) көп миқдарда тез тәйярлап чиқиш усулини иҗат қилди» (Мунир Ерзин. «Ғасырлар сере — Тайны веков», Алмута, «Мир» нәшрияти, 2012-жил, 91-бәт). Мана бу фактлардин биз шундақ хуласигә келимизки, әҗдатлиримиз китап бесиш техникисини европилиқлардин 400 — 500 жил илгири иҗат қилған. Әҗдатлиримиз дәсләп китап бесип чиқириш техникисини иҗат қилғанда, яғачтин оюп ишләнгән һәрипләрдин пайдиланған болса, пәм-парасәтлик иҗаткар әҗдатлиримиз китап бесип чиқириш техникисини техиму мукәммәлләштүрүп, һәрипләрдин көп қетим тәкрар пайдилиниш үчүн металл литерлиридин (терилидиған һәрипләрдин) пайдилинишни өзләштүргән. Сөзүмизни дәлилләш үчүн мону мисалға нәзәр салайли: «...Уйғурлар XІV әсирдә металл литерлиридин пайдиланған» (Н.Богданов, Б.Вяземский, «Справочник журналиста», Лениздат, 1965, стр. 478.) Атақлиқ уйғур алими, язғучи вә шаир мәрһум Абдуреһим Өткүр хәлқимизниң мошу әҗайип кәшпияти һәққидә мундақ дәйду: «Европида уйғурлардин тәхминән 400 жил кейин, йәни XV әсирдила тунҗа мих мәтбәә буюмлири пәйда болған. Бу факт өз вақтида уйғурларниң мәтбәә техникисида нәқәдәр жуқури сәвийәгә йәткәнлигини испатлайду» («Абдуреһим Өткүр, «Ғәзниләр босуғисида», 263-бәт, Үрүмчи, 1996-жил.) Жуқурида биз уйғур, хитай, рус, инглиз алимлириниң, тарихчи алим вә публицист Мунир ака Ерзинниң әмгәклиридин уйғурлар диярида хелә бурунла қәғәз кәшип қилинғанлиғи, мәтбәәчилик, йәни китап бесиш техникисиниң иҗат қилинғанлиғи тоғрилиқ учурларға егә болдуқ. Қәғәз кәшип қилиш, китап бесип чиқириш иши пүткүл инсанийәтниң мәдәний вә иҗтимаий тәрәққиятида интайин муһим роль ойниғанлиғи талашсиз. Әҗдатлиримизниң пәм-парасити билән оттура әсирләрдила китап бесип чиқириш техникисини иҗат қилип, һазирқи заман мәтбәәчилик ишиниң шәкиллинишигә салмақлиқ һәссә қошқанлиғи бизни сөйүндүриду, әҗдатлиримизниң җаһан мәдәнийитигә қошқан бу бебаһа төһписи әвлаттин-әвлатқа мәдһийилинишкә әрзийду. Ядикар САБИТОВ.

474 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы