• Йеңилиқлар
  • 04 Қыркүйек, 2014

Сәнъәтниң тили — дил

Иҗадий һәмкарлиқ/ Дүшәнбә күни Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ драма театрида Җәнубий Қазақстан вилайәтлик Өзбәк драма театриниң артистлириниң театримиз коллективи билән иҗадий учришиши  болуп өтти. Уни Уйғур театриниң мудири Савутҗан Сонуров киришмә сөз билән ечип, меһманларни тонуштурғандин кейин өзбәк қериндашлиримиз қарақалпақ драматурги С.Жумағуловниң «Ериңни берип тур» комедиясини Уйғур театриға җәм болған һәрхил милләткә тәәллуқ тамашибинларниң диққитигә һавалә қилди. Сәһнә әсәри актерларниң кәспий маһарити түпәйли көпчиликниң көңлидин чиқип, һәммини күлкигә ғәриқ қилди. Тамашибинлар спектакльниң өзбәк вә қазақ тиллирида көрситиливатқанлиғиниму унтуп, қоюлум  худди өз ана тиллирида жүргүзүлүватқандәк туйғуда болди. Бу, әлвәттә, түркий тиллиқ хәлиқләрниң дилиниң бир, тилиниң йеқинлиғиниң, һәқиқий қериндашлар екәнлигиниң ярқин ипадисидур. Қурулғиниға техи әндила он жил болған Җәнубий Қазақстан вилайәтлик Өзбәк драма театриниң коллективи яшлиғиға қаримай, дайимлиқ иҗадий издиништә болуп, хелә тәҗрибә топлиғанлиғини көрсәтти. Уларниң спектакльдин кейин  һавалә қилинған һәрхил милләт нахшилиридин түзүлгән концертлиқ программиму тамашибинларға арамбәхш дәмләрни беғишлиди. Учришиш ахирида театримизниң мудири Савутҗан Сонуров өзбәк кәсипдашлириға иҗадий утуқлар тиләп, мәзкүр учришишниң зор маһийәткә егә екәнлигини алаһидә тәкитлиди. Мудирдин кейин сөз новитини алған Уйғур театри драма трупписиниң рәһбири, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби Ялқунҗан Шәмиев сәһнидә һүнәр көрсәткән кәсипдашлири намиға иллиқ ләвзини билдүргәч, уларға Қазақстан театр хадимлири җәмийити вә Уйғур театри намидин соғилар тапшурди. Өз новитидә Җәнубий Қазақстан вилайәтлик Өзбәк драма театриниң мудири Икрам Хашимжанов өзигә алаһидә һөрмәт билдүргән шәхсләргә сәмимий миннәтдарлиғини изһар қилип,  Қазақстан хәлқи Ассамблеяси рәисиниң орунбасари Александр Смирновқа, Савутҗан Сонуровқа, Ялқунҗан Шәмиевқа чапан япти. Икрам Акрамҗан оғли шундақла мәзкүр учришишниң тәшәббускари болған Савутҗан Сонуровқа, миллий маарипимиз тәрәққиятиға мунасип төһпә қошуп келиватқан Алмута шәһири А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң мудири Шавкәт Өмәровқа Җәнубий Қазақстан вилайәтлик Өзбәк этномәдәнийәт мәркизиниң «Қоғам жанкүйері» медалини тапшурди. Патигүл МӘХСӘТОВА.

477 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы