• Йеңилиқлар
  • 25 Қыркүйек, 2014

Тататуңа

Интернет уйғурлар һәққидә/ Уйғурларниң моңғулларға мәдәнийәт-йезиқ җәһәттин ярдими аз болмиған. Бу җәһәттин сөз қозғиғанда, әң дәсләптә хәлқимизниң улуқ алими, педагог вә йезиқшунас Тататуңани тилға елишқа тоғра келиду.Тататуңа — Қочу уйғурлиридин болуп, дадиси оғлиға уйғурларниң қедимий әҗдади Туңа Али Әрниң һөрмитигә шундақ ат қойған. Туңа — «қапланға охшаш батур» дегән мәнани билдүриду. Йүксәк қабилийәтлик бу инсан Чинғизхан Ғәрипкә жүрүш қиливатқан вә моңғулларниң һәрқайсиси қәбилилирини бирликкә кәлтүрүватқан дәвирдә яшиған. У пәйтләрдә әндила баш көтириватқан моңғулларниң өз йериму йоқ еди. Шуңлашқа бәзи моңғул қәбилилири өзлиригә хошна болған Ғәрбий районлардики уйғур зиялилирини тәклип қилип, қәләм хизмитигә қойған. Шуларниң арисидики Тататуңа хәлиқ ичидин чиққан әқиллик, сөзмәл киши болған. У уйғур тилини мүкәммәл билиш билән биллә моңғул тилиниму яхши егилигән. Шуниң үчүн найман қәбилиси уни хизмәткә тәклип қилған. Чинғизхан әскәр тартип, бу қәбилини бойсундурғанда, Тататуңа мәзкүр ханға тәвә болған. Чинғизхан Тататуңаниң қолидики мөрниң сири һәққидә сориғинида, у «Пул сәрип қилип, ашлиқ сетивелиш, ихтисаслиқ кишиләрни ишқа қоюш йолини тутқанда, һәммә ишни атқурғили һәм башқиларниң ишәнчисигә еришкили болиду» дәп ейтқан. Әйнә шуниңдин кейин Чинғизхан мөрниң әһмийитини чүшинип, уни пайдилинишни тоғра көргән вә Тататуңани тамға тутқучи әмәлдар қилип бәлгүлигән. Чинғизхан Тататуңаниң уйғур тилини мукәммәл билидиғанлиғиға толуқ көз йәткүзгәндин кейин, униңға моңғул тилини уйғур йезиғи билән йезишни буйриған. Бу бирқаримаққа адәттики буйруқ болғини билән, әмәлиятта ханниң моңғул йезиғини иҗат қилиш қәтъий тәливи еди. Тататуңа һеч әймәнмәй ушбу мурәккәп вәзипиниң һөддисидин муваппәқийәтлик чиқиду. Йәни өзиниң чоңқур мәлумати, мол билими һәм әқил-парасити түпәйли ахири уйғур һәрипи асасидики моңғул йезиғини барлиққа кәлтүриду. Жуқуридин төвәнгә қарап йезилидиған, солдин оңға қарап оқулидиған бу йезиқ моңғул миллити арисида наһайити тез өзлишип кетиду. Шуниңдин кейин Тататуңаға техиму ишәнгән Чинғизхан ақсүйәкләрниң пәрзәнтлиригә, җүмлидин өзиниң оғлиға мәдәнийәт билимлирини үгиниш тоғрилиқ буйруқ елан қилиду. Нәтиҗидә уйғур хәлқиниң мунәввәр вәкилиниң беваситә күч чиқириши арқисида моңғул миллити тунҗа түркүмдики зиялиларни йетилдүрүп чиқиду. Бара-бара Тататуңа иҗат қилған моңғул йезиғи бу хәлиқниң сәясий, ихтисадий вә һәрбий ишлириниң тәрәққияти йолидики еһтияҗиға уйғунлишип кетиду. Чинғизханниң ярлиқлири язма шәклидә чиқидиған болиду. Уларниң һәммисигә миннәтлик түрдә Тататуңаниң тамғиси бесилатти. Йеңи йезиқни башқиму муһим һөҗҗәтләрни йезишқа пайдилинидиған болған. Моңғул қошумлирида пүтүкчи, йәни катип хизмити пәйдин-пәй йолға қоюлушқа башлайду. Җәмләп ейтқанда, моңғуллар иптидаий җәмийәттин бирдинла мәдәнийәтлик җәмийәткә қәдәм басиду. Тататуңа моңғул йезиғини иҗат қилип, 30 жил өткәндин кейин моңғул хәлқиниң тарихидики өлмәс әсәри — «Моңғулларниң мәхпий тарихи» язма шәкилдә мәйданға келиду. Мәлум вақит өткәндин кейин, Йүән сулалисиниң хақани Қублайниң тәкливигә бенаән, «хан устази» Басба йеңи моңғул йезиғини (кейинкиләр «Басба йезиғи» дәп атилип кәткән) иҗат қилиду. Амма у Йүән сулалиси әмәлдарлири арисида бираз мәзгилла ишлитилгәндин кейин, пайдилиништин қалиду. Ваһаләнки, Тататуңаниң иҗадиға мәнсүп моңғул йезиғи муһим ислаһатларни баштин кәчүрүп, техиму мукәммәллишиду. Шуңлашқа у моңғуллар тәрипидин та һазирғичә қоллинилип кәлмәктә. www.ejdad.com

623 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы