• Концерт
  • 30 Қазан, 2014

Күлкә маһири Туздыбаставға кәлди

Мәлумки, бир айдин ошуқ вақит Қазақстанға хизмәт көрсәткән артист, тонулған күлкә маһири Руқийәм Саттарова өзиниң 70 жиллиқ тәвәллудиға беғишланған концертлиқ программиси билән Алмута вилайитидә гастрольда жүрүватиду. Әйнә шу сәпәрниң мәнзили дүшәнбә күни Талғир наһийәси Туздыбастав йезисида болди. Мәдәнийәт өйигә мәзкүр йезидин һәм шундақла хошна мәһәллиләрдин сәнъәт  мухлислири нурғун жиғилди. Концерт җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театриниң артистлири Нуралим Варисов, Луиза Розахунова вә Долқун Аманбаевниң иҗрасидики хәлиқ нахшилири билән башланди. Шуниңдин кейин Руқийәм Саттарова кәсипдашлири — Қазақстанға хизмәт көрсәткән артистлар Махмут Дәраев вә Реһангүл Мәхпирова билән хәлиқ арисида аммибаплиққа айланған миниатюрилири арқилиқ тамашибинларға хуш кәйпият беғишлап, уларни күлкигә ғәриқ қилди. Концерт җәриянида сөйүмлүк сәнъәткарлиримиз тамашибинларға йеқимлиқ нахшилири вә әвришим уссулири билән роһий озуқ бәргәнлиги һәқиқәт. Ахирида Уйғур театриниң мудири Савутҗан Сонуров сөз елип, уйғур хәлқиниң пәхригә айланған күлкә маһирини мубарәк тойи билән тәбрикләп, униң талантини һөрмәтләп кәлгән жут турғунлириға театр коллективи намидин миннәтдарлиқ билдүрди. Андин сөз новитини алған Талғир наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң Туздыбастав йезисидики шөбисиниң рәиси Абдирим Муһәмәтов, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң башқарма әзаси Җамалдин Насиров, наһийәлик Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Арзигүл Һошурова вә йезилиқ Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Гүлбанум Бавдинова Руқийәм Саттаровани тәвәллуди мунасивити билән тәбрикләп, көпчиликкә унтулмас дәмләрни һәдийә қилғанлиғиға үчүн миннәтдарлиғини изһар қилди. Мәшүр САСИҚОВ. Талғир наһийәси.    

466 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы