• Йеңилиқлар
  • 13 Қараша, 2014

Дөләт рәһбириниң һозурида

Президент Нурсултан Назарбаев МДҺға қатнашқучи дөләтләр бехәтәрлик вә мәхсус хизмәтләр органлири рәһбәрлири кеңишиниң 37-мәҗлисигә қатнашқучилар билән учрашти.Мәҗлистә Һәмдостлуқ кәңлигидә бехәтәрлик вә мәхсус хизмәтләр органлириниң терроризмға һәм экстремизмға қарши һәрикәт қилиш саһасидики өзара һәрикитини күчәйтиш мәсилилири қаралди. Учришиш давамида Дөләт рәһбири һазирқи синақ-ховупларға җавап бериш үчүн атап көрситилгән органларниң актив паалийитиниң әһмийәткә егә екәнлигини тәкитлиди. —            Биз йеңи ховупларни, террорлуқ тәшкилатларниң җанливатқанлиғини көрүватимиз. Мошундақ шараитта миллий бехәтәрлик вә мәхсус хизмәтләр органлириниң ишини уйғунлаштуруш наһайити муһим, — деди Нурсултан Назарбаев. Президент Бажхана иттипақиниң иши шараитида бехәтәрлик мәсилилириниң алаһидә актуаллиққа егә болуватқанлиғини атап көрсәтти. —            Чегарилар очуқ болди, һоқуққа хилаплиқ қилғучилар мәмликәтләрниң территорияси бойичә оңай-хатирҗәм қатналайду. Әйнә шуниңға бағлиқ силәрниң бирлишип жүргүзидиған ишиңлар, бир-бириңларни әмәлий әхбарат җәһәттин қоллап-қувәтлишиңлар бебаһа әһмийәткә егә, — дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири. Нурсултан Назарбаев шундақла барлиқ гражданлар һоқуқлириниң тәң екәнлигигә риайә қилишниң, шундақла турақлиқ иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятниң бехәтәрлик вә турақлиқ җәмийәтниң асаси болуп һесаплинидиғанлиғиға диққәтни җәлип қилди. —            Һазир биз дуниявий ихтисаттики қийинчилиқларға вә Украинидики вәзийәт әтрапидики вақиәләргә бағлиқ йеңи синақ-ховупларниң йеқинлишиватқанлиғини сезиватимиз. Әйнә шуниңға бағлиқ дөләтләр, биринчи новәттә, ички характерға егә чариләрни көрүши зөрүр. Ички инвестицияләрни көпәйтиш керәк. Қазақстанниң индустриал-инновациялик тәрәққият программиси даирисидә бәш жилда 800дин ошуқ йеңи кархана селинди, нурғунлиған иш орни вуҗутқа кәлтүрүлди. Мошуниң һәммиси иҗабий ихтисадий пайда берип, нефтьқа, газға вә башқа ресурслардин бағлиқ болуш әһвалини төвәнлитиватиду. Новәттики бәш жиллиқта мәмликитимиз паалийәт йөнилишини инновациялик тәрәққиятқа қаритиду, — деди Президент. Дөләт рәһбириниң тәкитлишичә, шундақла инфрақурулумни техиму тәрәққий әткүзүш мәсилисиму алаһидә орунда туриду. —            Мәмликитимизниң территорияси бепаян, шуңлашқиму инфрақурулумға, автомобиль вә төмүр йолларни, көрүкләрни, өткүлләрни селишқа чоң диққәт бөлүнүватиду. Җүмлидин Астанадин башлап барлиқ йөнилишләр бойичә миңлиған километр йеңи автомобиль йоллирини селиш планланмақта. Бу иш орунлирини вуҗутқа кәлтүрүш, ихтисат өсүшиниң жуқури сүръитини тәминләш имканийитини бериду, — дәп тәкитлиди Нурсултан Назарбаев. Учришиш ахирида Дөләт рәһбири МДҺға қатнашқучи Дөләтләр бехәтәрлик вә мәхсус хизмәтләр органлири рәһбәрлири кеңишиниң 37-мәҗлисигә қатнашқучиларға утуқ вә үнүмлүк иш тилиди.

***

Нурсултан Назарбаев көрнәклик җәмийәт әрбаби Оралбай Әбдикәримовни қобул қилди. Учришиш давамида мәмликәт иҗтимаий-сәясий һаятиниң бирқатар мәсилилири муһакимә қилинди. Шундақла йеқинқи вақитта җумһурийәт алдида туруватқан иҗтимаий-ихтисадий мәсилилиләр тоғрилиқму сөз болди. Униңдин ташқири Оралбай Әбдикәримов коррупциягә қарши күришишни күчәйтиш чарилиригә мунасивәтлик пикирлири билән ортақлашти.

***

Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев Қазақ миллий аграр университетиниң ректори Тилектес Есболовни қобул қилди. Учришиш давамида Тилектес Есболов Дөләт рәһбирини университетниң йеқинқи паалийитидин хәвәрдар қилип, аграр билими вә илим-пәниниң әһвалини қандақ тәсәввур қиливатқанлиғи билән тонуштурди. Президент аграр университетлири ишиниң дәриҗисини техиму ашурушниң муһим екәнлигини атап көрсәтти. —            Мошу университетларниң паалийитигә тәтқиқатчилиқ йөнилишини җарий қилиш аграр пәнини тәрәққий әткүзүшниң, шундақла илмий утуқларни йеза егилигидә пайдилинишниң муһим қисми болуп һесаплиниду. Қазақстанда үч аграр университети паалийәт елип бериватиду. Мәнпийәтдар органларниң қатнишиши билән келишилгән тәртиптә уларниң илмий тәтқиқат паалийитини жүргүзүш шәклини ениқлаш керәк, — деди Нурсултан Назарбаев. Өз новитидә ректор алий оқуш орнини аграр илмий тәтқиқат университетиға өзгәртиш бойичә жүргүзүлүватқан ишлар тоғрилиқ әхбарат бәрди. У шундақла мәзкүр лайиһини стратегиялик планлашниң хәлиқара үлгилиригә мувапиқ вә дунияниң йетәкчи аграр университетлириниң экспертлири билән һәмкарлашқан һалда әмәлгә ашурулуватқанлиғини тәкитлиди. Учришиш йәкүни бойичә Дөләт рәһбири бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди.

***

Нурсултан Назарбаев Германия Федерал ташқи ишлар министри Франк-Вальтер Штайнмайерни қобул қилди. Сөһбәт давамида иккитәрәплимә сода-ихтисадий, инвестициялик вә йеқилғу-энергетика һәмкарлиғини техиму күчәйтиш мәсилилири қаралди. Шундақла регионал хәлиқара күн тәртивиниң актуал проблемилири тоғрилиқ сөз болди. Президент Федерал канцлер Ангела Меркель билән өткән айда Миланда жүргүзүлгән музакириләрниң үнүмлүк болғанлиғини тәкитлиди. —            Биз өзара һәрикәтниң муһим пунктлири бойичә мәвқәлиримизни йәнә бир қетим қарап чиқтуқ, һәмкарлиқниң жуқури дәриҗигә егә болғанлиғини, шундақла униң җошқун тәрәққий етиватқанлиғини тәкитлидуқ. Биз силәрниң мәмликитиңларни Қазақстанниң Европидики асасий шериги дәп һесаплаймиз вә буниңдин кейинму моҗут болған барлиқ йөнилишләр бойичә ишләшкә тәйяр, — деди Дөләт рәһбири. —            Өз новитидә Франк-Вальтер Штайнмайер қобул қилғанлиғи үчүн миннәтдарлиқ билдүрүп, өзиниң Қазақстанға Германияниң ташқи ишлар министри сүпитидә үчинчи қетим келиватқанлиғини тәкитлиди. Тәрәпләр  шундақла иккитәрәплимә һәмкарлиқниң тәрәққий етишигә җошқунлуқ беридиған бирқатар истиқбаллиқ йөнилишләргиму диққәт ағдурди.

403 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы