• Концерт
  • 20 Қараша, 2014

Сәнъәт асминида парлиған чолпан

Исми көпчиликкә яхши мәлум нахшичи вә композитор Абләһәт Исламов билән актриса Сумбат Ғениярованиң пәрзәнди Муштәри Исламова кейинки вақитларда өзигә хас нәпис авази билән башқа нахшичилар ейтишни унчивала халап кәтмәйдиған хәлиқ нахшилирини иҗра қилиш арқилиқ өз мухлислириниң көңлидин чиқип, уларниң арисида аммибап нахшичиға айланди.Өткән һәптидә Қуддус Ғоҗамияров намидики дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театрида Қазақстан театр әрбаплири бирләшмиси вә «Пәрваз»  иҗрачилар бирләшмисиниң қоллап-қувәтлиши билән яш нахшичи Муштәри Исламованиң концерти болуп өтти. У күни театр зали миллий сәнъитимизни қәдирләйдиған һәм хәлиқ нахшилиридин бәһир алидиған тамашибинларға лиқ толди. Бу, өзиниң яш җәһәттин кичик болушиға қаримай, еғир һесапланған хәлиқ нахшилирини бабиға йәткүзүп орунлап келиватқан нахшичиниң иҗадийитини һөрмәтләйдиғанлар саниниң хелила нурғун екәнлигиниң ипадиси болса керәк. Концерт җәриянида талантлиқ яш нахшичи муқам муқәддимилири вә хәлиқ нахшилири билән тамашибинларниң миллий нахша-сазларға болған тәшна қәлблиригә мәлһәм бәргән болса, атиси Абләһәт Исламов қизиниң бүгүнки чоң сәһнә төридә өз талантини намайиш қиливатқан йәккә концертқа өзиниң аммибап «Йол болсун», «Бәргин хәвәр» вә башқиму йеқимлиқ нахшилири билән техиму башқичә түс бәрди. Ейтиш керәкки, Муштәри Исламованиң иҗрасидики һәрбир нахша-саз тамашибинлар тәрипидин сәмимий қобул қилинған һалда гүлдирас алқишлар билән қарши елинди. Бу болсиму хәлқимизниң кейинки вақитларда сани көп болғини билән сүпәт җәһәттин көңүл су ичмәйдиған нахшиларға қариғанда, мошундақ дилларға арам беғишлайдиған муңлуқ хәлиқ нахшилирини сеғинғанлиғиниң бир ипадиси болса керәк. Мошу йәрдә яш нахшичи Муштәри Исламованиң иҗадий паалийити тоғрисида қисқичә тохтилип өтүшни мувапиқ көрдуқ. Чүнки у җумһурийитимиздила әмәс, униң сиртидиму өтүватқан һәрхил дәриҗидики байқаш-көрүкләргә иштрак қилип келиватиду. Шуларниң бири — бийил сентябрь ейида Үрүмчи шәһиридә болуп өткән «Ипәк йоли садаси» конкурсидур. ШУАР бойичә наһайити әтивалиқ, миңдин ошуқ қатнашқучи нийәт билдүргән вә дәсләпки төрт орунға бирдин автомобиль соға қилинидиған мәзкүр конкурсниң биринчи басқучидин Муштәри сүрүнмәй өтти вә һазир, тонулған сәнъәткар Махмут Сулайманниң һәмкарлиғида иккинчи басқучқа тәйярлиниватиду. — ШУАРда жуқури дәриҗидә өткүзүлүватқан бу конкурсқа дәсләпки қетим қатнаштим. Көплигән сәһниләрдә нахша ейтип жүргинимгә қаримай, мениңда бираз һодуқушниң болғини раст, — дәйду Муштәри. —  Бирақ ата-анамниң мениң мошу йәрдә өз талантимни намайиш қилишимға қилған әҗри ядимға кәлдидә, бар күч-ғәйритимни жиғип, муқам муқәддимисини ейттим. Исми хәлқимизгә яхши тонуш Абдуреһим Абдулла вә Махмут Сулайман қатарлиқ даңлиқ сәнъәткарлардин тәркип тапқан қазилар маңа иҗабий баһасини бәрди. Конкурс нәтиҗиси бойичә мошу жилниң декабрь ейида өтидиған иккинчи басқучқа йолланма алдим. Пурсәттин пайдилинип, Үрүмчи шәһиридә бизни сәмимий күтүвалған қериндашлиримизға өз миннәтдарлиғимни изһар қилмақчимән. Хәйрият, Муштәри Исламованиң концертидин кейин ейтилған инкасларни нәзәргә алсақ, униң һәқиқәтәнму чоң талант егиси екәнлигигә вә келәчәктә хәлқимиз сөйүп тиңшайдиған даңлиқ сәнъәткарлардин болуп йетилидиғанлиғиға  көз йәткүзүшкә болиду. Мәшүр САСИҚОВ. Алмута шәһири.       

464 рет

көрсетілді

2

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы