• Йеңилиқлар
  • 04 Желтоқсан, 2014

Тарих савақлири яки Хәлқимиз тартқан зиянлар

Шәрқий Түркстан инқилавиға — 70 жил/ ХХ әсирниң 40-жиллири уйғурлар диярида гоминдаң хитай истилалчилириға қарши партлиған миллий-азатлиқ инқилавиға 70 жил толди. Дуниядики азатлиққа, мустәқилликкә әң тәшна болған, басқунчиларниң зулум-ситәмлиридин һалсириған хәлиқләрниң бири — уйғурлар шу чағда йеник нәпәс елип, өзлирини башқа әлләр хәлиқлири билән баравәр һис қилип, мустәқилликниң шерин дәмлиридин бәһримән болуп, истиқлалийәтниң қанчилик зор бәхит екәнлигини һис қилған еди...1. Өткән әсирниң 40-жиллиридики уйғурлар дияридики вәзийәт Һәммигә аянки, қәйәрдә зулум-ситәм һәддидин ашса, шу йәрдә қаршилиқ болиду. ХХ әсирниң 40-жиллири Уйғурстанда гоминдаң басқунчилириниң зулуми вә миллий камситиш әвҗигә чиқти. Бу һәқтә Хитай гоминдаң һөкүмитидә Җаң Кәйшигиму, кейин һакимийәт үстигә кәлгән ХХҖ рәһбири Мавзедуңғиму садақәтлик билән хизмәт қилған һәм гоминдаң вә коммунистлар дәвридиму әң жуқури лавазимларни егилигән, әң тәҗрибилик, түлкә мүҗәз дипломат, генерал Җаң Җиҗуң мемуарида мундақ дәп язиду: «...Чиң сулалисидин та Җуңхуа минго (йәни 1911-жили җумһурийәт қурулған дәвир) дәвридә өткән Шең Шисәйниң зулмәтлик һөкүмранлиғи ахирилашқанға қәдәр, бу зиминда мустәмликичилик сәясити һөкүмранлиқ қилди. Шинҗаң хәлқи зулум-эксплуатациягә чидимай, қозғилип қаршилиқ көрсәткәндә, һөкүмранлар һаман қурал күчи билән бастуруп кәлди, бастуруп болғандин кейин, хәлиққә давамлиқ дәһшәтлик зулум салди вә уни эксплуатация қилишни давамлаштурди. Дәһшәтлик зулум вә эксплуатация һәддидин ешип кәткәндә, хәлиқ йәнә қозғилип, қаршилиқ көрсәтти. Иш мошу йосунда тохтимай тәкрарлиниш арқилиқ, Шинҗаңниң тарихи — миллий зулум вә миллий зулумға қарши туруш тарихи болуп шәкилләнди. Һәрқайси милләтләрниң сәясий, ихтисадий җәһәтләрдә әзәлдин һечқандақ орни болмай кәлгән болуп, қандақту демократия — әркинликтин сөз ачқили болматти» (Җаң Җиҗуң, «Үрүмчи сөһбитидин Шинҗаң теч азат болғанға қәдәр», «Шинҗаң хәлиқ нәшрияти», Үрүмчи, 1987-жил, 2-3-бәтләр). Гоминдаңчилар уйғур вә башқа хәлиқләрни халиғиничә езип, булап-талап, йәр егилирини қулға айландурди. ХХҖниң асасини салған вә 1949-1976-жиллири Хитайниң алий рәһбири болған Мавзедуң гоминдаңниң Хитайдики азсанлиқ милләтләргә нисбәтән жүргүзгән сәясити тоғрилиқ мундақ дегән: «Гоминдаңниң хәлиққә қарши груһи Җуңгода көп милләт барлиғини инкар қилип, хәнзулардин башқа азсанлиқ милләтләрни «нәсилдаш уруқ» дәп атимақта. Улар пүтүнләй Чиң сулалиси һөкүмити вә шималий милитаристлар һөкүмитиниң әксийәтчил сәясәтлиригә варислиқ қилип, аз санлиқ милләтләрни езиш вә эксплуатация қилишта қилмиғини қалмиди... бу чоң хәнзучилиққа асасланған натоғра миллий идея вә хата миллий сәясәт» («Мавзедуң талланма әсәрлири» 3-том, Уйғур йеңи йезиқ нәшри, Беҗин, «Милләтләр нәшрияти», 1860-1861-бәтләр). Мана көрүп турумизки, һәтта хитайниң әң жуқури дәриҗилик әрбаплириму гоминдаңниң хитай әмәс милләтләргә нисбәтән қилған әшәддий қилмишлирини, җинайәтлирини дадил паш қилған. Уйғурлар дияридики хитай әксийәтчилири хәлиқни наданлиқта тутуп, идарә қилиш сәяситини жүргүзгәнликтин, аһалиниң 90 пайизидин ошуғини тәшкил қилған йәрлик хәлиқниң балилириға һөкүмәт башқуридиған бирәр мәктәп, һәтта миллий тилда оқуйдиған бирәр синипму ечип бәрмигән. Бәзи наһийә-йезиларда йәрлик мәрипәтпәрвәр затлар өз хираҗити билән бир яки бирнәччә синиплиқ пәнний мәктәп ачқан болсиму, уларниң бир қисми әксийәтчи күчләрниң бесими билән йепилип кәткән. Уйғур вә башқа азсанлиқ милләт пәрзәнтлири пәний билимләрни үгиниш һоқуқидин мәһрум болғачқа, пүтүнләй дегидәк диний мәктәпләрдә оқатти. Пәқәт 1934-жили Шең Шисәй һакимийәт үстигә чиққан дәсләпки дәвирдә хәлиқни алдаш вә бехутлаштуруш үчүн миллий маарипни, мәдәнийәтни тәрәққий әткүзүш йолида азду-тола ишларни қилғандәк болди. Җаллат Шең Шисәй авал өзини тәрәққийпәрвәр, марксизмни яқлайдиған илғар адәм қилип көрситишкә урунди, лекин 1942-жили күздә гитлерчиларниң Сталинградни қамал қилип, қисмән илгириләшлирини көргән Шең Шисәй чөшүрини хам санап, СССРдин үз өрди вә өз тәхтини сақлап қелиш үчүн илгири елан қилған барлиқ «илғарлиқ» программилиридин ваз кәчти, 4,5 миллион нопуси бар тәвәдә һәрхил банә-сәвәпләр вә ялған җинаий ишлири билән 200 миңға йеқин уйғур вә башқа милләт хәлқини наһәқ түрмиләргә ташлиди, өлтүрди. Әлни пүтүнләй террорлуқ, зорлуқ-зомбилиқ қаплиди. СССР билән болған сода мунасивити үзүлүп, хәлиқ муһтаҗ болған товарлар шунчилик қис болуп кәттики, һәтта өлүм-житим ишлириға ишлитишкә кепәнлик рәхтму тепилмас болди. Шең Шисәйниң алдамчилиғи, террорлуқ һәрикәтлири вә булаңчилиғи хәлиқни қаттиқ ғәзәпләндүрди. 1944-жили күздә Шең Шисәйниң орниға мәркәз Ву Җуңшиңни әвәтти. Ву Җиңшин кәлгәндин кейин сәясий зулум вә һәрбий бесим техиму күчәйди, хәлиқ турмуши интайин еғирлашти, намратлашти. Мана мундақ әксийәтчил, миллий камситиш сәясити әсәбийләшкән шараитта хәлиқниң наразилиғиму барғансири күчийип кәтти. Мошундақ наразилиқлар күчийиватқан мәзгилдә, гоминдаң һакимийити хәлиққә 10 миң һәрбий ат селиғини салди. Улар бир атқа 550 йүвән баһа қойған болсиму, лекин у чағда атниң базардики баһаси 700 йүвәндин артуқ болған. У чағда, мәлуматларға қариғанда, башланғуч мәктәп оқутқучисиниң айлиқ мааши 40 йүвән әтрапида болған. Узақтин буян давам қилип келиватқан тәңсизлик, хорлуқ, миллий камситиш вә террорлуқ һәрикәтләрниң үстигә ат селиғи охшаш еғир селиқлар зулумни чекигә йәткүзүп, хәлиқни чирик гоминдаң һакимийитигә қарши көтирилишкә мәҗбур қилди. 2. Инқилап һарписидики Хитай — СССР мунасивәтлири СССР һөкүмити өзиниң Хитайға нисбәтән сәяситидә дайим уйғурлар дияри — Шинҗаңни Хитайниң аҗралмас қисми, дәп кәлгән еди. Мәсилән, СССР Ташқи ишлар хәлиқ комиссари Вячеслав Молотов 1935-жили 7-январь күни ВКП(б) XVІІ қурултийида бу һәқтә «СССРниң Хитайға қаратқан һәқиқий сәяситини тәкитләп өтүшни зөрүр дәп һесаплаймән. Башқа дөләтләрниң тәвәсини тартивелиш СССРниң ташқи сәяситигә уйғун кәлмәйду. СССР Шинҗаңни өз ичигә алған пүткүл Хитай территориясиниң бирпүтүнлүгини вә егилик һоқуқини қәтъий қоғдайду» дәп билдүргән. Лекин 1942 — 1943-жиллири СССР ташқи разведкиси чәт әлләрдә, болупму АҚШ вә Англиядә атом бомбисини кәшип қилиш йолида җиддий илмий ишларниң елип бериливатқанлиғи һәққидә наһайити әһмийәтлик мәлуматларни қолға чүшириду. «Улуқ Британия вә АҚШтики кеңәш агентуриси атом энергетикиси бойичә 286 мәхпий илмий һөҗҗәтни вә пәқәтла ички җәһәттә тар даиридә пайдилиниш үчүн йезилған илмий мақалини қолға чүшириду» (В.Г. Обухов, «Уран для Берии», Москва, 2010-ж. 16-бәт). Бу хәвәр Кремльни җиддий ойландуруп қойған еди. Улуқ Вәтән урушиниң мошу еғир жиллири СССР рәһбири Сталин атом қуралини кәшип қилиш ишлирини тезлитиш йол-йоруғини бериду. Лекин бу вақитта атом бомбисини ишләш үчүн хам әшия — уран рудиси йетәрлик дәриҗидә болмиған екән. «1943-жили әтиязда СССР НКВД полковниги, кейинирәк генерал Наум Эйтингон Шинҗаңда новәттики командировкида болди. Н.Эйтингон Иосиф Сталинниң ишәшлик адими, әң чоң террорлуқ һәрикәтләрни, шу җүмлидин Лев Троцкийни өлтүрүшни уюштурғучи… Мошу жили Наум Эйтингонға Шинҗаңдин бу стратегиялик райондики һәрбий-сәясий вәзийәтниң тәпсилий обзориға қариғанда, униңдинму муһим әхбаратни елип келиш мүмкин болди. У Дөләт мудапиә комитетиниң рәиси Иосиф Сталинға Җәнубий Тарбағатай чоққисиниң етигидә уран рудилириниң запаслириниң бар екәнлиги тоғрилиқ «Союзредметразведка» трестиниң мәлуматлирини испатлайдиған дәлилләрни елип кәлди, буниңдин ташқири, Или һәм Алтай тағлири тәвәсидә титан, вольфрам, алтун вә башқа баһалиқ металлар канлири, әнди Үрүмчи районида болса, нефть вә көмүргә бай канлар тепилған» (В.Г. Обухов, «Схватка шести империй «Битва за Синьцзян», Москва, 294-295-бәтләр). Һә, уйғурлар дияридики йәр асти байлиғини халиғиничә елип чиқип кетиш үчүн бу тәвәни қолға елиш лазим еди. Нәқ әйнә шуниң үчүн Сталин урушниң әң еғир пәйтлиридә,  1943-жили Шинҗаң хәлқиниң хитай мустәмликичилириниң һөкүмранлиғиға қарши қураллиқ миллий-азатлиқ һәрикитини башлаш тоғрилиқ йол-йоруқ бериду. «…Бу вәзипини әмәлгә ашуруш үчүн дуния пролетариати даһисиниң беваситә рәһбәрлиги астида мәхсус топ қурулуп, униң тәркивигә СССР Хәлиқ комиссариатидин — Алексей Косыгин, СССР НКВДдин — Лаврентий Берия, ВЦСПС һәм СССР Алий Кеңишиниң Милләтләр кеңишидин Николай Шверник вә ВКП(б) Мәркизий Комитетидин Михаил Суслов қирди» (жуқарқи китап, 297-бәт). Уйғурлар диярида миллий-азатлиқ инқилавини партлитишқа Сталинниң қанчилик дәриҗидә әһмийәт бәргәнлигини бу һөҗҗәттин көрүвелиш тәс әмәс. Йәнә шуниму алаһидә тәкитләш керәкки, мәсилән, АҚШ разведкиси уйғурлар диярида һава һуҗумиға қарши мудапиә системисини қурушни қолға кәлтүрүшни, бу һәрбий базиға келәчәктә СССРни нишан қилған Америка ракетилирини орунлаштурушни көзлигән еди. Буниңға мону фактлар дәлил болиду. «1944-жили декабрьда Шәрқий Түркстан Җумһурийитиниң (ШТҖ) партизан қошунлири Күрә һәрбий районини азат қилғанда партизанлар Күрә сепили ичидики бир бутханида йошурунған гоминдаңниң икки генералини әсиргә алиду. Уларниң бири генерал-лейтенант Җаң Йиң, йәнә бири генерал-майор Яң Ву екәнлиги ениқлиниду. Гоминдаңниң бу икки генералини СССРдин «мәслиһәтчи» дәп әвәтилгән НКВД полковниги Әли әпәнди Мамедов билән йәнә бир рус офицери Сколов сорақ қилған. Генераллар илгири АҚШ дөләт мудапиә баш қоманданлиқ штаби Пентогон қаримиғидики һәрбий академиядә мәхсус тәрбийиләнгән һәрбий инженерлар екән. Улар 1944-жили апрельда Күрәгә кәлгән. Уларниң асасий вәзиписи Күрәдә «Хитай қизил пачақлириниң Шинҗаңға киришигә, СССРға қарши Хитай — АҚШ бирләшмә һәрбий плацдарм (жирик авиация базиси)» қуруш екән, бу базиға 600дин ошуқ һәрхил самолет, ондин ошуқ танк, парашютчилар дивизиони, ракета қисимлири орунлишидекән… Бу ғайәт зор хәлиқара универсал қурулушни Җаң Кәйши билән АҚШ президенти Рузвельт мәслиһәтлишип бәкиткән екән» («Тарих бетини варақлиғанда», мақалилар топлими, «Шинҗаң хәлиқ нәшрияти», 322 — 324-бәтләр, 2001-жил, Үрүмчи). Шундақ қилип, СССРға атом бомбиси үчүн хам әшия — уран рудиси керәк болди, у уйғурлар диярида тепилди, әнди АҚШ болса, уйғурлар диярида һәрбий база қурмақчи болди. Өз чегарисиға беваситә йеқин җайда чәт әл һәрбий базисиниң пәйда болуши СССРға чоң тәһдит селиши ениқ еди. Мана мошу амиллар кеңәш һөкүмитиниң езилгән хәлиқни қураллиқ миллий-азатлиқ күрәшкә дәвәт қилишиниң асасий сәвәплиридин болди. 3. Шәрқий Түркстан инқилавиниң партлиши вә униң мевилири Шәрқий Түркстанда 1944-жили партлиған миллий-азатлиқ инқилап тәсадипи һадисә әмәс. Униңға, жуқурида тәкитләнгәндәк, СССРниң тәсир болғиниға қаримай, у һәммидин авал уйғур хәлқиниң әсирий арзу-арманлириниң, ғәйрәт-матанитиниң нәтиҗиси еди. Кеңәш Иттипақиниң беваситә арилишиши вә дәвәт қилиши билән 1943-жили Ғулҗида «Азатлиқ» тәшкилати қурулиду. Миллий-азатлиқ инқилап толуқ ғәлибә қазанмиғичә күрәш йолидин қайтмайдғанлиғиға, тәшкилат тапшуруқлириниң мәхпийлигини сақлап, һәрқандақ шараитта қәтъий орунлашқа бар күчини сәрип қилидиғанлиғиға қәсәм ичип, әза болғанлар төвәндикиләрдин ибарәт еди: Әлихан төрә Сағуний (1885 — 1976), Салихҗанбай Бабаҗанов (1870 — 1954), Рәхимҗан Сабирһаҗи (1906 — 1973), Адурауп Мәхсум Ибраһимий (1914 — 2005), Мәһәмәтҗан Мәхсум (1902 — 1962), Қасимҗан Қәмбирий (1910 — 1956), Зунун Тейипов (1917 — 1984), Абдукерим Аббасов (1921 — 1949), Җани Йолдашев (1908 — 1971), Мөйидин Әхмидий (1905 — 1968), Нурдунбәг Рәһимов (1910 — 1992), Өмәрҗан Пирмуһәмәт (1910 — 1945). СССРниң мәхсус хизмәт орунлири уйғурлар диярида миллий-азатлиқ һәрикәтни қозғаш үчүн тәшвиқат-тәрғибат ишлириға алаһидә көңүл бөлди. 1943-жилдин башлап Ташкәнттә тунҗа уйғур кеңәш тарихчиси, тарих пәнлириниң намзити Әршәм Һидайәтовниң, кейинирәк Абдумеҗит Розибақиевниң баш муһәррирлиги астида уйғур әрәп йезиғида «Шәриқ һәқиқити» журнали, әнди Алмутида болса, кейинирәк Мәшүр Розиев билән Қадир Һасановниң баш муһәррирлиги билән уйғур вә қазақ тиллирида «Қазақ елі», «Йеңи һаят» журналлири нәшир қилинишқа башлайду. Бу нәширләрниң мәхсити аһалиниң аң-сезимини көтиришниң, миллий ғурурини ашуруштин вә уларни қураллиқ миллий-азатлиқ инқилапқа сәпәрвәр қилиштин ибарәт еди. Бу нәширләрдики мақалиларниң асасий маһийити «Биз немә үчүн күрәш қилимиз? Биз вәтинимиз Шәрқий Түркстанда басқунчи гоминдаң хитайларниң һөкүмранлиғини йоқитиш вә өз зиминимизда хитайлар зулуминиң барлиқ мәнбәлирини түп-йилтизидин қомуруп ташлаш үчүн күришимиз. Шәрқий Түркстанда хитай мустәмликичилири үчүнму орун йоқ. «Азатлиқ» тәшкилати Шәрқий Түркстанниң мустәқиллиги вә барлиқ милләтләрниң баравәрлиги үчүн күрәшмәктә» дегәндин ибарәт еди. 1944-жили августта Патих, Хәмит, Осман, Ғени башчилиғида рәсмий партизанлар отряди тәшкиллиниду. Улар Или тәвәсидики Уластай тағ районини база қилип, гоминдаң басқунчилириға қарши тәшвиқат жүргүзгән вә йәрлик абройлуқ жут мөтивәрлири, шундақла гоминдаң тәрипидин тәқипләнгән кишиләрни, овчиларни партизанлар отрядиға қобул қилип, йерим ай ичидила өз қошунини 600 адәмдин ашурувәткән. Партизанлар Нилқа наһийәсини ишғал қилиш урушида гоминдаңниң әскәр вә сақчилиридин йүздин ошуқ адәм етип ташланған, 140тин ошуғи әсиргә, нурғун қурал-ярақ олҗиға елинған. Шәрқий Түркстанниң ғәрбий-шималида йүз бериватқан вақиәләрни диққәт билән күзитип турған СССР НКВД рәһбири Л.Берия Сталинға Нилқини ишғал қилиш җәңлиридә йәрлик гарнизон тәркивидики йүздин ошуқ хитай һәрбий хизмәтчисиниң вә жигирмигә йеқин әмәлдарниң һалак болғанлиғи, қозғилаңниң барғансири овҗ елип, қанат йейиватқанлиғи һәққидә дәрһал хәвәр қилған. Бу һәқтә В.Г. Обухов мундақ дәп язиду: «Йолдаш И.В. Сталинға — хәлиқ комиссари Л.П. Берия». «И.В. Сталинниң мәхсус папкисидики» әйнә шундақ адресқа йезилған хәт Россия Федерациясиниң дөләт архивида сақланмақта. Хәт Дөләт мудапиә комитетиниң рәиси Сталинға вә Ташқи ишлар хәлиқ комиссари В.Молотовқа әвәтилгән. Хәттә монулар доклад қилинған: «1944-жили 23-сентябрь күни Шинҗаң Нилқа наһийәсиниң мусулман аһалиси йәрлик хитай мәмурийитигә қарши қозғилаң көтирип, үч йүз адәмдин ибарәт һәрбий отрядни тар-мар қилди вә 7-октябрь күни наһийә мәркизи Нилқини ишғал қилди. Наһийә һакими, сақчи башлиғи вә башқа 11 адәм етип ташланған. Қозғилаңчилар шуниңдин кейин «мусулман әмгәкчилирини қозғилаңға җәлип қилиш үчүн» хошна наһийәләргә атланди. Мошу җәңләрдә НКВД — НКГБ агенти (фамилияси ашкариланмайду) наһайити актив паалийәт көрсәтти. Шинҗаңниң чоң шәһәрлириниң бири Ғулҗини ишғал қилди, дәп тәкитлиниду мәлуматта. Қозғилаңчилар Әлихан Төрә йолбашчилиғида Шәрқий Түркстан Җумһурийити Комитетини қурди. Кеңәш консулханисиға қилған мураҗиитидә улар «һакимийәтни өз қолиға алғанлиғини, лекин уни сақлап қелиш үчүн йетәрлик васитиләргә егә әмәс екәнлигини» тәкитлигән. Мураҗиәткә Әлихан Төрә вә Комитетниң йәнә 13 адиминиң имзаси бар. Йеңи һакимийәтниң илтимасиға бенаән қозғилаңчиларға ярдәм бериш үчүн лазимлиқ алақә васитилири вә бузғунчилиқ ишлири бойичә мутәхәссисләр билән генерал Егнаров башчилиғидиғи мәслиһәтчиләр әвәтилди. Қозғилаң йүз бәргән җайларға Шинҗаңниң сабиқ турғунлири вә Оттура Азия хәлиқлири вәкиллиридин илгири тәйярланған 590 адәмдин ибарәт бәш атлиқ отряд әвәтилди. Қозғилаңчилар санини көпәйтиш вәзиписи қоюлди». (Имзалиғанлар ички ишлар хәлиқ комиссари Лаврентий Берия, дөләт бехәтәрлиги хәлиқ комиссари Всеволод Меркулов). Иосиф Сталин билән Вячеслав Молотовиң намиға әвәтилгән новәттики мәлуматта вақиә тәпсилати хәвәр қилинған, Мәсилән, Шәрқий Түркстан вақитлиқ һөкүмитиниң рәиси Әлихан Төрә Шакирхоҗаев, өзбәк, 1885-жили туғулған. 1931-жилғичә СССРда яшиған, кеңәшкә қарши тәшвиқат қилғанлиғи үчүн он жилға түрмә җазасиға һөкүм қилинған, Шинҗаңға қачқан, бу йәрдә Қуръанни шәрһийиләш бойичә абройлуқ диний затқа айланған. Қозғилаңчиларниң әскәрлири 1945-жили мартта 8300 адәм болуп, пат-арида 12000 адәмгә көпийиши мүмкин. Хитай гоминдаң һөкүмитиниң мәзкүр районда мунтәзим армиясиниң 70 миң әскири топланғанлиғини һесапқа алған һалда, генерал Егнаровқа қозғилаңчиларни мәшиқләндүрүш, уларниң җәңгивар қабилийитини ашуруш, қурал билән күчәйтиш, салаһийәтлик һәрбий кадрларни тәйярлаш лазим. НКВДниң пикри: Шинҗаңдики миллий-азатлиқ һәрикәтни қоллап-қувәтләш вә уруш һәрикәтлирини уюштурушқа ярдәм бериш лазим. Хуласә: «муваппәқийәт қазанған тәғдирдә Шинҗаңда Хитайдин мустәқил СССРға достанә мусулман демократик дөләт пәйда болиду» (В.Г. Обухов. «Схватка шести империй. Битва за Синьцзян». Москва, 306, 307, 308-бәтләр). Немә үчүн 1944-жилдики Шәрқий Түркстан инқилави басқунчиларға қахшатқуч зәрбә берип, қисқа муддәттә ғалибийәт қазанди? Шу чағдики уйғурлар дияри етилип чиқишқа тәйяр турған янартаққа охшитатти. Шуңлашқа Нилқидин башланған азатлиқ, мустәқиллик үчүн башланған қозғилаң пүткүл Или тәвәсигә вә кейинирәк дияримизниң башқиму булуң-пушқақлирида таралди. Қул болуп, тиз пүкүп миң жил яшаштин, тик туруп бир күн яшаш әла дегән уқум билән яшап кәлгән хәлқимиз бу инқилапқа умумйүзлүк аваз қошти. 1944-жили 12-ноябрь күни қурулған Шәрқий Түркстан Җумһурийити һөкүмитиниң тәркивиму хәлиқниң бирлик-иттипақлиғини ипадиләйду. Хәлқимиз мустәқиллигини җакалиған шу жиллар бизгә немиләрни бәрди? Һәммидин авал, хәлқимизгә өз йеригә өзи ғоҗайинлиқ қилиш һоқуқини бәрди. Хәлқимиз мустәқилликниң тәмини тепип, төрт-бәш жил ичидила Вәтәнни гүлләндүрүш йолида ғайәт зор ишларни қилип үлгәрди. Йеңи мәктәпләр барлиқ җайларда ечилип, илгири оқушсиз қалған намратларниң балилири мәктәп қойниға елинди. Әдәбият-сәнъәткә кәң йол ечилди. Шаир-язғучилиримиз йәң түрүп, иҗат қилди. Йеңи гезит-журналлар, альманахлар нәшир қилинди. Әйнә шуниң үчүнму уйғурлар диярида мәнивий әркинлик риваҗлинип, хәлиқниң роһий кәйпиятида мисли көрүлмигән йүксилиш пәйда болди, хәлиқ өзиниң мустәқил елидә әркин нәпәс елип, егиликни йүксәлдүрүшкә барлиқ күч-қувитини сәрип қилди. Инқилап рәһбири Әхмәтҗан Қасимий ШТҖ һөкүмитиниң хитапнамисини тәйярлиди. Униң мәзмуни төвәндикичә: 1. Шәрқий Түркстан зиминида Хитайниң мустәбит һөкүмранлиғини түп-йилтизидин үзүл-кесил қирип ташлаш; 2. Шәрқий Түркстан тәвәсидики һәрмилләт хәлиқ бап-баравәр болуш асасида һәқиқий әркин, мустәқил дөләт қуруш; 3. Шәрқий Түркстанни ихтисадий җәһәттин әтраплиқ тәрәққий әткүзүш үчүн алди билән санаәт, деханчилиқ, чарвичилиқ вә хусусий содини тәрәққий қилдуруп, хәлиқниң турмуш сәвийәсини өстүрүш; 4. Шәрқий Түркстан хәлқиниң зор көпчилиги ислам диниға етиқат қилидиған болғанлиқтин, бу динни алаһидә тәшәббус қилиш, шуниң билән бир вақитта башқа динларғиму әркинлик бериш вә уларни қоғдаш; 5. Мәдәнийәт, маарип вә сақлиқни сақлаш ишлирини риваҗландуруш; 6. Пүткүл дуниядики һәрқайси демократик әлләр, болупму Шәрқий Түркстанниң хошниси Кеңәш Иттипақи билән достанә мунасивәт орнитиш, шуниң билән бир вақитта Хитай билән болған сәясий вә ихтисадий җәһәттин алақиниму илгири сүрүш; 7. Шәрқий Түркстанниң течлиғини қоғдаш үчүн һәр милләт хәлқидин әскәр елип, қудрәтлик һәрбий қошун тәшкилләш; 8. Банк, почта, телефон, телеграф, орман һәмдә барлиқ йәр асти байлиқлири дөләт егидарчилиғида болуш; 9. Дөләт хадимлири арисида шәхсийәтчилик, бюрократик, милләтчилик вә хиянәт қилип, чириклишиштәк начар ишларни түгитиш». Мана бу хитапнаминиң дәсләпки маддилиридин көрүнүп турғинидәк, Или тәвәсидә партлиған миллий-азатлиқ инқилап, «Һәқиқий әркин, мустәқил дөләт қуруш» мәхситидә партлиғанлиғини қәйт қилиш керәк. Лекин һазир бәзи «данишмән-биләрмәнләр» гоя Әхмәтҗан Қасимийниң мәхсити мустәқиллик әмәс еди, у чәт әл җасуси болғанлиғи үчүн инқилапқа хаинлиқ қилди, дәп җөлимәктә.  

4. СССРниң ШТҖни гоминдаң билән 11 маддилиқ течлиқ битимни түзүшкә мәҗбурлиши вә униң ақивәтлири

ШТҖ Миллий армияси Или, Алтай, Тарбағатай вилайәтлирини азат қилип, Манас дәрияси бойиға кәлгәндә, Манас наһийәсидики гоминдаң әскәрлири наһийәни ташлап шәриқкә чекинишкә башлиған. Бу чағда гоминдаң қошуни көплигән һәрбий күчидин айрилип аҗизлап қалғанлиқтин, Үрүмчидиму пут тирәп туралмайдиған һалға чүшүп қалған еди. Бу һәқтә гоминдаңниң тәҗрибилик сәясәтчиси вә қув дипломати генерал Җаң Җиҗуңниң әслимисигә мураҗиәт қилайли: «...Ғулҗа тәрәпниң Миллий армияси йәнә һуҗум қозғап, Җиң дәрияси билән Шихони бөсүп өтүп, таки Манас дәриясиниң ғәрбий қирғиғичә илгириләп кирди. Өлкиниң мәркизи болған Үрүмчи шәһиригә 140 километрдин артуқла арилиқ қалди, шуниң билән бир вақитта, улар бирқанчә йолға бөлүнүп, Җәнубий Шинҗаңға һуҗум башлиди. Буниң билән пүтүн өлкә давалғуп, қалаймиқанчилиқ әһвал ичидә қалди. Бу чағда гоминдаңниң Үрүмчидә турушлуқ 8-һәрбий райониниң қомандани Җушавлияң Чуңчиңға қайта-қайта телеграмма йоллап, вәзийәт еғир, кәлгүси қандақ болиду, мөлчәрләш қийин. Вәтән йолида қурван болушқа разимән дәп җиддий мураҗиәт қилди. Җаң Кәйши телеграммини тапшурувалғандин кейин бәкму тәшвишлинип, мени дәрһал Үрүмчигә әвәтти. Униң маңа тапшурған вәзиписи: «Җәңчиләрниң роһини көтирип, кишиләрниң қәлбини течландуруш. Бу қетимқи вақиәниң әйнән әһвалини тәкшүрүп, мәсилини һәл қилишта пайдилиниш үчүн докладни оттуриға қоюштин» ибарәт болди. Мән 1945-жили 13-сентябрь күни аэроплан билән Чуңчиңдин Үрүмчигә йетип кәлдим. Шу күни Җу Шиялияң маңа төвәндики әһвалдин доклад қилди: 1. Или армияси Манас әтрапиға йетип кәлди, Үрүмчигә аранла икки күнлүк мусапә қалди. Уларниң қачанла болсиму Үрүмчигә һуҗум қилиш еһтимали бар. 2. Һазир Үрүмчини сақлап туруватқан һәрбий қошун аранла алтә батальон... 3. Ашлиқ, оқ-дора запасиға кәлсәк, әгәр қатнаш җәһәттә күтүлмигән әһвал көрүлмәй, һәр күни үзүлдүрмәй тошуғанда, тақәт қилип турғили болиду. ... У чағда мән бу вақиәни һәрбий җәһәттә һәл қилса, һечқандақ нәтиҗә чиқмайдиғанлиғини, пәқәт сәясий йол биләнла һәл қилишқа болидиғанлиғини, сәясий йол билән һәл қилиш үчүн оттурида васитичи болуши керәклигини, әң яхши васитичи  — Кеңәш Иттипақи екәнлигини ойлап қойған едим»  (Җаң Җиҗуң «Үрүмчи сөһбитидин Шинҗаң теч азат болғанға қәдәр», Үрүмчи, «Шинҗаң хәлиқ нәшрияти», 3 — 5-бәтләр). Генерал Җаң Җиҗуңниң бу әслимисидин биз гоминдаң әскәрлириниң өлкә пайтәхти Үрүмчини қолдин бериш алдида турғанлиғини, ШТҖ миллий армияси шиддәтлик бирла һуҗум қилса, 140 километр мусапини марш билән бесип өтүп, чүшкүнлүккә учриған, һалсизланған гоминдаңниң алтә батальондин ибарәт әскәрлирини тар-мар қиливетидиғанлиғини, буниңға уларниң қомандани генерал Җу Шавлияңниңму тән берип амалсиз қалғанлиғини көримиз. Һәтта генерал Җу Шавлияң Үрүмчини қолдин берип қоюш ховупи җиддий турғанлиқтин, өлкә пайтәхтини Қумулға йөткәш тоғрилиқ Җаң Кәйшигә телеграмма әвәткән. Демәк, бу чағ дәл ШТҖ миллий армияси ғәлибә қиливатқан, гоминдаң басқунчилири өз мәғлубийитигә тән бериватқан вақит болған еди. «Миллий армия Манас дәрияси бойиға келиш алдида гоминдаңниң Җиң наһийәсидики 7 миң кишилик, Шихо наһийәсидики 4 миң кишилиқ әскирини тар-мар қилип, көплигән қурал-ярақни ғенимәт алған. Миллий армия Манас дәрияси бойиға йетип кәлгәндә, Үрүмчидики гоминдаң әмәлдарлири бала-чақилирини Хитайниң ички өлкилиригә маңдурушқа, ихтисади яр бәрмигәнлири нәрсә-керәклирини сетип қечишқа башлиған еди. Һәтта гоминдаң һөкүмити өлкә мәркизини ички җәһәттә Қумулға йөткигән. Миллий армия Җиң, Шиха наһийәлиригә һуҗум қилған күнләрдә, Җаң Кәйши гәрчә Үрүмчидики әмәлдарлириға телеграмма арқилиқ «Өз бешимчилиқ билән чекингәнләрни ким болушидин қәтъий нәзәр, һәл қилғучи җәңдин қачқанлиқ җинайити билән бир тәрәп қилип, етиветиңлар! Кәчүрүм қилишқа болмайду», дәп «йол-йоруқ» бәргән болсиму, лекин бу «йол-йоруқлар» ахири қуруқ гәпкә айлинип қалған еди. Мана шундақ әһвалда миллий армияниң Манас дәрияси бойида тохтап қалғанлиғи Үрүмчи хәлқини һәйран қалдурған еди» («Шинҗаң тарих материаллири», 41-том, Үрүмчи, Шинҗаң хәлиқ нәшрияти 23, 24-бәтләр, Сәйдулла Сәйпуллаевниң «Шанлиқ сәһипә» намлиқ әслимиси). «Хәлиқләр атиси» Сталин Шәрқий Түркстанниң тәбиий байлиқлирини халиғиничә булап-талап, йәр егилирини, гоя азатлиғиңлар үчүн инқилап қилиңлар дәп алдап, көзлигән мәхсәтлиригә йәткәндин кейин, Хитай билән мунасивәтни мурәккәпләштүрүшни халимиди вә СССРниң Нәнкиндики толуқ һоқуқлуқ вә пәвқуладдә әлчиси Анатолий Петров арқилиқ Хитай гоминдаң һөкүмитигә мундақ мәзмундики нотини тапшурған: «Бизниң Ғулҗидики консулимизниң мәлуматлириға қариғанда, Или вақиәсиниң бир топ иштракчилири униң билән учрашқан вә «Биз Хитайдин бөлүнүп чиқишни нийәт қилмиған. Биз җайлардики бәзи хитай әмәлдарлириниң һәрикәтлиригә нарази болған вә шуниң үчүн, тақитимиз чидимай, қозғалдуқ. Бизгә мәлум болушичә, Хитайниң мәркизий һөкүмити бизниң Хитайдин айрилип кетишимиздин ховуплиниветипту. Шуниң үчүн биз Кеңәш рәһбәрлигидин бизни Хитай билән яхши-хоп қилип қоюшуңларға имканийәт тепишиңларни илтимас қилған болар едуқ». Бизниң нуқтәий нәзәримизчә, һәқиқәтәнму чүшәнмәслик болуп, шуниң үчүн, әгәр Хитай мәркизий һөкүмити буниңға қошулса вә арилип кәткән районларни бирләштүрүшкә қәдәм ташлиса, биз бу мәсилидә васитичи болған болар едуқ» (В.Г. Обухов, «Схватка шести империй. «Битва за Синьцзян. Москва, 342бәт). Мошу мәзмундики оқулған, ялған мәлуматни генерал Җаң Җиҗуңму өзиниң «Үрүмчи сөһбитидин Шинҗаң теч азат болғанға қәдәр» дегән әслимисиниң 7-8-бәтлиридә кәлтүриду. Инқилап иштракчилири вәкиллириниң Кеңәш консулиға кирип «Бизни Хитай мәркизий һөкүмити билән яхши-хоп қилип қоюңлар, биз улардин айрилишни нийәт қилмиған» дегән мундақ сәпсатаға кимму ишинәр?! Бу 1945-жили Миллий армия ғәлибә қиливатқан, гоминдаң армияси бит-чит болуп һалсириған вақит едиғу! Москва мәккарлиқ билән мошундақ сахта «һөҗҗәтләрни» өз архивлириға селип қойған. Бәзи һәқиқий әһвалдин анчиму бехәвәр кейинки әвлат тарихчилири мундақ сахта «һөҗҗәтләрдин» өз әмгәклиридә пайдиланмақта... Азатлиқ, әркинликтин пүтмәс-түгимәс күч-қудрәт алған, сани оттуз миңға йәткән җасур Миллий армия Сталинниң буйруғи билән Манас бойида тохтитилди. Биз йеқинқи заман тарихимизда йәнә бир қетим алдандуқ, 1946-жилдики ләнити «11 битимдин» башланған сүйиқәст мустәқиллигимизни набут қилди. Йәнә һөҗҗәтләргә мураҗиәт қилайли. «1945-жили 14-август күни достлуқ вә иттипақдашлиқ тоғрилиқ 30 жиллиқ муддәткә бәлгүләнгән СССР — Хитай шәртнамиси имзаланди. Шәртнамида Япониягә қарши урушта өзара ярдәмлишиш вә өзара келишилмәй туруп Япония билән течлиқ тоғрилиқ айрим музакириләрни елип бериштин ваз кечиш көздә тутулған. Һәр икки тәрәп өз мунасивәтлирини суверенитет, ички ишларға арилашмаслиқ вә территория пүтүнлүгини етирап қилиш асасида қурушқа вәдә бәрди. Шинҗаң өлкиси, шундақ қилип, йәнә Хитай тәркивидә қалди» (В.Г. Обухов «Схватка шести империй. Битва за Синьцзян», 339-бәт). ШТҖ Миллий армияси ғалибанә алға илгириләп, гоминдаңчиларға қахшатқу зәрбә берип, дүшмәнни тәслим қилиш алдида турғанда Кеңәш һөкүмити Хитай билән мана шундақ шәртнамә түзгән! Әнди биз жуқурида кәлтүргән генерал Җу Шавлияңниң телеграммисиға Җаң Кәйшиниң җававини оқуп көрәйли (Бу вақитта Җаң Кәйши Сталинниң уруш һәрикәтлирини тохтитиш тоғрилиқ разимәнлигини  елип болған еди): «Бирқатар тәтқиқатчиларниң пикричә, Кеңәш лидери Сталин өз алдиға қойған мәхсәтлиригә йетип, йәни Шинҗаңниң ғәрбий-шималидики тәбиий ресурсларға қол йәткүзүп, ШТҖ Миллий армиясиниң қомандани генерал Иван Полиновқа Манас дәриясидин нери өтмәслик тоғрилиқ буйруқ бәргән...» (жуқарқи қитап, 339-бәт). Шундақ қилип, мудһиш Сталинниң очуқтин-очуқ алдиши билән хәлқимиз йәнә қуруқ қол қалди. Бизниң миңлиған оғул-қизлиримизниң муқәддәс қанлири бәдилигә қолға кәлгән мустәқиллигимиз, җаниҗан мәнпийитимиз чоң җаһангир дөләтләрниң мәнпийәтлиригә қурван қилинди. Һә, биз әҗдатлиримиз қурған Шәрқий Түркстан Җумһурийитини әсләш, униң иштракчилириға, рәһбәрлиригә чоңқур иззәт-еһтирам билдүрүш һазирқи әвладимизниң борчи дәп билимиз. Шуниң үчүн биз ШТҖниң дәсләпки рәиси Әлихан Төрини, инқилапниң бүйүк рәһбири Әхмәтҗан Қасимийни, барлиқ рәһбәрлирини, инқилап батурлирини чоңқур һөрмәт-еһтирам билән әсләймиз.

Ядикар САБИТОВ, журналист.

273 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы