• Мәдәний мирас
  • 29 Қаңтар, 2015

Әнъәнивий дан айриш сайманлиримиз

Уйғурларниң әнъәнивий деханчилиқ сайманлириниң түри көп, шәкли өзгичә болуп, уларниң һәммисила қол һүнәр сәнъитиниң мәһсулидур. Әҗдатлиримиз очилиқ һаят тәризидин деханчилиқ турмушиға қәдәм ташлиғандин кейин, шуниңға мувапиқ қурал-сайманларға муһтаҗ болди. Бу  муәммани һәл қилиш үчүн йәр ағдуруш һәм түзләш, уруқ селиш, уни пәрвиш қилиш, зираәтләрни жиғивелиш, хаман елиш вә данни пахилидин айривелиш қатарлиқларға лайиқ сайманларни барлиққа кәлтүрди, шундақла улардин үнүмлүк пайдиланди. Биз төвәндә дан вә жирик-юмшақни айрийдиған сайманлар һәққидә тохталмақчимиз. Ғәлвүр.Деханчилиқ мәһсулатлирини пакизлаш, данни саман-пахалдин айривелиш үчүн ишлитилиду. Қурулуши аддий, қоллинилиш даириси кәң. Ғәлвүр ясаш үчүн тирәк яғичи пайдилинилиду. У непиз тилинип, чәмбәр шәклигә кәлтүрүлиду. Тилинған яғачниң қелинлиғи 2 мм, кәңлиги 10 см. болиду. Андин өшкә териси нәм топиға көмүлүп, юмшитилиду. Кейин ешилип, чәмбәр астидики төшүкләргә өткүзүлиду вә тор шәклидә тоқулиду. Кейинки жилларда униң орнини сим тор егиләп кәлмәктә. Ғәлвүрниң төшүкчилири бир қәдәр кичик болиду. Бу сайманниң тарихи хелә узун болуп, Махмут Қәшқәрийниң «Түркий тиллар диванида» у «Андиғ» дәп қәйт қилинған. Өткәмә.  Ишлитилиш  даириси, ясилиш усули, материали, шәкли җәһәттин ғәлвүргә охшайду. Төшүкчиси ғәлвүрниңкидин йоғанирақ болиду. У буғдай, кәндир, қонақларни пахалдин айривелиш үчүн пайдилинилиду. Буму ғәлвүргә охшашла узун тарихқа егә деханлар сайминидур. Тәңкәш. Бу сайман һәммә җәһәттин ғәлвүр вә өткәмигә охшаш келиду. Бирақ тәңкәшниң төшүкчиси ғәлвүрниңкидин чоңирақ, өткәминиңкидин кичигирәк болиду. Йәни у өткәмидин өтүп кәткән данларни сүзүвелиш үчүн ишлитилиду. Әгләк. Бу ғәлвүр, тәңкәш вә өткәминиң нәписләштүрүлгән шәкли. Қедимда әгләкниң үзи ипәк рәхттин йүзлинәтти. Униң төшүкчилири интайин кичик болуп, унни кепәктин айришта пайдилинилиду. Әҗдатлиримиз ашлиқни түгмәндә унға айландурғандин кейин, уни әгләктин өткүзүп, сүзүп ишләткән. Шуңлашқиму әгләк та бүгүнки күнгичә өз әһмийитини йоқатмай, турмуш-тирикчилигимиздә қоллинилип кәлмәктә. Жуқурида қәйт қилинған миллий сайманлиримизниң тарихимиздики орни алаһидә. Әҗдатлиримизниң әқил-параситиниң җәвһири болған улар биз үчүн хәлқимиз өтмүшидин дерәк беридиған тәвәрүк мирастур. www. іz.la

421 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы