• Әдәбият гүлзари
  • 10 Сәуір, 2015

Россия консулханисида Қәшқәр һәққидә сөз болди

Исмайилҗан Иминов һәрқандақ мәсилигә интайин жуқури җавапкәрлик билән қарайдиған, бир ишни қолға алса, ахириға йәткүзмигичә тиним тапмайдиған, көп издинидиған, билим даириси кәң қәләм саһиби. Шуниң үчүн болса керәк, у әдәбият мәйданиға кечикип қәдәм ташлисиму, аз вақитниң ичидила оқурмәнләр қәлбигә йол тепип, уларниң иллиқ ихласиға бөлүнүштәк шәрәпкә муваппәқ болалиди. Шуңлашқа бүгүнки күнлүктә униң исмини иҗадийәт алимидә қизғин һәм утуқлуқ паалийәт елип бериватқан көрнәклик иҗаткарлар қатарида тилға елишқа әрзийду. Мәлумки, хәлқимиз арисида Исмайилҗан Иминовтәк рус тилида қәләм тәвритип келиватқан язғучилар анчә нурғун әмәс. Биз азсанлиқ шу қериндашлиримизниң иҗадийити билән тонуш болсақму, язғучилиқ маһаритигә, әсәрлириниң  бәдиий   сүпитигә баһа бәргәндә әң алди билән улар иҗат қилип келиватқан тил әһлиниң әдәбиятшунаслириниң пикирлиригә асаслинимиз. Шу турғидин қариғанда, Исмайилҗан Иминов рус тиллиқ иҗаткарлар тәрипидинму етирап қилинған, әдәбиятта өзигә хас тил-услуби шәкилләнгән язғучидур. Йеқинда Алмутидики Россия Федерациясиниң Баш консулханисиниң уюштурушида Исмайилҗан Иминовниң иҗадийитигә беғишланған «Тарих дохмушлири: Әзизанә Қәшқәр» мавзусида болуп өткән әдәбий кәч сөзүмизгә испат болалиса керәк. Консул Ирина Переверзеваниң риясәтчилигидә өткән мәзкүр әдәбий кәч көпчиликкә пәқәт язғучи сүпитидила әмәс, шундақла тарихчи һәм сәйяһ ретидиму тонулған Исмайилҗан Иминовниң көпқирлиқлиғини намайән қилидиған һөҗҗәтлик фильмни тамашә қилиш билән башланди. Өткән жили Қазақстан Миллий Географиялик җәмийити тәрипидин «Чоқан Вәлихановниң изи билән» әҗдатлар зиминиға уюштурулған экспедиция җәриянида топланған мәлуматлар асасида чүширилгән бу фильм иштракчиларни қаттиқ тәврәндүрди. Шуниң нәтиҗисидә Светлана Назарова, Надежда Лушникова, Бахытжан Қанапиянов охшаш шаирлар, Турған Сопиев, Клара Хафизова, Шерипҗан Надиров, Тилеу Қулбаев, Сағынбай Қозыбаев қатарлиқ һәрхил саһа алимлири, шундақла Қазақстан Җумһурийити Президентиниң мәтбуат хизмити бюросиниң рәһбири Валерий Жандәулетов, «Инайәт» ассоциациясиниң рәиси Турғанҗан Розахунов вә «Мысль» журнали баш муһәрририниң орунбасари Сауле Ахметовалар кәйни-кәйнидин сөз елип, Исмайилҗан Иминовниң ижадийитидики алаһидиликләрни мәмнунийәт билән тилға алған һалда, хәлқимизгә мунасивәтлик иллиқ ой-пикирлири билән бөлүшти. Өз новитидә мәзкүр кәчниң асасий қәһриманиғиму сөз новити берилип, у қолиға қәләм елишиға түрткә болған айрим вақиәләр, мурат-мәхсәтлири, иш-реҗилири тоғрилиқ қизиқарлиқ сөзләп бәрди. Өткән жилниң ахирида Исмайилҗан Иминовниң қәлимигә мәнсүп йеңи китап йоруқ көргән еди. У «Родники моего детства» («Балилиқ чағниң булақлири») дәп атилиду. Намидин чиқип турғинидәк, униңға асасән язғучиниң балиларға беғишланған әсәрлири җәмләнгән. Әйнә шу китапниң тонуштурулуши мәзкүр кәчтики әң асасий йеңилиқларниң бири болди. Шундақла мәзкүр кәч даирисидә көрнәклик уйғур рәссами Һашимҗан Қурбановниң  Қәшқәргә мунасивәтлик рәсимлири көргәзмисиниң уюштурулуши униң мәзмун-маһийитини техиму бейитти. Чүнки Исмайилҗан Иминовниң иҗадийитидә Қәшқәр мавзусиниң алаһидә орунни егиләйдиғанлиғини диққәтчан гезитханлар аллиқачан чүшинивалған болса керәк.

Мухтәрҗан ҖУМАРОВ.

472 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы