• Йеңилиқлар
  • 13 Тамыз, 2015

Кичигимдә артист болушни арман қилаттим

Рәссам, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Һашимҗан Қурбанов көп қирлиқ шәхс. Униң  бәзи гезитханлар билмәйдиған сирлири көп.  Мәсилән, у көплигән ансамбль вә топларниң намини қоюп бәргән. Һашимҗан Асим оғлини шундақла кафе-ресторанларға «әзән чақиришқа» уста дәпму аңлидим. Амма униң әҗайип чирайлиқ уссулини өз көзүм билән талай қетим көрдүм.  Униңға «артист болуш балилиқтики арминиңиз әмәсту?» дегән соални қоюшни дайим көңлүмгә пүкүп жүрәттим. Әйнә шу соалға җавап алидиған вақит кәлгән охшайду. Һәрқандақ адәм билән сөһбәтлишиштин баш тартмайдиған рәссам соалимни рәт қилмиди. — Адәттә, журналистлар мениң рәссамчилиқ паалийитимгә қизиқиду. Сөһбитимизму һәрдайим әйнә шу мавзу әтрапида жүргүзүләтти, — деди у күлүп. — Раст, артист болуш мениң балилиқтики арминим еди. Дадам Асим Қурбанов Ташкәнттә САГУда оқуп,  өйлинип, шу йәрдә қалиду.  Мән 1957-жили дунияға кәлдим. 1961-жили бизниң аилә Яркәнткә көчүп кәлди. Алтә йешимдин башлап уссул ойнашқа бәк қизиқтим. Қасим чоң дадам Чоң Чиған оттура мәктивиниң мудири еди. Шуниң арқисида чоң бир фестивальға қатнашқиним һелиму ядимда. Сәһнигә көтирилишим билән шундақ уссулға киришип кетиптимәнки, нахша-саз тохтап қалсиму ерәң қилмастин ойнавериптимән. Бир арилиқта сазәндиләр тәрәптин «Һашимҗан, нахша түгиди» дегән аваз аңланди. Пәқәт шу чағдила өзәмни тохтитип, жүгрәп сәһнидин чүшүп кетиптимән. Бу фестивальда қазилар биринчи орунни маңа беришти. Хошаллиғимниң чеки йоқ. Қизиқ йери, фестивальдин өйгә устазим   Коммунар  ака Петашевниң мотоцикли билән қайттуқ. Пәхрий ярлиқни устазим янчуғиға селивалған еди. У  шамалда  учуп кетипту. Балилиғимдики биринчи Пәхрий ярлиғимни йоқитип қойғинимға мошу кәмгичә пушайман қилимән. Чоң болғандиму артист болуш арминимдин қайтмидим. Амма буниңға дадам қәтъий қарши болди. Рәссамниң атиси Асим ака Қурбанов оғлиниң немигә қабилийәтлик екәнлигини яхши биләтти. Һашимҗан үч йешидин башлап рәсим сизишқа қизиққан екән. У уссул ойниғандиму мой қәлимини ташлимапту.  Һашимҗан бәшинчи синипта оқуватқанда тәбиәт мәнзирилирини сизишқа киришиду. Ата оғлиниң рәссам болушиға алаһидә көңүл бөлиду. Бир күни Яркәнткә қазақниң тунҗа кәспий рәссами, атақлиқ мой қәләм егиси  Әбилхан Қастеев келиду. Шу вақитта Асим ака рәссам билән учришип, униңға оғлиниң сизған рәсимлиримни көрситиду. Атақлиқ рәссам мәктәп оқуғучисиниң әмгәклирини көрүп көп ойланмайла: «Бу балидин бир нәрсә чиқидекән» дегән дегән пикирни ейтиду. Һәтта у Һашимҗанға  өзиниң қол тамғиси билән «Рус рәссамлири» намлиқ китапни соға қилиду. Мана шуниңдин кейин ата оғлиниң рәссам болуши үчүн барлиқ шараитларни яритип бериду. Балисини шу вақитлардики яркәнтлик атақлиқ рәссам Турсун Ибрагимов билән тонуштуруп, униң қолида икки жил оқутиду. Һашимҗан 8-синипни пүтирип, Алмутидики Гоголь намидики рәссамчилиқ училищесиға оқушқа чүшиду. Бу йәрдә у уйғурниң атақлиқ рәссами, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән сәнъәт әрбаби Марис Һетахуновниң қолида билим алиду. Кейин яш рәссам Ташкәнттики Островский намидики театр вә рәссамчилиқ институтида тәһсил көриду. Рәссам алий билим дәргаһидики  устази, Өзбәкстанниң хәлиқ рәссами Чингиз Ахмаровниң исмини алаһидә һөрмәт билән тилға алди. — Амма немила демәй, бүгүнкидәк жуқури пәллиләргә дадамниң әҗри түпәйли йәттим, — дәйду рәссам.

Бәхтишат СОПИЕВ. 

479 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы