• Йеңилиқлар
  • 13 Тамыз, 2015

Қазақстан Җумһурийити Президентиниң Пәрмани

Б.Б.Атамқуловни Җәнубий Қазақстан вилайитиниң һакими қилип тайинлаш тоғрилиқ Бейбит Бәкир оғли Атамқулов Җәнубий Қазақстан вилайитиниң һакими болуп тайинлансун. Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Н.НАЗАРБАЕВ Астана, Ақорда, 2015-жил 8-август №62Бейбит Бәкир оғли Атамқулов 1964-жили туғулди. В.И.Ленин намидики Қазақ политехника институтини, Санкт-Петербург дөләт ихтисат вә малийә университетини тамамлиди. Ихтисат пәнлириниң намзити. Әмгәк паалийитини Норильск кан-металлургия комбинатиниң (РСФСР) мис еритиш заводида металл еритқучи болуп башлиди, 1985 — 1991-жилларда Чимкәнт қоғушун заводида металл еритқучи, смена мастери, инженер-технолог, йетәкчи инженер болуп ишлиди. 1991 — 2006-жилларда коммерциялик қурулумларда рәһбирий лавазимларда паалийәт елип барди. 2006 — 2012-жилларда дипломатик хизмәттә болди. Қазақстан Җумһурийитиниң Малайзиядики Пәвқуладдә вә Толуқ һоқуқлуқ Әлчиси, Қазақстан Җумһурийитиниң Индонезия Җумһурийитидики, Бруней-Даруссаламдики, Филиппин Җумһурийитидики Пәвқуладдә вә Толуқ һоқуқлуқ Әлчиси вәзипилирини қошуп атқурғучи болуп тайинланди. 2012-жилниң октябрь ейидин тартип Қазақстан Җумһурийити Индустрия вә йеңи технологияләр министрлигиниң мәсъул кативи, 2014-жилниң август ейидин тартип Қазақстан Җумһурийити Инвестицияләр вә тәрәққият министрлигиниң мәсъул кативи.

348 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы