• Йеңи ихтисадий сәясәт
  • 27 Тамыз, 2015

Келәчәккә ташланған муһим қәдәм

Өткәндә Дөләт рәһбири Қазақстандики чоң бизнесниң вәкиллири билән учрашти. Мәзкүр учришишта Қазақстан ихтисадини, униң йетәкчи саһалирини күчәйтиш, валютилиқ таргетлаш асасидики йеңи малийә-мәбләғ сәяситини әмәлгә ашуруш мәсилилири муһакимә қилинди. Әлвәттә, бу нурғунлиған адәмләр вә санаәт орунлириниң мәнпийитини өз ичигә алидиған аддий қарар әмәс, бәлки әһмийити зор қарар болди. Президент «Ахирқи жилларда дуния ихтисадидики әһвал начарлимақта... Боһран һәммә йөнилишләрдә тәрәққий әтмәктә. У тәрәққий етиватқан һәм тәрәққий әткән дөләтләргә тәсир қилмақта. Буниңдин һечким чәттә қалмайду» дәп тәкитлиди. Һәқиқәтәнму, һазир Қазақстанниң асасий сода шериклири Россия вә Хитай тәрипидин бизниң экспорт мәһсулатлиримизға болған еһтияҗ төвәнлимәктә. Мошундақ әһвалда Европа Иттипақиниң айрим дөләтлири һәм Қазақстанниң сода шериклири өзлириниң миллий валютилирини хунсизландурди. Қелиплашқан әһвал җиддий. Мошундақ әһвалда дөлитимиздә келәчәккә муһим қәдәм ташланди. Дөләт рәһбириниң тәкитлигинидәк, бу қәдәмләр бизгә боһранни йеңишкә, иш орунлирини сақлашқа вә ихтисадий тәрәққиятқа зәмин яритиду. Нурсултан Назарбаев мәһсулатлирини импорт қилидиған санаәт орунлирини қоллаш вәзиписини оттуриға қоюп, аддий хәлиқниң мәнпийәтлириниму унтумиди. Президент Һөкүмәткә вә һакимларға асасий озуқ-түлүк мәһсулатлириниң баһалириниң өсүшиниң алдини елиш тапшурмисини бәрди. Дөләт рәһбири баһалар вә валютилар билән «ойнайдиғанларниң» қаттиқ җазалинидиғанлиғини тәкитлиди. Униңдин ташқири, Президент санаәт орунлириниң рәһбәрлиригә иш орунлирини сақлаш, ишчиларниң айлиқ маашлирини қисқартмаслиқ, ишләпчиқиришни йүксәлдүрүш вәзипилирини жүклиди.

Абдурешит Мәхсүтов,

ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңишиниң рәиси.

358 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы