- Йеңилиқлар
- 25 Қыркүйек, 2015
Дөләт рәмзлири тоғра қоллинилиши керәк
Өткән һәптидә Ақордида Қазақстан Җумһурийитиниң Дөләт кативи Гүлшара Әдиқалықованиң рәислигидә Дөләт рәмзлири бойичә җумһурийәтлик комиссияниң мәҗлиси болуп өтти.
Мәҗлистә дөләт рәмзлирини, шундақла аһалилиқ пунктларниң, шәһәрләрниң, наһийәләрниң, Астана вә Алмута шәһәрлириниң, вилайәтләрниң объектлирини пайдилиниш вә тәрғибат қилиш системисини йүксәлдүрүш бойичә 2015 — 2020-жилларға беғишланған планини тәйярлаш тоғрилиқ әхбарат тиңшалди.Гүлшара Әдбиқалықова мәзкүр планниң асасий мәхсити қазақстанлиқ умумийлиқни вә бирликни күчәйтишкә қаритилған дөләт рәмзлирини пайдилиниш вә тәрғибат қилиш системисини йүксәлдүрүш екәнлигини ейтти.
«Қазақстан йолиниң» бириктүргүчи қәдрийәтлири «Мәңгүлүк Әл» умуммиллий идеясини әмәлгә ашурушниң асаси болуп һесаплиниду. Улар — Қазақстанниң мустәқиллиги вә Астана; миллий бирлик, течлиқ вә разимәнлик; зайирлиқ җәмийәт вә алий мәнавият; индустрияләштүрүш вә инновация асасидики ихтисадий өсүш; тарихниң, мәдәнийәтниң, тилниң умумийлиғи; миллий бехәтәрлик вә дуниявий һәм регионлуқ мәсилиләрни һәл қилиш ишиға елимизниң қатнишиши.
Бу җәһәттин гражданлиқ қаидиләр асасида қурулған қазақстанлиқ умумийлиқ вә бирликниң әһмийәтлик йөнилишлириниң бири — дөләт рәмзлирини пайдилиниш мәсилиси болуп һесаплиниду.
330 рет
көрсетілді0
пікір