• Йеңилиқлар
  • 25 Қыркүйек, 2015

Қурван һейтиниң қәдри вә хасийити

Қурванлиқ қилиш қәйәрдин чиққан «Қурван» — әрәп сөзи болуп, «Йеқинлишиш» дегәнни билдүриду. Демәк, бу изгү ишни қилиш арқилиқ Яратқучиға йеқинлишиш дегән сөз. Әнди қурванлиқ қилишниң шәриәттики ениқлимиси — «Худаға қулчилиқ нийити билән шәрт-қаидиләрни сақлап, мал союш».Әрәп тилида һейтта союлидиған қурванлиқ мели «удхия» дәп, әнди һейтниң өзи «ъидул-адха» дәп атилиду. Әнди түрк хәлиқлиридә болса, «қурванлиқ қилиш», «қурван һейти» сөзлири қоллинилиду. Қуръан Кәримдә Адам атиниң оғуллири Абыл билән Қабылниң даваси Алла таалаға қурванлиқ қилиш арқилиқ һәл болғанлиғи ейтилиду. Шуниң билән биллә Ибраһим Пәйғәмбәр илаһи аян билән оғли Исмайилни худа йолида қурванлиқ қилишқа тәйяр болғанлиғи һекайә қилиниду. Шу пәйттә Яратқучиниң әмри билән өткүр пичақ өтмәй қалиду. Қурванлиқ қилиш үчүн асмандин қошқар чүширилиду. Синиғидин сүрүнмәй өткән сөйүмлүк қулини Алла мошундақ һөрмәт қилған. Бу һәқтә Саффат сүрисидә: «Шу вақитта Биз униңға: «О Ибраһим! Көргән чүшүңни растлидиң», дедуқ. Һәқиқәтәнму, бу чоң синақ еди. Биз униңға улуқ қурванлиқ бәрдуқ. Изгүләргә мошундақ мукапат беримиз», дейилгән. Қурванлиқ қилишниң һөкүми Әнди инсанийәтниң есили, илаһи әлчиләрниң ахирқиси болған Муһәммәд Пәйғәмбирниң (Әләйһиссалам) шәриитидә қурванлиқ қилиш һаҗилиқтики бир рәсим. Шундақла һаҗилиққа бармиған мусулманлар үчүн ваҗип қулчилиқ болуп бәкитилди. Өлималар қурванлиқ қилиш һиҗрийәниң иккинчи жили бәкитилгәнлиги ейтиду. Улуқ Алла Кәвсар сүрисидә: «Рәббиң үчүн намаз оқи вә қурванлиқ қил» дәп буйриған. Шундақла Пәйғәмбәр (ә.һ.с.) cаһабалири бу ибадәтниң мәнасини сориғанда: «Қурванлиқ қилиш — Ибраһим (ә.һ.с.) атаңларниң башлап бәргән йоли. Қурванлиққа сойған маллириңларниң һәрбир тал қили үчүн совап алисиләр», дәп җавап бәргән. Мошундақ дәлилләрни алға сүргән улуқ имам Әбу Ханифа Қурван һейтта мал союш чамиси кәлгәнләргә ваҗип дегән пәтва чиқарған. Мәлумки, пәриз билән сүнъәтниң оттурисидики мәҗбурийәт ваҗип һөкүмигә егә. Шараити бар болуп, пишшиқлиқтин яки бепәрвалиқтин қурванлиқ қилмиған мусулман гунакар һесаплиниду. Чүнки Пәйғәмбәр (ә.һ.с.): «Шараити болуп, қурванлиқ қилмиған инсан намаз оқуйдиған орнимизға йеқин кәлмисун!» дәп әскәрткән. Муһимки, Алла таала союлған малниң қениғиму, гөшигиму муһтаҗ әмәс. Әксичә, бәндиләр Униң рәһимигә муһтаҗ. Шуниң үчүн чин дилиң билән мал союп, Рахманниң разилиғиға интилиш лазим. Бу һәқтә Һәҗ сүрисидә мундақ дейилгән: «Қурванлиққа союлған малниң гөшиму, қениму Алла таалаға йәтмәйду. Бирақ Униңға силәрниң тәқвадарлиғиңларла йетиду». Қурванлиқ қилиш Алла тааланиң бәргән сансиз ниғмәтлиригә жилдин-жилға аман-есән йәткәнгә шүкүрчилик сүпитидә һәм жил бойи әвәткән гуна-хаталиқлирини жуюш үчүн орунлинидиған ибадәт. Шундақла мусулман сойған малниң гөшидин бала-чақисиға, қериндашлириға, хошнилириға, кәмбәғәлләргә таритиду. Шу арқилиқ җәмийәттә бәрикәт-бирлик, өмлүк, хәйрихаһлиқ, иттипақлиқ, разимәнлик көпийиду.

Қурванлиқ қилиш кимләргә ваҗип?

Балағәт йешиға толмиған, әқил-һоши орнида, закат беридиған мал-мүлүк мөлчәригә егә, йолувчи болмиған һәрбир мусулманға қурванлиқ қилиш — ваҗип. Закат беридиған мөлчәр 85 грамм алтунға яки шуниң хуниға тәң келидиған мәбләғ. Қурванлиқ қилиш ваҗип болуши үчүн мошу миқдардики мәбләғниң бир жил бойи қолда болуши шәрт әмәс. Қурван һейти һарписида болса купайә. Әнди мошу миқдардики мәблиғи болмисиму, башқилар билән бирлишип, ириқара мал сойсиму яки өзи қой сойсиму қурванлиғи қобул болиду.

Қандақ мал союлиду?

Қурванлиққа бир яшар қой-өшкә, икки яшар сийир, бәш яшар төгә союлиду. Союлидиған мал оруқ, асқақ, қарғу, қулиғи кесилгән, мүңгүзи сунған болмаслиғи керәк. Һәртүрлүк камчилиқларсиз мал болуши шәрт. Худа йолида әң яхши мални соймай, разилиққа егә болумән дәп ойлаш ахмақлиқ. Әли Имран сүрисидә Яратқучи егә мундақ дәп әскәртиду: «Өзәңлар яхши көргәнни Алла йолиға хәшлимигичә, изгүлүккә йәтмәйсиләр». Әнәс саһаба Алла әлчисиниң (c.а.с.) қурванлиққа мүңгүзлүк, ақ ала, икки қошқарни тәгбир етип, өз қоли билән сойғанлиғи тоғрилиқ ейтиду. Қой-өшкә бир адәмниң намидин союлиду. Ириқара мални йәттә киши бирикип союшқа болиду. Чамиси йәткән адәм өз намидин бирнәччә мал сойсиму болиду. Қурванлиқ малниң бешини қиблигә қаритип, «Бисмилла, Аллаһу әкбәр!» дәп боғузлайду. Қурванлиқни һейтниң үч күни союшқа болиду.

Мусулманлар мәйрәмлири тоғрилиқ

Һәдистә «Һәрбир җәмийәтниң өз мәйрими бар» дейилгән. Һәқиқәтәнму һәрбир әлниң өзигә хас мәйрәмлири бар. Уларни нишанлашниң сәвәплириму һәрхил. Шәриәттә мәйрәмни ъид дәп атайду. Бизчә һейт дәп атилип кәткән. Бу сөзниң қоллиништики мәнаси «мәйрәм», әнди сөз томуридики мәналири «қайтиш, йенип келиш». Йәни һәр жили тәкрар кәлгәнликтин, қулчилиқ қилиш мәрикиси болғанлиқтин әшундақ аталған дейилгән. Мәйрәмләр һәртүрлүк әһвалларға, тарихий, мәдәний сәвәпләргә бола нишанлиниду. Бу җәһәттин мусулман мәйрәмлириниң өз алаһидиликлири тоғрилиқ ейтип өткән дурус. Яратқучиға иман кәлтүргән һәрбир үммәтниң һәрбир ибадити, қулчилиғи, тирикчилиги Алла таалаға бойсунушқа асасланған. Алла таала Қуръан Кәримниң Әнъам сүрисидә мундақ дәп буйриған: «Һәқиқәтәнму мениң намизимму, қулчилиғимму, тирикчилигимму, өлүмимму дунияниң Рәббиси Алла үчүн дәп ейт». Шуңлашқа мөмүнниң хошаллиғи, мәйримиму Яратқучи билән биллә, Рәббисиниң әмрини орунлаш арқилиқ болиду. Алдинқи әвлат мусулманлириға тәқвадар инсанлар: «Кимду-ким Аллани әскә алмай хошал болса, шатланса униң бу қилиғи Рәббисини унтуғанлиғи, оюнхумарлиққа берилгәнлиги. Оюнхумарлиқта қалған бәндә һәвәскарлиққа, нәпсигә әгишип кетиду. Әнди әқиллик инсан Рәббисигә қилған қулчилиғи үчүн хошал болуп тойлайду», дегән екән. Шуңлашқа мусулманларниң мәйрәмлириниң мәнаси Худаға болған қулчилиқ билән чәмбәрчас бағлиқ. Роза һейтини тойлиғанда оттуз күн розини ойдикидәк атқуруп, Яратқучиниң меһриванлиғиға үмүт қилип, ибадәт мәвсүминиң аяқлашқанлиғи үчүн шатлинип, хошал болиду. Алла таала өзи мошундақ буйриған. Бақара сүрисидә мундақ дейилгән: «(Яратқучи)... Силәрниң мәвсүмни (Рамзан ейини) толтуруп, тоғра йолға салғанлиғи үчүн Аллаға тәгбир ейтишиңларни (мәйрәмлишиңларни) (халайду)». Тәпсирчиләр бу йәрдики тәгбир ейтишниң мәнаси Роза һейт намизини оқуш, һейтлаш дәп чүшәндүргән. Әлвәттә, мусулман мәйрәмлириниң өзиниң алаһидиликлири бар. Мәсилән, айрим җәмийәтләр өз мәйрәмлирини қәдәһ уруштуруп, һарақ-шарап ичиш охшаш гуна ишлар билән башлиса, мусулманлар өз мәйрәмлирини күн чиққандин кейин һейт намизини оқуштин башлайду. Буниң өзи хошаллиқ күнниң Алла таалани әскә алмай өтмәйдиғанлиғини билдүриду. Шундақла мусулманлар һейт намизидин кейин бир-бирини тәбрикләйду. Қурван һейтта союлған малниң гөшини йеқинлириға, муһтаҗларға таритиду. Бир-бириниң өйигә берип һейтлайду. Узақтин бери көрмигән қериндашлири билән учришиду. Бемарларниң, муһтаҗларниң һал-әһваллирини сорайду. Дуниядин өткән кишиләргә қуъанлар оқуйду. Мошуларниң һәммиси мусулманчә мәйрәм нишанлаш мәдәнийитиниң алаһидилигини көрситиду. Худаға шүкри, динимизниң җанкөйәри Дөләт рәһбириниң беваситә Пәрмани билән Қурван һейти Қазақстанда рәсмий нишанлинидиған мәйрәмләр қатариға киргүзүлүп, һейтниң дәсләпки күни дәм елиш күни болуп елан қилинди. Мусулманларниң әң улуқ мәйрими Қурван һейт мубарәк болсун! Хасийәтлик мәйрәм елимизгә бәрикәт, яхшилиқ елип кәлсун! Яратқучи егимиз елимизгә течлиқ, һәммимизгә аманлиқ, динимизға күч бәрсун! Амин!

Ержан һаҗим

МАЛҒАЖА оғли,

Қазақстан Мусулманлири диний башқармисиниң рәиси,

Баш муфти.

549 рет

көрсетілді

37

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы