• Йеңилиқлар
  • 02 Қазан, 2015

Өй шараитидики «тәнтәрбийә»

Көктат яки қача-қомуч жуйған вақитта тапанни көтирип, путниң учида туруп нәпәс елиш, андин путини аста чүширип нәпәс чиқириш һәрикитини 10 қетим тәкрарлап бериш керәк. Бу мәшғулат арқилиқ пақалчәк булҗиңини созғили вә узақ муддәт туруштин келип чиққан һарғинлиқни йоқатқили болиду. Көктат тоғриғанда пүтүн бәдән еғирлиғини новәт билән һәр 20 секундтта бир путқа чүширип бериш керәк. Қача жуйғанда орнидин бир қәдәм кәйнигә даҗип, 5-6 қетим егилип бәрсә болиду. Бу бәл вә омартқиниң сағламлиғи үчүн пайдилиқ. Қача жуйғанда яки көктат тоғриғанда путлирини орнидин қозғимай, бәлниң жуқарқи қисмини у яқ-бу яққа бурап бәрсә болиду. Қийма қоруватқанда яки башқа тамақ тәйярлаватқанда башни, мүрини оң-солға, алди-кәйнигә һәрикәтләндүрүп бериш керәк. Егиз җайдики нәрсиләрни алғанда башни төвән қилип, путниң учида туруп, биләкни созушму пайдилиқ мәшғулатларниң бири.

286 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы