• Замандаш
  • 22 Қазан, 2015

Жутдишим билән пәхирлинимән

Йешим бир йәргә йетип қалғачқиму кейинки вақитларда киндик қеним төкүлгән қутлуқ макан — Чоң Ачиноқини дайим сеғинип, кинәйдиған болуп қалдим. Шараитим яр бәрсила жутқа беришқа тиришимән. Жутдашлиримни көрүп, тағ-идирлирини арилап дәм елип қайтимән. Шу пәйтләрдә беғубар балилиқ чеғимни, қурдашлиримни, акилиримни есимға елип, жут мөтивәрлири билән муңдишимән. Өткәндә йолум чүшүп, йәнә жутумға берип кәлдим. Чонҗида жутдишим Абләһәй Илахуновниң 80 яшқа толғанлиғини аңлидимдә, уни тәбрикләш мәхситидә уттур өйигә бардим. Абләһәй ака иккимизниң яш пәрқи анчә көп әмәс. Кичигимиздила ака-ини дәп өстуқ. У егиз бойлуқ, идрәклик, чәбдәс болидиған. Балилиғимизда бәңвашлиқ қилип, өзара «урушуп» қалсақ, Абләһәй ака һәммини адаләтлик билән һәл  қилидиған. Өзи тоғра сөзлүк, қорқумсиз болғачқа, һәммимиз һөрмәт қилаттуқ. Иккимиз өткән күнләрни әсләп, узақ муңдаштуқ. Абләһәй Илахунов 1935-жили Уйғур наһийәсиниң Чоң Ачиноқа йезисида дунияға кәлгән. Дадиси Илахун Абдурахманов йезида колхоз қурулуш ишлириға актив қатнашқан шәхсләрниң бири. 1943-жили җәң мәйданиға атлинип, 1944-жили еғир яридар болуп, жутиға қайтип келиду. Амма көп өтмәй урушта алған җараһәтлири түпәйли мәзгилсиз дуниядин өтиду. Абләһәй акиниң аниси Гүлсүмхан Хоҗа қизи өзи ялғуз төрт оғул, бир қизни беқип, қатарға қошиду. Абләһәй Илахунов 1955-жили Кәтмән оттура мәктивини яхши баһалар билән тамамлап, Алмутидики сода техникумиға чүшиду. Бу мәзкүр билим дәргаһини 1958-жили тамамлап, һәрбий сәпкә атлиниду. Андин өз мутәхәссислиги бойичә жутидики дуканда ишләйду. У вақитларда хәлиқниң турмуш-тирикчилиги хелила түзүлүшкә башлиған, — дәп әсләйду Абләһәй ака. — Бирақ һазирқидәк һәрбир чамдамда дукан йоқ, бир жутта бирла дукан. Хәлиқниң еһтияҗидин чиқиш керәк. Мошу мәхсәттә адил әмгәк қилдим дәп ойлаймән. Әйнә шундақ пидакаранә әмгиги билән бираз тәҗрибә топлиған вә хәлиқниң иллиқ инкаслириға егә болған Абләһәй Илахуновни рәһбәрлик наһийәлик истималчилар җәмийитигә ишқа тәклип қилиду. Бу йәрдә әнди униң зиммисигә жүкләнгән җавапкәрликму өсиду. Тәкитләш керәкки, Абләһәй ака бу орунда өзиниң салаһийәтлик мутәхәссис екәнлигини иш билән дәлилләйду. Пидакаранә әмгиги мунасип баһалинип, бирнәччә қетим пәхрий ярлиқлар билән мукапатлиниду. Өткән әсирниң 70-жиллири наһийәдә йеңи А.Розибақиев намидики совхоз қурулиду. Бу ишниң бешида исми көпчиликкә тонулған тәҗрибилик рәһбәр Ғуппа Абдуманапов туриду. У бу ишта кадр мәсилисигә алаһидә көңүл бөлүп, өзиниң әтрапиға салаһийәтлик мутәхәссисләрни жиғишқа башлайду. Униң тәкливи билән уюштуруш қабилийити жуқури Абләһәй Илахунов совхоз мудириниң егилик ишлири бойичә орунбасари болуп тайинлиниду. Әлвәттә, йоқтин бар қилмақ наһайити қийин. Маһир тәшкилатчи Ғуппа Абдуманаповниң рәһбәрлигидә илгири ташлиқ болған мәйданда йеңи жут — Баһар йезиси бәрпа қилиниду. Бу иштиму Абләһәй акиниң әмгиги чоң болди. Қурулуш ишлириға керәк-ярақниң һәммисини тепиш шуниңға жүкләнгән еди. Абләһәй ака бу вәзипә һөддисидин шәрәп билән чиқти, хәлиқниң иззәт-еһтирамиға бөләнди. Та һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә мошу йәрдә әмгәк қилди. Абләһәй ака өмүрлүк җүпти Реһимәм Вәлиева билән аилә қурғиниға әллик жилдин ешипту. Иккиси алтә пәрзәнтни заман тәливигә лайиқ трәбийиләп, қатарға қошти. Һазир уларниң мевисини көрүп, шат-шадиман яшаватиду.

Полат ХОҖАЕВ.

695 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы