• Кәсипдаш һәққидә сөз
  • 05 Қараша, 2015

Җәмийәт тәртивиниң сақчиси

Мошу йеқинда қәдинас ағиниләр билән Алмута шәһириниң «Малая станица» мәһәллисидә истиқамәт қиливатқан кәсипдаш иним Абдуғопур Һасановниң өйигә бардуқ. Чүнки у хелә вақиттин бери ағриқниң дәрдини тартивататти. Һал сорап муңдишип олтирип, бираз өтмүшни әслидуқ. Кеңәш Иттипақи дәвридә һәр жили 10-ноябрьда ички ишлар хадимлири күни нишанлинатти. Һәр мәһкимиләрдә жиғинлар өткүзүлүп, яхши утуқларға егә болған органларға, илғар хадимларға әла хизмити үчүн тәшәккүрнамилар, пәхрий ярлиқлар тәғдим қилинатти. Қазақстан мустәқилликкә еришкәндин буян бу мәйрәм 23-июньға йөткәлгән болсиму, мошу кәмгичә бурун хизмәт қилған хадимлар бир-бирини телефон арқилиқ тәбриклигәч, мәйрәмни биллә өткүзүшкә интилип, сақлинип қалған әнъәнини давамлаштуруп келиватиду. Бизму  шу күни муңдишип, мәйрәмләр тоғрилиқ параңлаштуқ. Талғирлиқ достумиз Пәйзирахман маңа: «Сән мошу Абдуғопур тоғрилиқ гезитқа язсаң болатти. У  хизмәт җәриянида хелә қийинчилиқларни бешидин өткүзгән. Һазирқи ағриқлириму шуниң тәсиридин. Ундақ кишиләрни хәлиққә тонуштуруш керәк, бу сениң қолуңдин келидиғу» деди. Башқа достларму бу тәклипни дурус көрүп, қоллап-қувәтлиди. Шу сәвәптин мән бүгүн қолумға қәләм елип, достларниң илтимасини орунлашқа тириштим. Абдуғопур Адил оғли Һасанов 1947-жили Ғулҗа шәһиридә дехан аилисидә дунияға кәлгән. 1955-жили ата-аниси билән Қазақстанға көчүп чиқип, Алмута вилайитиниң Йеңишәр йезисиға орунлишиду. Шу йезидики оттура мәктәпни тамамлап, 1966 — 1969-жиллири һәрбий борчини өтәп келиши биләнла ички ишлар оргиниға хизмәткә орунлишиду. Коллективниң йолланмиси билән Алмутидики Милиция мәктивидә тәһсил көрүп, уни 1972-жили муваппәқийәтлик тамамлап, әмгәк паалийитини давамлаштурди. Лейтенант Абдуғопур Һасанов ички ишлар бөлүмлиридә қизғин ишләп, хизмәт дәриҗисиму өсти. У болупму яшларниң тәрбийисигә алаһидә көңүл бөлди. Спорт билән шуғулланған, идриги бар яшларға Милиция мәктивигә чүшүшкә мәслиһәт берип, қолидин кәлгән ярдимини қилди. Абдуғопурниң иш-паалийитидә бирнәччә қетим ховуплуқ-хәтәрлик әһваллар йүз бәрди. У еһтиятчанлиғи вә сәзгүрлүги, чаққан һәрикити түпәйли көплигән җинайәтчиләрни қолға чүшәрди. Узун жиллиқ әстаидил вә җасарәтлик әмгиги үчүн милиция майори дәриҗисигичә көтирилип, көплигән медальлар, пәхрий ярлиқлар, баһалиқ соғилар, тәшәккүрнамилар билән мукапатланди. Абдуғопур инақ вә бәхитлик аилиниң атиси. 1971-жили Гүлбәһрәм Молакова билән турмуш қуруп, икки пәрзәнт сөйүп, уларни заманға лайиқ тәрбийиләп, қатарға қошти. Һазир улар нәврилириниң көйүмчан бова вә момиси. Уруқ-туққан вә қериндашлириға меһриван, ғәмхорчи, холум-хошна вә достлириға меһмандост, садиқ инсанлар. Биз у күни достумизни кәспий мәйрими билән қизғин тәбрикләп, мустәһкәм саламәтлик, узақ өмүр, аилисигә бәхит-саадәт тиләп қайттуқ.

Мухпул ЙҮСҮПОВ,

истипадики подполковник.

СҮРӘТТӘ: А.Һасанов вә Г.Молакова нәврилири билән.   Дәйдиған гәп әмәс боптула.

404 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы