- Йеңилиқлар
- 03 Желтоқсан, 2015
Вәтәнпәрвәрлик вә бирлик рәмзлири
Йеқинда Ақордида Қазақстан Җумһурийитиниң дөләт кативи Гүлшара Әбдиқалиқованиң рәислигидә Дөләт рәмзлири бойичә җумһурийәтлик комиссияниң мәҗлиси болуп өтти.Дөләт кативи мәҗлисни ечип, қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик вә хәлиқ бирлигиниң бәш муһим институционал ислаһатни басқучлуқ орунлаш, шундақла Дөләт рәһбири тәклип қилған 100 ениқ қәдәмни әмәлгә ашуруш йолида утуқ қазинишниң муһим амиллиридин болуп һесаплинидиғанлиғини тәкитлиди.
Қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик әң алди билән Вәтәнгә болған муһәббәтниң, дөләт рәмзлиригә болған һөрмәтниң асасида шәкиллиниду, — дәп тәкитлиди Гүлшара Әбдиқалықова.
Комиссия мәҗлисидә Инвестицияләр вә тәрәққият министрлигиниң, шундақла Қизилорда, Қостанай, Павлодар, Ақтөбә вилайәтлири һакимлириниң һесаватлири тиңшалди. Атап көрситилгән мәркизий вә йәрлик дөләт органлириниң дөләт сәяситиниң мошу муһим йөнилишидики иши чоңқур һәм һәртәрәплимә тәһлил қилинди.
Вакаләтлик дөләт органлири рәһбәрлириниң диққити дөләт рәмзлири тоғрилиқ қанунниң бузулушиға йол қоймаслиққа, турақлиқ ички назарәтни тәминләшниң, һоқуқ қоллиниш әмәлиятини мукәммәлләштүрүшниң, шундақла дөләт рәмзлирини тәрғип қилиш һәм қоллиниш саһасидики назарәтни күчәйтишниң муһим екәнлигигә җәлип қилинди.
Мәҗлис йәкүни бойичә ениқ тапшурмилар вә тәвсийәләр берилди.
320 рет
көрсетілді0
пікір