• Йеңилиқлар
  • 10 Желтоқсан, 2015

Илмураттин һәммә рази

«Саламәтлик – зор байлиқ». Һәқиқәтәнму шундақ. Җан ағриғанда, тирик бәндә бәзидә барарға йәр тапалмай, дәрдигә — дава, көңлигә хатирҗәмлик һәдийә қилидиған адәмни издәйду. Ахирқи вақитларда Ишиктә шәһириниң турғунлири мана шундақ алийҗанап яш хирург һәққидә көплигән иллиқ гәпләрни қилмақта. Униң адәмләргә болған иллиқ муамилиси вә шипалиқ қоли тоғрилиқ сөзләр бизниңму қизиқишимизни  пәйда қилди. Илмурат Авамов Әмгәкчиқазақ наһийәлик ағриқханиси Бемарларни  қобул қилиш бөлүминиң башлиғи. Сөһбәт җәриянида униң иллиқ муамилиси мениму қайил қилди. Яш дохтурдин туғулған жути вә ата-аниси тоғрилиқ соридим. Илмурат Ғәйрәт йезиси ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Зәйтүнәм Турданованиң оғли болуп чиқти. Зәйтүнәм һәдини хелидин бери тонуймән. У йезидики барлиқ җәмийәтлик ишларниң бешида туриду. Бир сөз билән ейтқанда, жутиниң «отидин кирип, сүйидин чиқидиған» милләтпәрвәр инсанлардин. Шундақ аниниң тәрбийисини алған бала, әлвәттә, яхши хисләтлири билән аһали көзигә чүшкәнлиги ениқ. – Дадам билән апам аддий ишчилар болсиму, бизниң, үч пәрзәндиниң, келәчиги үчүн қолидин кәлгининиң барлиғини қилди. Апам өз вақтида депутатлиққиму сайланған. Һелиму ядимда, балилиқ чеғимда апам қаттиқ ағрип қалди. Униң азаплиниватқанлиғини көргәндә, мениңму җеним шиқирап кетәтти. Шу вақитта мән чоқум дохтур болуш арминимни көңлүмгә пүккән едим, — дәйдә у сөһбәтара. Илмурат Қурванҗан оғли 1984-жили Ғәйрәт йезисида дунияға кәлгән. Шу йезидики Исмайил Саттаров намидики билим дәргаһида оқуған. Кичигидинла зерәк болуп, оттура мәктәпни әла баһалар билән тамамлиған. Хирург болушни арман қилған Илмурат, гөдәк күнлиридила йәр беғирлап маңғучиларни тутувелип, уларға «операция қилаттекән». Чоң синипларда болса, биология вә анатомия пәнлиригә алаһидә һәвәси қозғилиду. 2001-жили М.Алиев намидики медицинилиқ университетиниң давалаш факультетиға оқушқа чүшиду. 11 жил уйғур тилида билим алған Илмурат қийинчилиқларға бой бәрмәй, алтә ай давамида китапханидин чиқмай дегидәк латин тилини үгиниду. Икки-үч жил бешини көтәрмәй оқуп, билим сүпитини хелила яхшилавалған студент әнди ихтисадий әһвалини җөндәшни ойлаштуриду. Ата-анисиға еғирчилиғини салмаслиқ мәхситидә, әлвәттә. Университетта оқуп жүрүп, 12-шәһәрлик ағриқханиға ишқа орунлишиду. Төрт жил анестезиолог болуп ишләп, тәҗрибә топлайду. Шуниң билән биллә операцияләргә қатнишип, көп нәрсини көрүп, биливалиду. Оқушини түгитипла, Әмгәкчиқазақ наһийәлик ағриқханиниң хирургия бөлүмигә өз мутәхәссислиги бойичә ишқа орунлишиду. Әмгәкчиқазақ наһийәлик ағриқхана Дөләт Рәһбириниң тапшурмиси билән «100 мәктәп, 100 ағриқхана» программиси бойичә селинип, заманивий қурал-ярақлар билән толуқ тәминләнгән. Нурғун жиллардин бери мәһкимини тәҗрибилик рәһбәр Болат Балақойшиев башқуруп келиду. Ағриқхана вилайәттики алдинқи қатарлиқ саламәтликни сақлаш мәһкимилириниң қатарида. – Ағриқхана баш врачи Болат Рысбек оғли әмгәк қилишимиз үчүн барлиқ мүмкинчиликләрни яритип бериватиду. Әң муһими, штат кәңәйди. Мәсилән, бурун тәвлүгигә икки һәмширә новәтчилик қилса, һазир уларниң сани төрткә йәтти. Инфаркт-реймобригадиси қурулди. Бөлүмгә бир «Тез ярдәм» автомашиниси, бир реанимобиль бәкитилгән. Диагностикилиқ палата, рентген, томография, УЗИ, ЭКГ, экспресс-лаборатория вә башқиму заманивий җабдуқларниң ярдими билән җараһәтниң барлиқ түрлиригә операцияләрни өзимиз әмәлгә ашуримиз. Әнди әһвали мурәккәп бемарларни болса, бөлүмләргә бөлүветимиз, – дәйду Илмурат Қурванҗан оғли. Бу бөлүмдә алтә хирург, бәш терапевт, икки педиатр, бир гинеколог, бир узист, бир рентгенолог вә онлиған оттура мәхсус билимлик мутәхәссисләр, умумән, 60тин ошуқ адәм ишләйду. Қандақла әһвал болмисун, қандақла қийинчилиқ көрмисун, адәмгәрчилик дегән чүшәнчини һәммидин жуқури қойидиған бөлүм башлиғи Илмурат уларниң барлиғиға үлгә-ибрәт болуп келиватиду. Алдиға кәлгән адәмгә қолидин кәлгиничә ярдәмлишишкә тиришиду, қол астидики адәмләрдинму шуни тәләп қилиду. Шуңлашқиму уларниң барлиғи ишиға чоң җавапкәрлик билән қарайду. Бу болсиму, Илмуратниң пәқәт яхши врачла болуп қалмай, маһир уюштурғучи екәнлигини испатлиса керәк. Илмурат кичигидинла футбол билән шуғуллинипту. 11 йешидин йеза командисиниң тәркивидә һәрқандақ турнирларға қатнашти. Һазир болса, Ғәйрәтниң яш футболчилирини тәрбийиләватиду. Күн бойи онлиған бемарни қобул қилип, бирнәччә операциягә қатнишип, узақ йолдин һерип-ечип кәлсиму, футболға кәлгәндә һәммини унтуйду. Бир чинә чейини алдирап дегидәк ичидудә, стадионға жүгрәйду. Шагиртлириға оюн техникисини үгитипла қоймай, уларға һамийлиқму қилиду. Ейтмақчи, у өзиниң төрт оғлиниму яхши футболчилардин қилип йетилдүрүш  нийитидә. Наһийәлик саламәтликни сақлаш саһасиниң тәрәққий етишигә салмақлиқ һәссә қошуп келиватқан яш врачқа техиму чоң утуқларни тиләймиз.

Рашидәм РӘҺМАНОВА.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

348 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы